Архип
2020-05-06
Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики сиясий бастуруш һәрикити җәрянида уйғурларға хас мәдәнийәт байлиқлириниң хараб қилинишини нөвәттә барғансери көп кишиләр “ашкара мәдәнийәт қирғинчилиқи” дәп атимақта.
2020-05-06
“сиясәт, кишилик һоқуқ вә һәқиқәт” мавзулуқ тор сөһбәт йиғинида уйғурларниң һазирқи вәзийити һәққидә доклат берилди.
2020-05-06
Уйғурлар дияридики сиясий бастуруш тоғрисида хитай пуқралириниң қандақ ойлайдиғанлиқи вичә телевизийәсиниң уйғурлар дияри һәққидә ишлигән һөҗҗәтлик филимида типик һалда әкс етиду.
2020-05-06
Лагердин қутулуп чиқалиған шаһитлар хитайниң тәһдит вә бесимлиридин қорқмай хәлқара җамаәткә гуваһлиқ берип кәлди.
2020-05-06
Америка-хитай оттурисидики сүркилишниң ешип беришиға әгишип америка һөкүмити хитай билән болған риқабәттә йеңи һәрбий қораллар вә охшимиған мусапидики ракеталарни йеңилимақта икән.
2020-05-05
Америка президенти доналд трампниң дөләт бихәтәрлик ишлири бойичә ярдәмчи мәслиһәтчиси болған мәт паттинҗир хитайдики һәммигә тонушлуқ “4-май яшлар байрими” күнидә раван хитай тилида телевизийә нутқи сөзләп, хитай һөкүмитиниң нөвәттә оттуриға чиқиватқан демократийә тәләплирини боғуп қоюватқанлиқини әйиблиди.
2020-05-05
Таҗсиман өпкә яллуғи вируси билән юқумланған гуаңҗудики икки уйғурниң гуаңҗуда “ишләватқанлар” икәнлики мәлум болди.
2020-05-05
Адил турсун, абдухалиқ турсун вә абдусалам турсун исимлик үч нәпәр ака-ука һазирғичә җамму-кәшмирдики бир түрмидә ятмақтикән.
2020-05-05
Йеқинда хитай һөкүмити өзигә сунулған бир парчә ички доклаттин пүтүн дунядики хитайға қарши кәйпият һәмдә буниңға мунасивәтлик инкаслар һәққидә мәлуматлиқ болған. Шуниңдәк буниңдин бәкла әндишигә чүшкән.
2020-05-05
Һәрқайси дөләтләрдики уйғурлар уйғур допписи кийгән рәсимлири вә син көрүнүшлирини иҗтимаий таратқуларда тарқитиш арқилиқ доппа байримини тәбриклиди.
2020-05-05
Уйғурлар дияридики “намратлиқтин қутулдуруш” шоари астида давам қиливатқан йәрлик уйғурларни нәччә әсирдин буян яшап кәлгән өй-маканлиридин көчүрүп, йеңидин селинған бина өйләргә топлап орунлаштуруш һәрикити нөвәттә техиму кеңийиватқанлиқи мәлум.
2020-05-05
Америка сиясий сәһнисидики чолпанлардин бири, америка қошма штатлириниң б д т та турушлуқ сабиқ баш әлчиси никки хейли ханим йеқинда “хитай компартийәсини тосайли” намлиқ тор мураҗиәтнамиси елан қилди.
2020-05-05
Тивиттер, фейсбук, инстиграм қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда “шәрқий түркистанни унутмаймиз” намлиқ паалийәт елип берилди.
2020-05-05
Австралийәдики уйғур муһаҗирлиридин садам абдусаламниң аяли вә оғли үч йилдин буян хитай һөкүмитиниң чәклимиси түпәйлидин һазирғичә үрүмчидин айрилишқа илаҗ қилалмай кәлмәктә.
2020-05-05
Корона вируси җениға замин болған иккинчи уйғур сәуди әрәбистандики диний өлима вә сабиқ журналист өмәрҗан рози әпәндидур.