Архип
2020-05-08
Хитай һөкүмитиниң керийә наһийәсигә нурғун ушшақ карханиларни йөткәп чиқип, бу наһийәниң йәрлик аһалисини “намратлиқтин қутқузуш” намида ишқа селиватқналиқи мәлум болди.
2020-05-07
Америка кеңәш палатасиниң рәһбири мич микконел “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһиси” ниң пат-йеқинда кеңәш палатасида авазға қоюлушиға һәрикәт қилидиғанлиқини билдүргән.
2020-05-07
“шинҗаң гезити” ниң хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ даириләр йеқинда “шинҗаң аптоном районидики кона аһалиләр районини өзгәртиш синақ хизмәт пилани” дәйдиған бир йеңи қурулуш пиланини елан қилған.
2020-05-07
Бу йиллиқ рамазан ейи хитайдин тарқалған корона вирусиниң йәр шари характерлик киризис пәйда қилған бир алаһидә мәзгилгә тоғра кәлди.
2020-05-07
Әнглийә пайтәхти лондондики рене кассин йәһудий комитети “бирлик иптари” намида лондонда турушлуқ уйғур җамаити билән торда иптар паалийити өткүзгән.
2020-05-07
2018-Йили 4-айлар мәзгилидә лагерға тутқун қилинғанлиқи мәлум болған уйғур аптоном районлуқ милләтләр тил-йезиқ комитети аталғулар ишханисиниң муавин мудири, кандидат алий тәрҗиман һүсәнҗан әсқәр бүгүн, йәни 7-май күни америкадики “супчина” намлиқ журналда тонуштурулди.
2020-05-07
Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң икки нәпәр комиссари гари бавер вә тензин дорҗи қатарлиқлар “вашингтон тәкшүргүчиси” намлиқ журналда мақалә елан қилип, хитайниң олимпик мусабиқисигә саһибханилиқ қилиш салаһийити йоқлуқини тәкитлиди.
2020-05-07
Истанбулда корона вирусидин қоғдиниш вә давалиниш үчүн уйғур миллий тебабәтчилики ретсепи бойичә икки хил дора ясилип тарқитилди.
2020-05-07
Оттура асияда 1950-йиллардин кейин уйғурлар ичидин көплигән алимлар йетишип чиқишқа башлиған болуп, улар һәр хил саһәләрдә хизмәт қилған иди.
2020-05-07
Америка президенти доналд трамп таҗсиман вирус юқумини иккинчи дуня урушида японийә армийәсиниң американиң “пеарл харбор порти” ға қилған һуҗумдинму еғир, деди.
2020-05-07
Италийәдики мустәқил органлардин “зимистан” ториниң хәвиридин қариғанда, хитай даирилири уйғур елидики аһалиләр районлиридики назарәт һәрикәтлирини йәниму күчәйткән.
2020-05-07
Хитай һөкүмитиниң ирқи кәмситиш вә системилиқ ассимилятсийә сиясәтлири уйғур аилилириниң парчилинишиға сәвәб болуватқанлиқи тәнқид қилинмақта.
2020-05-06
Хитайдин тарқалған таҗсиман вирусини чөридигән дипломатийә урушиниң нәтиҗисидә нөвәттә америка-хитай мунасивити өткән 40 йилдин буянқи әң төвән чәккә чүшүп, бир қисим анализчиларниң қәлимидә “йеңи соғуқ уруши” дәп тәсвирлинишкә башлиди.
2020-05-06
Хитай һөкүмити тарих пәнләр профессори, нәшриятчи иминҗан сәйдинниң бир қисқа видейосини елан қилип, униң кесилгәнликини рәт қилған.
2020-05-06
Лагерларда кишиләр көпәйгәнсери вә сиясий һава җиддийләшкәнсери бир қисим қамақхана вә түрмиләрму лагер орнида ишлитилгән.