Архип
2020-01-14
Он үчинчи қисим: “ечилип-сайраш” та сайриған абдурәһим әйса
2020-01-13
“вашингтон почтиси” гезити тәһрират мақалиси елан қилип, хитайниң “ятақлиқ мәктәплири”дики уйғур балиларниң мәдәнийәт қирғинчилиқиниң қурбанлириға айланғанлиқи, америка дөләт мәҗлисиниң уйғур кишилик һоқуқ қанунини тез мақуллап, бу қирғинчилиқиниң җавабкарлириға имбарго йүргүзүшниң йолини ечиши керәкликини билдүргән.
2020-01-13
Өткән һәптә тайландниң мукдахан өлкисигә қарашлиқ муаң районидики көчмәнләрни тутуп туруш орнидин қачқан 7 нәпәр уйғур мусапириниң 6 нәпири тайланд сақчилириға тутулуп қалған. Тайланд таратқулириниң хәвәр қилишичә, нөвәттә уйғур мусапирлиридин техи қолға чүшмигән әң ахирқи бириниң из -дерики қилинмақтикән.
2020-01-13
Хитай һөкүмити “йеза ешинча әмгәк күчлири” намидики уйғур яшлирини ичкири өлкиләрдики завут-карханиларда ишләмчиликкә йөткәшни давамлаштурмақта.
2020-01-13
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң оттура вә җәнубий асия ишлириға мәсул муавин ярдәмчи министири әлис велс ханим өткән һәптә таҗикистанни зиярәт қилип, таҗикистан-афғанистан чеграсида тәкшүрүш елип барған, шундақла таҗикистан әмәлдарлири билән учришип, өз ара һәмкарлиқ, бихәтәрлик вә ахбарат әркинлики қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилған.
2020-01-13
“йәршари вақти гезити” тәрипидин “шинҗаң бөлгүнчилириниң туғқанлири уларниң ялғанчилиқини әйиблиди” мавзулуқ бир парчә мақалә елан қилинди.
2020-01-13
Ерика бриг америкада өсүп йетиливатқан 16 яштин юқири уйғур яшлириға тәсвири сәнәт арқилиқ қәлбидики һекайилирини тәсвирләш паалийити елип барди.
2020-01-13
12-январ шөһрәт закирниң германийәдики әвладлири д у қ рәиси долқун әйсаға биваситә һуҗум қилған.
2020-01-13
12-январ күни белгийә пайтәхти бирюсселдики явропа парламенти бинасиниң алдида йәнә бир қетим чоң намайиш өткүзүлгән.
2020-01-13
“уйғур авази” гезитиниң муштәриләр санини көпәйтиш мәқситидә уйғурлар зич олтурақлашқан районларда мәхсус штаблар қурулғаниди.
2020-01-13
Тәйвән президенти сәй йиңвен 11-январ күни өткүзүлгән сайламда қайта президентлиққа сайланди.
2020-01-10
“иқтисадшунас” журнилида бүгүн хитай һөкүмитиниң уйғур елидә бәрпа қилған вә ирқий кәмстиш үстигә қурулған системиси һәққидә бир парчә мақалә елан қилинди.
2020-01-10
Гуваһлиқ паалийәтлириниң көпийиши “уйғур әдлийә архипи амбири” ниң хизмәт даирисиниң кеңийишигә түрткә болған.
2020-01-10
Уйғур һәйити “савашчи” филимини ишлигән “лимон кино ширкити” ниң хоҗайини хайри аслан әпәнди, филимниң синарийәсини язған язғучи суләйман чобаноғлу әпәнди вә филимдә рол алған гүл, гүлизар вә мәрйәм ханимлар билән көрүшүп уларға уйғурлар намидин рәһмәт ейитти.
2020-01-10
Түркийә ататүрк университетида җәмийәтшунаслиқ кәспидә оқуватқан 22 яшлиқ илшат абдуләһәтниң аилиси хитай һөкүмитиниң биваситә зиянкәшликигә учриған аилиләрниң бири.