Архип
2019-12-31
Абдулла өзлириниң халинурниң видийосини көргәндин кейин наһайити һәйран болғанлиқини әмма шуниң билән бир вақитта униң һеч болмиғанда һаятлиқини көрүп хушал болғанлиқини ипадилиди.
2019-12-31
Бахтәли өзи ятқан камерда өзиниң балиси демәтлик уйғур балиларниң дадиси һәҗ қилған сәвәблик тутқун қилинип, еғир җисманий вә роһий қийинқистақларға елинғанлиқини, һәтта бәзиләрниң қийнап мейип қилип қоюлғанлиқлириға шаһид болған.
2019-12-31
Хитайниң җаза лагерлири сиясити германийә ахбарат васитилириниң даимлиқ қизиқ темиси болмақта.
2019-12-31
2019-Йили түркийәдики уйғур дәваси вә уйғурлар үчүн қандақ бир йил болди? өткән бир йил җәрянида түркийә һөкүмитиниң уйғур сияситидә қандақ өзгириш болди?
2019-12-31
Москвада чиқидиған “мустәқиллиқ гезити” дә “шинҗаңдики уйғурларға қарши қаритилған тәқибләшләр бейҗиңниң хәлқарадики абруйини бузмақта” намлиқ мақалә елан қилинған.
2019-12-31
Майк помпейо 3-январдин 7-январғичә белорусийә, украина, қазақистан вә өзбекистан қатарлиқ дөләтләрни зиярәт қилиду, шундақла оттура асиядики 5 җумһурийәтниң ташқи ишлар министирлири билән “5 плус 1” йиғини өткүзиду.
2019-12-31
“ню-йорк вақти” гезити 30-декабир күни хәвәр берип, хитайниң уйғурларни мәҗбури әрзан баһалиқ ишчилар қошуниға айландуриватқанлиқи, рәт қилғанларниң җазалинидиғанлиқини билдүрди.
2019-12-31
Америка президенти доналд трамп 31-декабир күни твиттерда учур йоллап, 1-басқучлуқ америка-хитай сода сөһбитиниң 15-январ күни ақсарайда имзалинидиғанлиқини билдүргән.
2019-12-31
“чәтәл сиясити” 30-декабир күни тәһрират мақалииси елан қилип, уйғурлар дуч келиватқан зулумлар һәққидә шунчә көп мәлуматлар оттуриға чиққан болсиму “хитай һөкүмити бу әһвалларға көзини митму қилип қоймиди” дәп хуласә чиқарди.
2019-12-31
Йетим балиларниң бири болған фатимә “мән хитайларға шуни дәп қояй: бизни бозәк чағлашма! бизниң дөлитимиз, хәлқимиз пат арида сәнләрдин һесаб алиду. Улар бизниң дөлитимизни тартивалған билән биз уни җәзмән қайтуривалимиз” дегән.
2019-12-31
Малайсия һөкүмити пайтәхт куала лумпурдики “исламий тәпәккүр вә мәдәнийәт хәлқара иниститути” ни уйғурлар дияридики зулумға даир мәсилиләр һәққидә оттуриға чиққан мәлуматларни дәлилләшкә мәсул қилип бекитти.
2019-12-30
Малайсия ташқи ишлар министири сәйфәттин абдулла хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритилған етник кәмситиш вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тәкшүридиғанлиқини елан қилған.
2019-12-30
Америка ташқи ишлар министири майк помпейониң уйғур районидики бастурушни “террорлуқ билән мунасивәтсиз” дәп елан қилиши хитай һөкүмитини қаттиқ биарам қилған.
2019-12-30
Хитай һөкүмити 2017-йилниң башлириға қәдәр уйғур башланғуч вә оттура мәктәп оқуғучилиридин 497 миң балини аилиси вә мәдәнийитидин айрип, һөкүмәтниң “ятақлиқ мәктәплири” гә орунлаштуруп болған.
2019-12-30
Америка кеңәш палатасиниң “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” ни ақ сараяниң рәт қиливетиш еһтималлиқиға қарши мутләқ көп аваз билән мақуллашқа һәрикәт қиливатқанлиқи илгири сүрүлди.