Архип
2019-06-26
Дуня сиясий панаһланғучилар күнидә җәнубий корейәниң пайтәхти сеолда “әҗдәрһаниң узун қоли” намида йиғин ечилған.
2019-06-26
Қазақистанда нөвәттин ташқири президент сайлими өтүп, униңға көзәткүчи сүпитидә тәхминән миң адәм қатнашқан.
2019-06-25
Америка-хитай мунасивитидики соғуқчилиқларниң көпийишигә әгишип, икки дөләт мунасивитиниң тарихий тәрәққиятиға қайтидин нәзәр селиш һәмдә өтмүштики тәҗрибиләр асасида бундин кейинки сиясәтләрни ойлишиш һәққидики мулаһизиләр йеқиндин буян көпләп оттуриға чиқишқа башлиди.
2019-06-25
Мәзкур программида муһаҗирәттики уйғурлар йеқиндин көңүл бөлүватқан уйғурларниң нөвәттики вәзийити вә тәқдиригә биваситә мунасивәтлик җиддий вә өткүр темилар муһакимә қилиниду.
2019-06-25
Һазирқи заман уйғур әдәбиятидики үлгилик язғучилардин нурмуһәммәд тохтиниң бу йил март ейида лагердин чиқип бирнәччә ай өтмәйла сирлиқ һалда өлүп кетиши чәтәл ахбарат васитилиридиму көпләп хәвәр қилинди.
2019-06-25
Пүтүн дунядики ахбарат васитилиридә милйонлиған уйғурниң йиғивелиш лагерлириға қамалғанлиқи вә бу йәрдә түрлүк қабаһәтләргә дуч келиватқанлиқи көпләп орун еливатқанда хитай һөкүмитиниң вәкиллири қатаридики әркин туняз б д т йиғинида лагерларни ақлап сөз қилди.
2019-06-25
Уйғур дияридики сиясий бастуруш һәққидә хәлқарада күчлүк җамаәт пикри болуватқанда “явропа оттура асия тәтқиқат җәмийити” 2019-йили өткүзүлидиған йиғин һарписида лагерлар мәсилисини әйибләп баянат елан қилди.
2019-06-25
Хитай санаитиниң әң чоң енергийә базиси болған уйғурлар дияридики нефит вә тәбиий газ байлиқлириниң қезилишида йеқиндин буян “тез қезиш” техникисиниң көпләп қоллинилиши диққәт қозғимақта.
2019-06-25
Кишилик һоқуқ кеңишиниң 41-нөвәтлик йиғинида уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң муавин рәиси доклат беришкә орунлаштурулған.
2019-06-25
Хитай ташқи ишлар министирлиқи талибанларниң қатарда турушлуқ вәкили абдуғени барадар башчилиқидики талибан вәкилләр өмикини күтүвалған.
2019-06-25
Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 41-нөвәтлик йиғини мунасивити билән дуня уйғур қурултийи бүгүн җәнвәдә намайиш уюштурди.
2019-06-25
28-Апрел өткүзүлмәкчи болған қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң 9-нөвәтлик қурултийи та бүгүнгичә өткүзүлмиди.
2019-06-25
Сәидийә дөлити йиқилғандин кейинки бирқанчә әсирлик җәрян кейинки оттура әсирләр уйғур тарихиниң әң қараңғу сәһипилирини тәшкил қилиду.
2019-06-24
Хитай даирилири қағилиқ наһийәсиниң қара қурум тағлиридин еқип чиқидиған чипан дәряси бойидики бостанлиқларға җайлашқан уйғур йезилирини көчүрүшкә башлиған.
2019-06-24
Хитай һөкүмити өзиниң уйғур дияридики йерим ишләпчиқириш, йерим қораллиқ тәшкилати - “биңтуән” гә мәбләғ селишни күчәйтип, униң уйғур аптоном райониниң иқтисадий, иҗтимаий, сиясий вә бихәтәрлик һаятидики ролини давамлиқ күчәймәктә.