Архип
2020-12-22
Мушу йили 10-ноябирдин тартип хитай қазақистандин киридиған аптомобил қатнаш васитилириниң киришини чәкләп, експорт қилинидиған таварларни тошуйдиған аптомобилларниң киришини мәни қилған.
2020-12-22
Уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк мәсилиси хитай билән явропа оттурисидики сода вә мәбләғ мунасивәтлиригә еғир хирисларни пәйда қилишқа башлиди.
2020-12-22
Хитай һөкүмити 21-декабир күни бейҗиңда ахбарат елан қилиш йиғини ачти. Йиғинда уйғур дияридин елип келингән һәр дәриҗилик әмәлдарлар вә бир қисим уйғур ишчилар чәтәл мухбирлириниң уйғурлар һәққидики түрлүк соаллириға җаваб бәрди.
2020-12-22
Хитай һөкүмитиниң пүткүл уйғур дияридики назарәт механизми изчил тәнқидкә учраватқан болуп, йеқинда буниң бир муһим мәзмуни болған камералар һәққидә йеңичә изаһат берилди.
2020-12-22
Бүгүнки аңлитишимизда әйса әпәндиниң 1945-йили 10-айда үрүмчигә барғандин кейинки паалийәтлири, 1949-йилиниң ахирида һиндистанниң кәшмиргә қечиқ чиқиш җәряни вә у йәрдики паалийәтлириди һәққидә тохтилимиз.
2020-12-22
Лагер қурбанлири йеқинлири 14-авғусттин башлап, хитайниң истанбул консулханисидин лагер яки түрмиләргә соланған вә ғайиб қиливетилгән аилә әзалири һәққидә изаһат беришни вә мунасивәтлик хадимлар билән көрүштүрүшни тәләп қилип кәлмәктә.
2020-12-22
Уйғурлар үстидин йүргүзүлүватқан җаза лагерлири сиясити түпәйли хитайға җаза тәдбирлирини қоллиниш тәшәббуси фирансийәдиму оттуриға қоюлмақта.
2020-12-22
Австралийә парламентиниң әзаси рекс патрик йеқинда уйғурларниң мәҗбурий әмгики арқилиқ ишләнгән мәһсулатларниң авсралийәгә импорт қилинишини мәни қилиш һәққидики қанунни тонуштурған.
2020-12-22
22-Декабир күни дуняниң һәрқайси җайлиридики 154 тәшкилат алма ширкитиниң баш иҗраийә рәиси тим кукқа очуқ мәктуп йоллап, уларниң хитай һөкүмити иҗра қиливатқан мәҗбурий әмгәккә тутқан муамилисини тәнқидлиди.
2020-12-21
18-Декабир күни, истанбулдики лагер қурбанлириниң йеқинлири сарийәрдики хитай консулханисиниң алдида паалийәт өткүзүп, хитайдин йиғивелиш лагерлириға соланған аилә әзалириниң һазирқи әһвали тоғрисида изаһат беришни тәләп қилди.
2020-12-21
Хитай һөкүмити уйғур елиниң җәнубидики көплигән аһалиләрни кәң-көләмлик пахта териш әмгикигә салған болуп, уларни мәҗбурий ишқа елиш, назарәт қилиш биләнла қалмай, уларға қаттиқ сиясий тәрбийә елип барған.
2020-12-21
Америка кеңәш палата әзаси там катин(Tom Cotton), кеңәш палата әзлиридин крис симит(Chris Smith), там сози (Tom Suozzi) қатарлиқлар бирликтә хитайниң тирик мәһбуслардин ички әза йиғивелиш җинайитини тосуш үчүн “ички әзаларни мәҗбурий еливелишни тохтитиш қанун лайиһәси” ни елан қилған.
2020-12-21
Хитайчә “шинҗаң гезити” ториниң 21-декабирдики хәвиригә қариғанда, хитай малийә министирлики уйғур районидики шәһәр-базарларда 2021-йил елип берилидиған “хатирҗәм өй” қурулушиға 1милярд 400 милйон йүән ярдәм мәблиғи аҗратқан.
2020-12-21
Хитай әмәлдариниң билдүрүшичә, хитай компартийәси уйғур районида қолланған тәдбирини техиму мустәһкәмләватқан болуп, муқимлиқи сақлаш үчүн йәнә йеңи чариләрни издәветипту.
2020-12-21
Әнгилйәдики йәһудий тәшкилатлири вә уйғур тәшкилатлири вәкиллири “ханукка байрими” ни бирликтә тәбрикләш паалийити өткүзди.