Архип
2020-11-30
Рим папасиниң “бичарә уйғурлар” ибариси хитайниң наразилиқини қозғиди. Хитай қәшқәрдики лагирларни “мәктәп, саниторийә, бағча” дәп атиди.
2020-11-30
Һиндонезийә түрмисидики уйғур мәһбус әхмәт бозоғлан, мухбиримиз билән өткүзгән сөһбитиниң бүгүнки қисмида, өзлириниң тәкшүрүлүш җәрянида хитай вә түрк консули билән қилишқан гәплири һәққидә мәлумат бәрди.
2020-11-30
Американиң ярдәмчи ташқий ишлар министири марийә ройс өткән һәптиниң ахирлири қазақистанни зиярәт қилип, уйғур, қазақ лагер шаһитлирини, тутулған вә ғайип болған тутқунларниң аилә-тавабиатлирини қобул қилған.
2020-11-30
Дунядики демократик әлләрниң истратегийәлик һәмкарлиқини күчәйтиш үчүн һәр йили өткүзүлүп келиватқан халифәкс хәлқара бихәтәрлик муһакимә мунбири бу йил 20-ноябирдин 22-ноябирғичә канадада өткүзүлгәниди.
2020-11-30
Непалдики мусулманлар 29-ноябир хитайға қарши намайиш қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурғанлиқи, диний етиқадиға бузғунчилиқ қилғанлиқиға наразилиқ билдүргән.
2020-11-30
Хитай һөкүмитиниң етник қирғинчилиқ сиясити сәвәблик аилә тавабиатлири йиғивелиш лагерлириға соланған түркийәдики бир қисим уйғур яшлири истанбулда наразилиқ намайиши елип барди.
2020-11-30
Хитай даирилири уйғур елида әқлий иқтидарлиқ ток саити арқилиқму пуқраларниң кундилик һәркитини назарәт қилишқа башлиған. Даириләр һазирға қәдәр уйғур елида 10 милйонға йеқин ток ишләткүчи абунтқа бу хил әқлий иқтидарлиқ ток саити орунлаштуруп болған.
2020-11-30
Найки билән кокакола ширкитиниң дәллаларни яллап, америка дөләт мәҗлисидә “уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш қануни” ға қарши паалийәт қилғанлиқи илгири сүрүлди.
2020-11-30
Японийәдә чоң көләмлик уйғурларниң һазирқи еғир әһвалини аңлитиш вә гуваһлиқ бериш арқилиқ японийә һөкүмитини һәрикәткә өткүзүш паалийити өткүзүлгән.
2020-11-30
Хитай даирилири қәшқәр вилайитиниң конашәһәр наһийәсидә таралған корона вируси юқум мәнбәсиниң чәт әлдин киргән контәйнер (йүк сандуқи) икәнлики, юқумға кесәллик аламити көрүлмигән юқумдарниң пилтә болуп қалғанлиқи илгири сүргән.
2020-11-30
Дунядики әң кона кәспий уйғур тиятири һесаблинидиған қазақистан җумһурийәтлик уйғур тиятири корона вируси мәзгилидә бихәтәрликни күчәйткән асаста өзиниң 87-йилилиқ драма вә консерт паалийәтлирини башлиди
2020-11-27
Түркийә ташқий ишлар министири мәвлут чавушоғлу 27-ноябир нигер пайтәхти ниямида өткүзүлгән ислам һәмкарлиқ тәшкилати ташқий ишлар министирлириниң йиғинида сөз қилип, уйғурларни тилға алған.
2020-11-27
Зәһәрлик чекимлик әткәсчилири сот күни әхмәт бозоғланлар үстидин “терорлуқ гуруһиға қетилғили маңған” дәп ялған гуваһлиқ бәргән.
2020-11-27
Хитай һөкүмити 2017-йилдин башлап қағилиқ наһийәсиниң қарақурум тағлиқ районидики уйғур деһқан-чарвучилирини “намратлиқтин қутқузуш” намида кәң көләмлик көчүргән иди.
2020-11-27
2020-Йили ғәрп дунясидики алимларниң уйғурларға беғишланған әсәрлири әң көп нәширдин чиққан бир йил болди.