Архип
2019-05-31
“Supchina” намлиқ тор журнили уйғур аяллириниң мәркизи һөкүмәт тәрипидин қутулдурулушқа еһтияҗи йоқлуқи, әксичә, хитай һөкүмитиниң уйғур аяллириниң һәр түрлүк тәрәққият йоллирини етип қойғанлиқини баян қилған.
2019-05-31
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса вә уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат әпәндиләр америка дөләт мудапиә министирлиқиниң асия-тинч окян ишлириға мәсул ярдәмчи министири рандал шрайвер (Randall Schriver) билән көрүшти.
2019-05-31
“шинҗаң хизмәт йиғининиң нәтиҗилири” әмәлийәттә “даириләрниң милйонлиған уйғур вә башқа йәрлик хәлқләрни лагерларға қамаш нәтиҗисидә хитай көчмәнлири үчүн яритилған муқимлиқ вә уйғурларниң миллий кимлики һәм мәдәнийитини йоқитип, уйғурларни хитайлаштуруш нәтиҗилири.”
2019-05-31
Җаза лагерлири мәсилиси чех җумһурийитиниң пайтәхти пирага шәһиридә оттуриға қоюлуп кишиләрниң қизиқишини қозғиди.
2019-05-31
Йиғинни шиветсийәдә һөкүмәт башқуруватқан сотсиял демократлар партийәсидин томас һаммарберг әпәнди билән шиветсийә уйғур маарип уюшмиси бирликтә уюштурған.
2019-05-31
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида елан қилған уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлири.
2019-05-31
Нөвәттә, хитай һөкүмити уйғур районида йәрлик хәлқләрниң мазар вә қәбрилирини кәң көләмлик чеқиш яки йөткәш һәрикити елип бармақта.
2019-05-31
Хитай һөкүмити уйғур аптоном районида йолға қойған мәсчитләрни чеқиш, қуббә мунарлирини еливелип, униң қурулуш шәклини “шәрқ услуби” ға өзгәртиш һәрикити хитайниң ичкири өлкилиридики туңганлар олтурушлуқ районларда йолға қоюлушқа башлиған. CNBC
2019-05-31
Америка муавин президенти майк пәнсниң йеқинда нутуқ сөзләп, хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити вә униң уйғурларға тутқан муамилисини қаттиқ тәнқид қилидиғанлиқи илгири сүрүлди.
2019-05-31
Америкадики “базфед” намлиқ ахбарат оргини тәкшүрүш елип берип, америкадики бәзи атақлиқ университет, вәхпә вә пенсийә фондилириниң хитайниң уйғурларни назарәт қилишиға ярдәм бәргән хитай карханилирини мәбләғ вә техника билән тәминлигәнликини ашкарилиди.
2019-05-31
“ши җинпиң дөләтни идарә қилиш тоғрисида” намлиқ китабниң 2-томи йеқинда уйғурчә, тибәтчә, моңғулчә, қазақчә, корейәчидин ибарәт 5 хил тилға тәрҗимә қилинип бирла вақитта тарқитилған.
2019-05-30
Хитайниң тәңритағ тори 30-май күни бир хәвәр тарқитип, уйғур аптоном районида җәмий 500 миңдин артуқ пән-техника хизмәтчисиниң уйғур райониниң җәнуб вә шималиға кәң тарқилип хизмәт көрситиватқанлиқини баян қилди.
2019-05-30
Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати америка һөкүмитини хитайниң уйғур районидики әмәлдарлирини тезрәк җазалашқа чақирған.
2019-05-30
30-Май күни, хитайниң шинхуа торида елан қилинған бир парчә хәвәрдин қариғанда уйғур районлуқ тәбиий байлиқлар назарити алдинқи күни уйғур районидики истратегийәлик кан байлиқлири чиқидиған 8 канниң ишлитиш һоқуқини хитай миқясида ким ашти қилип сетишқа чиқарған.
2019-05-30
Американиң юқири дәриҗилик һәрбий әмәлдари генерал җосеф данфорд чаршәнбә күни вашингтондики бир истратегийә йиғинида қилған сөзидә, хитайниң җәнубий деңиздики араллирини қоралландуруш һәрикәтлиригә қарши дәрһал һәрикәткә өтүшимиз керәк, дегән.