Архип
2020-12-15
Хитайдики әң чоң телеграф ширкити болған “хитай телеграфи” ниң америка туприқида мәшғулат қилиш иҗазәтнамиси 15-декабирдин башлап тохтитип қоюлди.
2020-12-15
Уйғур өрп-адәтлириниң қайси дәриҗидә контрол қилиниватқанлиқи “хитай һөҗҗәтлири” торида елан қилинған тимосий гросниң мақалисидә тәпсилий баян қилинди.
2020-12-15
Әнглийә иттипақиға әза дөләтләрдики йәһудийлар бирләшмисиниң баш раббайи афрайим мирвис йеқинда уйғурлар дуч келиватқан зор паҗиәни әйибләп, дуня җамаитини уйғурларни қоллашқа чақирди.
2020-12-15
Аңтуән гирезман, бу йил 10-дикабирдики “хәлқара кишилик һоқуқ күни” дә хуваий билән болған һәмкарлиқни тохтатқанлиқини җакарлиған.
2020-12-15
Һәр йилиниң ахирида болғинидәк бу йилму түркийә парламентида һәр қайси министирлиқларниң кейинки йиллиқ хамчоти музакирә қилинип бекитилгәндин кейин хуласә йиғини чақирилди.
2020-12-15
Америка ташқи ишлар министири майк помпейо йәнә бир қетим хитай һөкүмитини кәскин тәнқидләп, уларниң уйғурлардики барлиқ диний етиқад әркинликини чәклигәнликини, шуниңдәк милйонларчә уйғурни лагерларға қамиғанлиқини “натсистларниң әйни вақитта йәһудийларни қирғин қилғанлиқиға охшаш қилмиш” деди.
2020-12-14
Хәлқара җинайи ишлар сотиниң тәптиш әмәлдарлири уйғурларниң хитай һөкүмити үстидин сунған уйғурларға қарита “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” садир қилғанлиқини тәкшүрүш һәққидики әрзини қобул қилишни рәт қилған.
2020-12-14
Ибраһим қасим өзигә лагер нөвити келиштин бурун чәтәлгә чиқип кетишниң йоллири үстидә издәнгән вә урунуп көргән, шундақла гүли мәхсуттин йол сориған.
2020-12-14
Хитай компартийәсиниң 2 милйондәк әзасини ғәрб дөләтлириниң дипломатик органлириға, университет, тәтқиқат орни, HSBC, Boéng, Rols Roys, Fizér Astira Zénika,, Jaguar, волкесвагендәк чоң банка, хәлқара ширкәтләргә орунлаштурғанлиқи илгири сүрүлди.
2020-12-14
Әнглийәниң “муһапизәтчи” гезити 13-декабир тәһрират мақалиси елан қилип, хитайниң уйғурларға тутқан муамилисигә қарита өзлириниң мәйданини ипадилигән. Уларниң тәкитлишичә, ғәрб уйғур елидә йүз бериватқан вәһшийликни мәйли тохтиталисун яки тохтиталмисун, униңдин пайда елишни ойлимаслиқи, ширкәтләр бу мәсилисидә путбол чолпини антони грезмәндәк өзлириниң виҗданиға хитаб қилиши керәк икән.
2020-12-14
Хитай компартийәсиниң америкаға зор тәһдит икәнлики американиң 3 муһим әмәлдари тәрипидин тилға елинди.
2020-12-14
10-Декабир “шинҗаң педагогика университети” дә “шинҗаң мәдәнийәт өзләштүрүш тәтқиқат институти” қурулған.
2020-12-14
Канада парламентида муһакимә йиғини ечилип, трудо һөкүмитиниң уйғурлар мәсилисидә хитайға қарши қаттиқ тәдбир қолланмиғанлиқи тәнқидләнди.
2020-12-14
Америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлири комитети 14-декабир тивиттирда баянат елан қилип, хитай даирилирини уйғур тәтқиқатчи, профессор раһилә давутни қоюп беришкә, уйғур елидә елип бериватқан мәдәнийәт бузғунчилиқиға хатимә беришкә чақирған.
2020-12-14
Японийәниң канагава өлкисиниң зиши шәһәрлик мәдәнийәт мәркизи бинасида тунҗи қетим уйғурлар тоғрисида универсал рәсим көргәзмиси өткүзүлгән.