Архип
2020-09-18
Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики сиясий бастуруш һәркити пүтүн дуняға мәлум болғандин кейин буни кәскин тәнқидләш чуқанлири ичидә йәнә буниңдики маһийәтлик мәсилиләр һәққидә көплигән соаллар оттуриға чиқишқа башлиди.
2020-09-18
Хитай һөкүмитиниң 1 милйондин 3 милйонғичә уйғурни “кәспий тәрбийәләш мәркизи” дәп ативалған йиғивелиш лагерида хорлиғандин башқа йәнә түрмә шәклидики карханиларда мәҗбурий йосунда һәқсиз ишлитиватқанлиқиға даир учурларниң испатлиниши билән, америка һөкүмити уйғур диярида ишләнгән хитай мәһсулатлирини чеграда тутуп қелиш буйруқи елан қилди.
2020-09-17
Америка кеңәш палатасиниң демократчилар партийәсидин болған әзалири хитайға тақабил туруштики кәң көләмлик истратегийәсини түзүп чиққан.
2020-09-17
Әнглийә парламенти авам палатасиниң ташқи ишлар комитети уйғур дияридики җаза лагерлирини тәкшүрүшни қарар қилғанлиқини елан қилди.
2020-09-17
Уйғур аптоном районлуқ даириләр йеқинда “аптоном районниң ташқи сода, ташқи мәбләғни муқимлаштуруш хизмити лайиһәси” дәп аталған 18 түрлүк тәдбирни оттуриға қойған.
2020-09-17
Лагер қурбанлириниң аилә йеқинлири уйғур райониға әвәтилмәкчи болған мустәқил тәкшүргүчиләр өмики билән биллә беришқа һәр вақит тәйяр икәнликини ейтти.
2020-09-17
Явропа иттипақи билән хитай оттурисидики мунасивәтләрниң рус тиллиқ аммиви ахбарат васитилириниң қизиқарлиқ темилириниң биригә айлинип келиватқанлиқи мәлум.
2020-09-17
“зимистан” тори 16-сентәбир күни хитай өлкилиридин 3 йиллиқ тохтам билән уйғур елидики мәктәпләрдә хитай тили оқутқучилиқи қилиш үчүн кәлгән бир қисим оқутқучиларни зиярәт қилиш асасида бу оқутқучилар вә уларниң уйғур оқуғучилири һәққидә бир қисим ечинишлиқ мәлуматларға еришкән.
2020-09-17
Америка әдлийә тармақлири 16-сентәбир күни бәш нәпәр хитай пуқрасини хаккерлиқ һуҗуми билән әйибләп тутуш буйруқи чиқарди. Улар америка вә чәтәлләргә аит түрлүк иҗтимаий алақә торлири, видийолуқ оюн ширкәтлири вә шундақла университетлар вә телефон ширкәтлири қатарлиқ 100 дин артуқ ширкәт вә органни нишан қилған хаккерлиқ һуҗумлириға четишлиқ дәп қаралмақта.
2020-09-17
2 Милйон явропалиқ, 700 нәпәр норвегийәлик “хитайниң қара тизимлики” гә киргүзүлгән.
2020-09-17
Хитай дөләт ишлар кабинетиниң ахбарат ишханиси 17-сентәбир күни “шинҗаңниң әмгәк, ишқа орунлаштуруш капалити” намлиқ бир ақ ташлиқ китаб елан қилди.
2020-09-17
Түркийәниң истанбул шәһиридә яшаватқан “әрк телевизийәси” ниң қурғучиси, режиссор абдураһман өзтүрк 14-сентәбир күни видийолуқ гуваһлиқ бәрди.
2020-09-17
1943-Йилидин етибарән уйғурлар диярида шең шисәй башчилиқидики хитай һакимийитигә қарши күрәшләр барғансери күчийишкә башлиди.
2020-09-16
Мирадил һәсән исимлик бир яш үч хил тилда йотуб қанили арқилиқ уйғур районида ирқий қирғинчилиқ давам қиливатқанлиқини оттуриға қойған иди.
2020-09-16
Йеқинда форвард (forward.com) Торида “биз йәһудийлар йиғивелиш лагерлирида немә ишларни болуватқанлиқини билимиз, хитайниң у инсанларни хорлишиға сүкүт қилалмаймиз” намлиқ мақалә елан қилинған болуп, униңда бир түркүм уйғурларниң намәлум йәргә йөткиливатқанлиқи ашкариланған син көрүнүши алаһидә испат сүпитидә көрситилгән.