Архип
2010-10-29
1989 - Йилдики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң рәһбири өркәш дөләт, нобил мукапати саһиблири йиғини рәиси, сабиқ совет иттипақи президенти михаил горбачефниң тәклипигә бинаән японийиниң хирошима шәһиридә өткүзүлидиған нобил саһиблириниң учришиш йиғиниға қатнишиду.
2010-10-29
Түркийә ташқи ишлар министири давудоғлу түнүгүн қәшқәрни зиярәт қилип, хитай - түркийә мунасивитиниң тәрәққияти уйғурларниң түркийә билән болған мунасивитини күчәйтишкә пайдилиқ икәнликини илгири сүргән.
2010-10-29
Америка хәлқара диний әркинлик комитети җүмә күни баянат елан қилип, америка дөләт ишлар министири һелари клинтон ханимдин шәнбә күни хитайда елип баридиған қисқа муддәтлик туюқсиз зияритидә универсал кишилик һоқуқ вә диний әркинлик мәсилисини оттуриға қоюшни тәләп қилди.
2010-10-29
Бейҗиң шәһәрлик юқири сот мәһкимисиниң бир баянатчиси җүмә күни нобил комитетини тәнқидләп, 2010 - йиллиқ нобил тинчлиқ мукапатиниң түрмидики хитай өктичилиридин лю шавбоға берилгәнликини әйиблигән.
2010-10-29
Нобил тинчлиқ мукапатиниң тарқитилиш мурасими өткүзүлүшкә аз қалған болсиму, лекин бу йиллиқ тинчлиқ мукапатиға еришкән түрмидики хитай өктичилиридин лю шавбониң мукапатини кимниң униңға вакалитән тапшурувалидиғанлиқи һазирғичә ениқ әмәс.
2010-10-29
29 - Өктәбир күни мәркизи явроасия тәтқиқат җәмийитиниң йилда бир қетим өткүзүлидиған илмий муһакимә йиғининиң 11 - қетимлиқ йиғини мичиган штатиниң мичиган дөләт университетида рәсмий башланди.
2010-10-29
Түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давудоғлу үрүмчидики зияритини тамамлап шиәнгә қарап учқан. У қәшқәрдә мухбирларға бәргән баянатида, "түркийә - хитай мунасивитиниң тәрәққий қилиши уйғур аптоном районидики қериндашлиримиз үчүнму көп пайдилиқ" дегән.
2010-10-28
Хитай баш министири вен җябав түркийини зиярәт қилип узун өтмәй, түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давудоғлу билән түркийә ички ишлар министири бешир аталайниң охшаш вақитта хитайда зиярәт елип бериши уйғур вә түрк җамаәтчиликиниң диққитини қозғимақта.
2010-10-28
Өткән һәптә маралбеши наһийисиниң сериқбуя базиридики 50 дин артуқ деһқан, қәшқәр вилайәтлик вали мәһкимисигә берип колликтип наразилиқ билдүргән. Улар наразилиқини вали мәһкимисиниң қорусиға топлишип җим олтурувелиш шәклидә елип барған болуп, бу наразилиқ даириләрниң вә шәһәр хәлқиниң күчлүк диққитини тартқан иди.
2010-10-28
Хитай даирилири мәркизи шәһәр үрүмчидә көчмә нопусларға, болупму уйғур елиниң җәнубий вә шималидин үрүмчигә кәлгән уйғур аһалилиригә қарита тәкшүрүш хизмитини алаһидә күчәйтмәктә.
2010-10-28
Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, тибәт оқуғучилириниң намайишидин буян, уйғур елидики университет вә оттура мәктәпләрдә, оқутқучи - оқуғучилар мәктәпкә йиғивелинип йиғинға орунлаштурулған, шундақла мәктәпләргә қаритилған назарәт күчәйтилгән.
2010-10-28
Хитай даирилири 11 - айниң 1 - күнидин башлап мәмликәт бойичә омумйүзлүк нопус тәкшүрүш паалийити елип бариду. Лекин биз игилигән мәлуматлардин мәлум болушичә, хитайниң нопус тәкшүрүш паалийити уйғур аптоном районида муддәттин бурун башланған.
2010-10-28
Хитай даирилири ай шариға адәм чиқириш пиланини оттуриға қоюп, бу җәһәттә җиддий тәйярлиқ қилмақта. Һалбуки мутәхәссисләр хитайниң йеқин кәлгүсидә айға адәм чиқиралмайдиғанлиқини, әмма буниң башқа қошна әлләрдә аләм техникиси мусабиқисини кәлтүрүп чиқириши мумкинликини илгири сүрди.
2010-10-28
Худди б б с баян қилғандәк, дуня һазир хитайниң сирәк топа екиспортини козур қиливалған мәсилини һәл қилишқа кириштила әмәс, бәлки хитайдин башқа җайларда сирәк топа мәнбәлирини ечишқа бәл бағлиди.