Архип
2020-08-31
Әнқәрә университетиниң оқутқучиси доктор әркин әмәтниң 4 қериндиши үстидики әйибнамидә ярқин абләт исимлик бир қарилиғучиниң нами хатириләнгәниди.
2020-08-31
Өткән бирнәччә йилда уйғурлар диярида системилиқ һалда бәрпа қилинған ғайәт зор назарәт механизиминиң маһийәттә мәдәнийәт җәһәттики йоқитиш вә лагерларға қамап җисманий хорлуққа мәһкум қилишниң алдинқи басқучи болуп келиватқанлиқи һәмдә буниң дуня үчүн немиләрдин бешарәт болуватқанлиқи изчил муһакимә темилиридин болуп кәлмәктә.
2020-08-31
Уйғурлар дияридин арқиму-арқидин мәлум болуватқан дәлил-испатлар һазир ғайәт зор көләмдики мәҗбурий әмгәкниң пүткүл уйғур миллитини нишан қиливатқанлиқини көрсәтмәктикән.
2020-08-31
“баз фид” мухбирлири 2018-йилидин бири из қоғлап тәкшүрүватқан болуп, 1200 әтрапида лагер бар дәп қаралған болсиму пәқәт он нәччисини тапалиған.
2020-08-31
“мәҗбурий ғайиб қиливетилгәнләр хәлқара хатирә күни” дә мәҗбурий йосунда йоқ қиливетилгән хәлқләр вә кишиләр мәхсус әслиниду.
2020-08-31
Хитай һөкүмитиниң уйғурлар дияридики сиясий бастуруш вә зор көләмлик тутқун һәрикити хәлқарада тәдриҗий һалда “йеңи қирғинчилиқ” дәп қарилишқа башлиғанда бу һәқтики әһвалларни техиму тәпсилий шәрһилигән “уйғурларға қарши уруш: хитайниң мусулман аз санлиқ милләтлиригә қаратқан ички күриши” намлиқ әсәр принситон университети нәшриятида нәшр қилинди.
2020-08-31
Хитай һөкүмитиниң 2020-йили сентәбир ейидин башлап ички моңғул аптоном районидики башланғуч вә оттура мәктәпләрдә тил-әдәбият, сиясәт вә тарих дәрслиридә моңғул тилини пүтүнләй бикар қилиш һәмдә бу дәрсләрни хитайчә тилда өтүш қарари чәтәлләрдики моңғул җамаитниниң кәскин тәнқидигә дуч кәлди.
2020-08-31
Германийә парламент әзалири ташқи ишлар министири хайко масқа хәт йезип ваң йиға очуқ гәп қилишни тәләп қилған.
2020-08-31
30-Авғуст күни бир түркүм йәһудийлар җамаити ню-йорк шәһиридики бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) бинаси алдида намайиш қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурушини әйиблиди.
2020-08-31
Әнглийә пайтәхти лондондики бирләшкән дөләтләр тәшкилати бинаси алдида вә лондондики хитай әлчиханисиниң алдида хитайға қарши наразилиқ намайишлири өткүзүлди.
2020-08-28
“21-йүз йил түркийә институти” йеқинда “хитай тәһдити: соғуқ уруш коммунизмдинму хәтәрликму?” сәрләвһилик мақалә елан қилди.
2020-08-28
Уйғур районида аһалиләр өзлириниң намәлум дориларни йәватқанлиқи, бу дориларниң нами, роли вә немидин ясалғанлиқиниму билмәйдиғанлиқини баян қилди.
2020-08-28
Хитай даирилири аһалиләрниң қаттиқ наразилиқи астида үрүмчидики радикал карантин тәдбирлирини бәзи җайларда қисмән бошитишқа башлиған.
2020-08-28
BBC Агентлиқиниң “қийин сөһбәтләр” программиси “тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити” ниң рәһбәрлириниң бири, уйғур паалийәтчиси өркәш дөләтни муһакимигә тәклип қилди.
2020-08-28
Дуня уйғур қурултийи 28-авғуст баянат елан қилип, германийәни хитайниң уйғурларға қаритилған “ирқий қиғинчилиқи” ға қарши авазини йүксәлтишкә чақирди. Д у қ ниң мәзкур баянати хитай ташқи ишлар министири ваң йиниң германийә зиярити һарписида елан қилинған.