Архип
2019-06-28
Нөвәттә уйғур диярида икки милйондәк уйғур вә башқа йәрлик хәлқләрниң җаза лагериға соланғанлиқи илгири сүрүлүватқан мәзгилдә хитай һөкүмити уйғур диярида алдинқи йерим йиллиқ “ишқа орунлаштуруш бойичә тәрбийәләш” түригә икки милярд 440 милйон йүән мәбләғ салған.
2019-06-28
Хитай һөкүмити уйғурлар зич олтурақлашқан җайлардики уйғурларни аталмиш “ешинча әмгәк күчини йөткәп ишқа орунлаштуруш” намида хитай өлкилиригә йөткәватқан болса, әмдиликтә үрүмчиниң уйғурлар нопуси көп салмақни игиләйдиған конашәһәр районидики уйғур аһалилирини башқа районларға тарқақлаштурушқа башлиған.
2019-06-28
28-Июн японийәниң осака шәһиридә ечилған G20 йиғинидин бир күн аввал японийә баш вәзири шинзо абе хитай рәиси ши җинпиң билән көрүшкәндә уйғурлар мәсилисини тилға алған.
2019-06-28
Уйғур дияридики икки милйондәк йәрлик хәлқниң хитайниң җаза лагерлириға соланғанлиқи илгири сүрүлүватқан бир пәйттә райондики татарларниңму буниң тәсиригә учраватқанлиқи мәлум болмақта.
2019-06-28
28-Июн японийәниң осака шәһиридә G20 йиғини ечилди. Дәл мушу вақитта дуня уйғур қурултийиниң сабиқ алий рәһбири рабийә қадир ханим осакаға йетип берип, һәрқайси дөләт рәһбәрлирини хитайниң уйғур диярида елип бериватқан қирғинчилиқини тохтитиш һәққидә ши җинпиңға бесим ишлитишкә чақирған.
2019-06-28
Явропа парламентидики “уйғур достлуқ гурупписи” мурасим өткүзүп, йеңи әзаларни қарши алған вә кона әзалирини узатқан.
2019-06-28
Лондонниң вестминстер парламент сарийида “хитай, шинҗаңда кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң һәддидин ешиши” темисида йиғин болуп өтти.
2019-06-28
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида елан қилған уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлири.
2019-06-28
“истратегийә вә хәлқара тәтқиқат мәркизи” дә “өзгичә түрмә: шинҗаңдики зор көләмлик назарәт вә униң дуняви тәсири” темисида йиғин өткүзүлгән.
2019-06-28
Нурмуһәммәт тохти түгәп кәтти, тиз пүкмәс хотәндә уйғур! уйғур! дәп соқуватқан бир йүрәк тохтиди, зулмәтлик вәтән асминидин бир һөрлүк юлтузи сарқип кәтти.
2019-06-28
Бу қетимқи 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини 6-айниң 28-күни японийәниң осака шәһиридә башланған.
2019-06-27
Җәнвәдә башланған бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң 41-нөвәтлик йиғининиң иккинчи күнидә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң муавин рәиси әркин туняз доклат берип, хитай һөкүмитиниң уйғур елида йолға қоюватқан қаттиқ бастуруш сиясәтлирини вә лагер түзүмини ақлиған.
2019-06-27
Йеқинда фирансийә агентлиқиниң мухбирлири уйғур елидики лагерлар һәққидә учур игиләш үчүн зиярәткә барған. Улар 6 күнлүк зиярити давамида хитай даирилириниң райондики әмәлийәтни йошуруш үчүн қолидин кәлгән барлиқ амалларни ишқа селиватқанлиқини көргән.
2019-06-27
Хитай һөкүмити нөвәттә уйғур елида “қошмақ туғқанчилиқ” вә “милләтләр иттипақлишип бир аилә кишилиридәк болуш” һәққидики тәшвиқатлирини һәдәп күчәйткән.
2019-06-27
“хәлқ тори” ниң хәвиригә қариғанда, хитай дөләт мудапиә пән-техника университети бу йил уйғур елидин 61 нәпәр оқуғучи қобул қилишни пиланлиған.