Архип
2017-08-31
Уйғур аптоном район даирилири уйғур елиниң җәнубидики йезиларда қош тил йәсли қурулушини тез сүрәт билән омумлаштуруш үчүн “селишқа тегишликини чоқум селиш”, “йәслигә киришкә тегишлики чоқум йәслигә кириш” дәп аталған бир нишан бойичә һәрикәт қилмақта.
2017-08-31
Бүгүн хәлқара кәчүрүм тәшкилати уйғурларниң дини әркинликиниң бесимға учраш мәсилиси һәққидә бир парчә мақалә елан қилип, хитай һөкүмитини диний бесим сиясәтлиридин ваз кечишкә чақирди.
2017-08-31
Чаршәнбә күни, германийә ташқи ишлар министири сигмар габриял фирансийәдики зиярити давамида қилған бир сөзидә “хитайниң бизни бөлүшни мәқсәт қилмиған бир явропа сиясити болуши керәк” дегән иди.
2017-08-31
Тәңритағ тори тарқатқан хәвәрдин қариғанда, уйғур аптоном районлуқ алақә торини башқуруш идариси йәнә 13 кишини интернет торидики аталмиш “қанунсиз” мәшғулатлири үчүн бир тәрәп қилған.
2017-08-31
Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә кишилик һоқуқ органлири уйғур елидики сиясий бесимниң чидиғусиз дәриҗидә еғирлиқини тәнқид қиливатқан бир мәзгилдә, уйғур райониниң хитай партком секретари чен чуәнго “муқимлиқ хизмити телевизийә йиғини” чақирип, һәрқайси җайларда “бирикмә мушни” қаттиқ етишни йәнә бир қетим тәкитлигән.
2017-08-31
Қизилсу области ақту наһийәси йеқиндин буян җәнубий уйғур елидики сиясий вәзийити әң сәзгүр җайларниң биригә айланған.
2017-08-31
Хитай даирилири өткән роза һейтта үрүмчи хантәңри мәсчитидә һейт намизидин аввал байрақ чиқириш мурасими өткүзгән иди.
2017-08-31
Д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди “шәрқий түркистан хәлқиниң әркинлик үчүн күрәшлири вә һәқлири” дегән темида доклат бәрди.
2017-08-31
1944-Йили шәрқий түркистан җумһурийити вақитлиқ һөкүмити тәсис қилиниш билән бир вақитта “азад шәрқий түркистан” нами астида гезит чиқирилған.
2017-08-31
Совет дәвридә оттура асияниң қәдимий тарихи вә мәдәнийитини тәтқиқ қилишқа киришкән совет алимлири уйғур дияри тарихиғиму мураҗиәт қилған иди.
2017-08-30
Мунәввәр абдулла муһаҗирәттики уйғурлар арисидин йетишип чиққан яш шаирә вә актип язарларниң бири.
2017-08-30
Бу йиллиқ қурбан һейт йетип келиш алдида хитай даирилириниң үрүмчидики мәсчитләргә қаратқан назаритиниң һәссиләп күчәйгәнлики мәлум болмақта.
2017-08-30
Бу йил 1-сентәбирдин башлап хитай миқясидики барлиқ башланғуч вә толуқсиз оттура мәктәпләр хитай маарип министирлиқи түзгән йеңи оқушлуқни ишлитидикән.
2017-08-30
Иқтисад илми бойичә дунядики әң нопузлуқ журналларниң бири болған “форбес” журнили түнүгүн хитай иқтисади һәққидә мәхсус анализ елан қилип, хитай иқтисадиниң җиддий рәвиштә чөкүватқанлиқини илгири сүргән.
2017-08-30
30-Авғуст - бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин бекитилгән дуня мәҗбурий ғайиб қиливетилгәнләрни хатириләш күни.