Архип
2020-11-13
Бүгүн 12-ноябир, уйғурларниң молла-өлима даһийси сабит дамоллам қатарлиқларниң рәһбәрликидә 1933-йили биринчи җумһурийәт, йәни шәрқий түркистан ислам җумһурийитини қурған күн.
2020-11-13
Шәрқий түркистанниң икки җумһурийитини хатириләш мунасивити билән лайиһәләнгән картон.
2020-11-12
Түркийәдики 4 партийәниң рәһбәрлири дуня уйғур қурултийи һәмдә уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәһбәрлирини әнқәрәдики партийә мәркәзлиридә қобул қилди.
2020-11-12
Муһаҗирәттики уйғурлар йиллардин буян давам қилип келиватқан паалийәтләрниң бири 1933-йили вә 1944-йили 12-ноябир күни қурулғанлиқи җакарланған “шәрқий түркистан җумһурийити” ни хатириләш паалийәтлиридур.
2020-11-12
1933-Йил вә 1944-йил 12-ноябир күни қурулған икки қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийити хатирилиниватқан бүгүнки күндә американиң вашнгтон, ню-йорк вә бостон қатарлиқ шәһәрлиридә тәбрикләш паалийәтлири өткүзүлди.
2020-11-12
2020-Йили 12-ноябир күни 20-әсир уйғур тарихида қурулған икки қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң 87 йиллиқи вә 76 йиллиқ йиллиқ хатирә күнидур.
2020-11-12
“японийә асия обзури” ториниң 12-ноябир хәвәр қилишичә, хитайниң уйғурларниң кишилик һоқуқини еғир дәпсәндә қилиши көпләп әйиблиниватқан һәмдә америка вә ғәрб әллириниң уйғур мәсилисигә четишлиқ карханиларға имбарго йүргүзүш қәдими тезлишиватқан бир вәзийәттә, японийәму буниң японийә карханилириға көрситидиған тәсирини ойлишишқа башлиған. Чүнки японийә карханилириму хитайниң уйғурларни қул қилиш мәсилисигә четишлиқ завутлирини тәкшүрүш мәсилисигә дуч кәлгән.
2020-11-12
Ғәрб дунясидики 3 нопузлуқ уйғур тәшкилати 10-ноябир хәлқара әмгәк тәшкилатиниң баш директори гай райдерға мәктуп йезип, уни кәң көләмлик омумлашқан уйғур мәҗбурий әмгикини кәскин ипадиләр билән тәнқидләшкә чақирған.
2020-11-12
11-Ноябир “дипломат” торида тибәт, уйғур, хоңкоң вә хитай кишилик һоқуқ мәсилиси адвокатлириниң хәлқара олимпек комитетини хитайниң 2020-йиллиқ қишлиқ олимпек мусабиқисини өткүзүшини әмәлдин қалдурушқа чақирғанлиқи һәққидики мақалиси елан қилинған.
2020-11-12
“канада радийоси” (CBC) ториниң 12-ноябир хәвәр қилишичә, канада һөкүмити хоңкоң парламентидики демократик әзаларниң вәзиписидин қалдурулғанлиқини әйиблигән вә көплигән хоңкоң пуқралириниң канадаға көчмән болушиға ярдәм қилидиғанлиқини билдүргән.
2020-11-12
Германийәниң мюнхен шәһиридә икки җумһурийәтниң хатирә күни истиқлал маршини оқуш вә байрақ чиқириш билән хатириләнди.
2020-11-12
“германийә авази” ториниң 12-ноябир хәвәр қилишичә, германийәниң машина ясаш ширкити валксвагенниң үрүмчигә қурулған тармақ завути бу райондики мәҗбурий әмгәк билән четишлиқи болуши мумкин икән.
2020-11-12
Корона вируси сәвәбидин қазақистанлиқ уйғурлар икки җумһурийәтни хатириләш паалийитини башқичә шәкилдә өткүзүшкә мәҗбур болди.
2020-11-11
10-Ноябир “авангарт” (Frontline) тор бетидә елан қилинған бир мақалидә хитайниң илғар көзитиш үскүнилири арқилиқ уйғур районини назарәт қилипла қалмай, кәң-көләмлик ишпийонлуқ вә җасуслуқ арқилиқ чәт әлдики уйғурларниму тәқип астиға елишқа тиришиватқанлиқи баян қилинған.
2020-11-11
10-Ноябир америкида чиқидиған “дипломатийә” журнилида “америка террорлуқ мәсилисидә немишқа хитайниң гепигә ишәнгән?” намлиқ бир мақалә елан қилинған болуп, америка һөкүмитиниң әйни чағда немишқа “шәрқий түркистан ислам һәрикити” тәшкилатини терролуқ тизимликигә киргүзүп қойғанлиқи тәһлил қилинған.