Архип
2020-12-30
“һиндистан асия агентлиқи” 29-декабир елан қилған бир зиярәт сөһбитидә, дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса мухбирниң соаллириға җаваб берип, һиндистанниң хәлқарада зор тәсир күчкә игә дөләт икәнликини, уйғурларға йүргүзүлүватқан җинайәтни тосушқа арилишиши керәкликини ейтқан.
2020-12-30
Түркийә-хитай арисида түзүлгән “җинайәтчиләрни өз-ара өткүзүп бериш келишими” түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламент) ниң мақуллуқидин өтмигән.
2020-12-30
Түркийә билән хитайниң “җинайәтчиләрни өткүзүп бериш келишими” түркийә вә башқа дөләтләрдә яшаватқан уйғурларни қаттиқ әндишигә салғаниди.
2020-12-30
Хитайчә “шинҗаң гезити” ниң 30-декабир тарқатқан хәвиридә ейтилишичә, 2020-йил пүткүл уйғур районида аптоном район, вилайәт, наһийә, йеза, мәһәллә бойичә “бәш дәриҗилик ишқа орунлишиш аммиви мулазимәт системиси” бәрпа қилинған болуп, һәр қайси шәһәр, йезиларда қурулған ишқа орунлишиш хизмәт понкити 11миң 735 кә йәткән.
2020-12-30
“явропа иттипақи йәһудий оқуғучилири тәшкилати” уйғур мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан тәшкилатларниң бири.
2020-12-30
30-Декабир америка ташқий ишлар министирлиқииниң торида елан қилинған бир мақалидә, америка һөкүмитиниң хитайниң җинайитигә четилидиған әмәлдарлар вә ширкәтләргә қойған чәклимини күчәйткәнлики һәққидә мәлумат вә мулаһизиләр берилгән.
2020-12-30
Мәһмуд қәшқәриниң қәшқәр опалдики һәйкили елип ташланған бүгүнки күндә хәлқаралиқ мәһмуд қәшқәри һекайә йезиш мусабиқисида нәтиҗигә еришкәнләргә мукапат тарқитилди.
2020-12-30
28-Декабир күни түркийәгә келиши мөлчәрләнгән хитай ваксинаси бейҗиңда юқумлуқ әһвалиниң еғирлишиши сәвәблик кичиккән иди.
2020-12-29
“ташқи сиясәт” журнилида “майк помпейо хитайни ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан дөләт қатариға киргүзмәкчи” намлиқ мақалә елан қилинған.
2020-12-29
Америка малийә министирлиқи 28-декабир күни уқтуруш елан қилип, америка пуқралири вә ширкәтлириниң һәрбийләр контроллиқидики хитай карханилириға мәбләғ селишини чәкләйдиғанлиқини билдүргән.
2020-12-29
26-Декабир күни хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи түркийә-хитай арисида түзүлгән “җинайәтчиләрни өз-ара өткүзүп бериш келишими” ни мақуллиған.
2020-12-29
Вал-ситрит жорнили: “америка қандақ қилип ши җинпиңни хата мөлчәрлиди-арзу қилинған глобалист вә оттуриға чиққан дектатор”
2020-12-29
“вашиңтон почтиси” гезитидә 28-декабир елан қилинған бир мақалидә “хәлқара җинайи ишлар сотиниң хитайни уйғур ирқий қирғинчилиқ мәсилисидә тәкшүрмигәнликиниң зор әхлақий мәғлубийәт” икәнликини билдүргән.
2020-12-29
Алма ширкитининиң хитайдики узун йиллиқ мал тәминлигүчи болған ләнз технологийә ширкитиниң уйғур мәҗбурий әмгәк күчлирини ишләткәнлики илгири сүрүлди.
2020-12-29
2009-Йили қирғизистандики бир қисим уйғур тиҗарәтчилири тәрипидин асас селинған “илшат” фонди ярдәмгә моһтаҗ аилиләргә давамлиқ ярдәм қолини сунуп кәлмәктә.