Архип
2019-01-25
Уйғур аптоном районлуқ партком секретари чен чүәнгониң 2017-йили өткүзүлгән археологийә хизмәт йиғинида қилған сөзидин кейин, хитай археологлири уйғур районида археологийәлик қезишни күчәйтип, “шинҗаң әзәлдин тартип хитай земини” дегәнни испатлашни тезләткән.
2019-01-24
Хитай даирилири йеқиндин буян уйғур елидә йолға қоюлған лагерларниң “кәспий маһарәт билән тәрбийәләш орни” икәнликини илгири сүридиған тәшвиқатлирини көпләп базарға селиватқанлиқи диққәт қозғимақта.
2019-01-24
Америкидики җорҗи тавн университетиниң тарих пәнлири профессори, атақлиқ уйғуршунас җеймис милвард йеқинда лос-анҗелис шәһиридики калифорнийә университетида уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә доклат бәргән.
2019-01-24
Уйғур аптоном район даирилири үндидарда “террорлуқ” вә “хәвпсизлик” кә четилидиған вәқәләрни паш қилидиған бир супа тәсис қилған.
2019-01-24
Анадолу агентлиқиниң хәвәр қилишичә, қазақистан ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси айбәк симадияроф дүшәнбә күнидики ахбарат елан қилиш йиғинида уйғур елидики лагерлардин қоюветилгән бир қисим қазақларниң нөвәттә өз өйлиридә нәзәрбәндкә елинғанлиқи һәққидики соалларға җаваб бәргән.
2019-01-24
Явропадики хәлқара кишилик һоқуқ федиратсийәси, хәлқара тибәт һәрикити, дуня уйғур қурултийи вә вакаләтсиз милләтләр тәшкилати қатарлиқ аммиви тәшкилатлар бирликтә белгийәдә нәшрдин чиқидиған “ле-сойир” намлиқ гезитниң директориға очуқ хәт елан қилиш арқилиқ мәзкур гезитни хитайниң дөләт ахбаратлириниң тәшвиқатлирини қистуруп нәшр қилишни тохтитишқа чақирған.
2019-01-24
Америкидики мусулман җәмийәтлири америкидики мусулманларни уйғурларға ярдәмдә болушқа чақирди.
2019-01-24
Шаһит гүлбаһар ханим өзиниң зулмәтлик җаза лагеридин қутулуп йеңидин һаятлиққа еришкән ашу минутлирини әсләп өтти.
2019-01-24
Гилгит вә равалпиннидики бир қисим уйғурлар “хитай пуқралири җәмийити” тәрипидин тарқитилған җәдвәл тапшурувалған.
2019-01-24
Германийәниң карлсрух шәһиридә қурулған “тәңритағ ғунчилири” ана тил мәктипи рәсмий оқуш башлиди.
2019-01-24
Хитайниң әнқәрәдики әлчиханисиниң дипломатлири түркийә “бүйүк бирлик партийәси” ниң уйғурларни қоллашни тохтитишни тәләп қилған.
2019-01-24
1944-Йили 4-айниң 8-күни шәрқий түркистан мунтизим миллий армийәси қурулуш билән бурунқи партизанлиқ урушқа хатимә берилигән.
2019-01-23
Малайсия ташқий ишлар министири сәйфуддун абдуллаһ уйғурларниң вәзийитини диққәт билән көзитиватқанлиқини билдүрди.
2019-01-23
Уйғур елида йолға қоюлған аталмиш “икки йүзлимичиләр” гә қарши күрәш қилиш һәрикитиниң әмди пүтүн хитай миқясида омумлаштурулидиғанлиқи мәлум болмақта.
2019-01-23
Уйғур елида турушлуқ хитай хәвпсизлик қиисмлири нөвәттә тибәт қатарлиқ башқа чегра район хәвпсизлик қисимлири билән болған һәрбий һәмкарлиқини җиддий күчәйтмәктикән.