Архип
2019-01-22
Уйғурлар дияридики сиясий бастурушниң ахирқи мәқсити һәққидә һәрхил мулаһизиләр оттуриға чиқиватқанда хитай һөкүмитиниң хитай мәдәнийитини актиплиқ билән тәшвиқ қилиши бу җәһәттики бәзи һөкүмләрниң тоғрилиқини дәлиллимәктә.
2019-01-22
Уйғурлар дияридики лагерлар мәсилиси изчил хәлқараниң диққитидә болуватқанда хитай һөкүмитиниң “техникилиқ хадимларни көпләп йетиштүрүш” кә мунасивәтлик хизмәтләрни күчәйтиши диққәт қозғимақта.
2019-01-22
Хәлқараниң уйғурлар дияри һәққидики лагерларға мунасивәтлик чуқанлири бесилмайватқанда 5-феврал күни ню-йорк шәһиридики б д т бинаси алдида уйғурларни қоллаш йүзисидин бирләшмә намайиш өткүзүлиду.
2019-01-21
Түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу түркийә парламент әзасиниң уйғурларһәққидики бир соалиға 18-январ күни җаваб берип, уйғур районидики вәзийәтниң тәрәққиятини көзитиватқанлиқини, түркийәниң бу мәсилидики қариши вә сәзгүрлүкини хитай даирилиригә йәткүзүватқанлиқини билдүргән.
2019-01-21
2019-Йиллиқ давус дуня иқтисади мунбириниң йиғини 22 -январ күни шветсарийәниң давус базирида башлиниду. Йиғинниң һарписида америкилиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси майкел кәстер “хоңкоң әркин ахбарат” торида мақалә елан қилип, давуста “хитайниң шинҗаңдики етник тазилаш қилмиши тәнқид қилиниши керәклики” ни билдүргән.
2019-01-21
Хитай ташқи ишлар министирлиқи 21-январ баянат елан қилип, меһригүл турсунниң 2015-йили мисирда туғулған 3 кезәк бовиқи билән уйғур районидики уруқ-туғқанлирини йоқлап барғанда тутқун қилинғанлиқи вә түрмигә қамилип, еғир тән җазаси һәмдә хорлашқа учриғанлиқини инкар қилди.
2019-01-21
Хитайниң түркийәдә турушлуқ әлчиханисиниң икки дипломати түркийә бүйүк бирлик партийәсини зиярәт қилип, улардин уйғурларни қоллимаслиқни, ғәрбниң уйғурлар һәққидики тәшвиқатиға ишәнмәсликни тәләп қилған. Лекин бүйүк бирлик партийәсиниң мәсуллири хитай дипломатлириниң тәлипини рәт қилған.
2019-01-21
Уйғурлар һәққидики доклат бериш паалийити америкидики әң чоң мәсчитләрдин бири болған “адамс мәркизи” дә өткүзүлди.
2019-01-21
Атушта бәш лагер барлиқи, бу лагерларниң шәһәр ичидин 10 километир узақлиқтики санаәт районида янму-ян орунлашқанлиқи ашкариланди.
2019-01-21
Териса: “хитай милйонлиған уйғурни лагерларға қамап, уларни өз етиқади вә кимликидин ваз кечишкә мәҗбурлаватиду”
2019-01-21
Фирансийәдики түрк тәшкилатлириниң вәкиллиригә уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси тонуштурулди.
2019-01-21
Уйғур академийәсиниң рәиси доктор алимҗан инайәт, иҗраийә рәиси аблимит қарахан әпәндиләр түркийә парламентида муһим учришишларни елип барди.
2019-01-21
Уйғурларниң түркий хәлқләр ичидә өзиниң қәдимий тарихи вә бай мәдәнийити билән дуняға тонулғанлиқи мәлум.
2019-01-18
Америка дөләт мәҗлиси әзалири уйғурларға аит кишилик һоқуқ қанун лайиһисини қайта тонуштуруп, америка һөкүмитини хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситигә инкас қайтурушқа чақирди.
2019-01-18
Бирқанчә балиниң атиси болған 55 яшлар чамисидики тиҗарәтчи вәли мәмәтниң өткән ай йәни декабирниң ахири лагерда җан үзгәнлики дәлилләнди.