Архип
2020-05-15
Америкадики “вайис” агентлиқи хитай һөкүмитиниң әнглийәдики уйғурларға қарита җасуслуқ һәрикити елип берип, уларни назарәт қиливатқанлиқини илгири сүрди.
2020-05-15
Хитай експорт маллириниң уйғур диярида мәҗбурий әмгәк бәдилигә кәлгәнлики арқа-арқидин паш болуши билән, америкада хитай експорт таварлиридин агаһ болуш кәйпияти йәниму күчийишкә башлиди.
2020-05-15
Хитай һөкүмити уйғур районидики мәҗбурий әмгәкниң асаслиқ һалқиси, дәп қариливатқан пахта ишләпчиқиришиға қарита қошумчә ярдәм беришни күчәйтип, пахта баһасини қоғдашқа киришкән.
2020-05-15
Түркийәдә тонулған нахшичи халуқ ләвәнт әпәндигә түркийәдики хитайпәрәс бәзи кишиләр твиттер арқилиқ һуҗум қилған.
2020-05-15
Америкалиқ кишилик һоқуқ адвокати, атақлиқ кино чолпини җорҗи клонейниң аяли амал клоней 15-май күни австралийә парламентида гуваһлиқ берип, австралийәниң қанун чиқирип, уйғурларниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишқа қатнишиватқан ширкәт вә шәхсләрни җавабкарлиққа тартишни тәләп қилған.
2020-05-15
“уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһәси” америка кеңәш палатаси тәрипидин толуқ аваз билән мақуллуқтин өтти.
2020-05-15
Америка президенти доналд трамп йеқинқи мәзгилләрдин буян америка җәмийити үчүн әң чоң хәвәр болуватқан таҗсиман вирусини бир паҗиә, деди.
2020-05-15
Хитайниң “йәр шари вақти” гезити 15-май мақалә елан қилип, “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһәси” ни актиплиқ билән илгири сүргән америка сиясийонлириға қарши тәдбир қоллинидиғанлиқи һәққидә тәһдит салди.
2020-05-14
Американиң естонийә вә финландийәдики әлчиханилириниң саһибханилиқида уйғурлар тоғрисида доклат бериш йиғини уюштурулған.
2020-05-14
14-Май америка кеңәш палатаси “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһәси” ни толуқ аваз билән мақуллуқтин өткүзди.
2020-05-14
15 Йиллиқ кесиветилгән уйғур карханичи, “бағдаш” ториниң қурғучиси әкбәр әсәтниң мәсилиси хәлқараниң диққитини қозғиған.
2020-05-14
“вашингтон көзәткүчиси” (Washington Examiner) гезитиниң 13-май бәргән хәвиригә асасланғанда, америка ташқи ишлар министири майик помпейо исраилийә зияритидә исраилийә рәһбәрлиригә сиясий агаһландуруш берип, “исраилийә хитай компартийәсини күчләндүридиған һәрқандақ түрләрдики һәмкарлиқни тохтитиши керәк”, деди.
2020-05-14
Хитай һөкүмитиниң узундин бери паспортни уйғурларни контрол қилиш үчүн ишлитиватқанлиқи инкас қилинмақта.
2020-05-14
Ройтерс агентлиқниң 14-май бәргән хәвиригә асасланғанда, америка президенти доналд трамп хитайниң корона вирусни өз вақтида үнүмлүк контрол қилмиғанлиқиниң американи наһайити үмидсизләндүргәнлики вә бу вирус апитиниң америка-хитай сода мунасивитигә қаттиқ тәсир қилғанлиқини ейтқан.
2020-05-14
Турсунай зиявудун җаза лагериға киргәндин кейин қабаһәтлик кәчмишләрни вә йүрикини ләхтә қилған азаблиқ күнләрни бәшидин өткүзди.