Архип
2020-09-28
28-Сентәбир күни канаданиң ванковер шәһиридики хитай консулханисиниң алдида һиндилар, тибәтләр, хоңкоңлуқлар, тәйвәнликләр, уйғурлар намайиш қилип, хитайниң тибәт, хоңкоң вә уйғур дияридики бастурушиға наразилиқ билдүргән.
2020-09-28
Қирғизистан җумһурийитиниң 4-өктәбир күни өткүзүлидиған йеңи нөвәтлик алий кеңәш сайлимида қирғизистанниң 7-қетимлиқ алий кеңәш әзалири сайлап чиқилидикән.
2020-09-27
25-Сентәбир б д т кишилик һоқуқ кеңишидә ғәрб әллири хитайни бир милйондин артуқ уйғур қатарлиқ түркий милләтләр лагерларға қамалған уйғур районини тәкшүрүшкә ечишқа чақирди.
2020-09-27
Уйғур адвокат рәйһан әсәт мақалә елан қилип, һоллевуд чолпанлириниң уйғур мәсилисидики җимҗитлиқини әйиблиди вә уларни уйғурлар үчүн оттуриға чиқишқа чақириди.
2020-09-27
Хитайниң уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ сиясити йүргүзүватқанлиқи хәлқара ахбаратлар көп көрүлүшкә башлиған мәзгилдә, хитайниң баш секретари ши җинпиң уйғурларни ассимилятсийә қилиш сияситини изчил давамлаштуридиғанлиқини билдүргән.
2020-09-27
Америкадики висконсин университети оқуғучиси мақалә елан қилип, мәктәпдашлирини хитай һөкүмити уйғурлар үстидин йүргүзүватқан җинайәтләргә қарши һәркәткә өтүшкә чақирди.
2020-09-25
Мәзкур программида муһаҗирәттики уйғурлар йеқиндин көңүл бөлүватқан уйғурларниң нөвәттики вәзийити вә тәқдиригә биваситә мунасивәтлик җиддий вә өткүр темилар муһакимә қилиниду.
2020-09-25
Дуня уйғур қурултийи б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң йиғинида уйғурларниң етник қирғинчилиққа учраватқанлиқини оттуриға қойди.
2020-09-25
Уйғур диярида икки нәпәр уйғур вә бир қазақ кадирни өз ичгә алған 7 нәпәр кадир интизамға хилаплиқ қилиш билән әйиблинип җазаланған. “шинҗаң гезити” ниң 25-сентәбир хәвәридә ашкарилинишичә, уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш вә ревизийә комитети 6 делоға четишлиқ 7 кишини “мәркәзниң 8 түрлик бәлгилимисигә хилап типик вәқәләр” дәп елан қилған.
2020-09-25
“осло әркинлик мунбири” (OFF) ниң 12-қетимлиқ йиллиқ йиғини корона вируси түпәйли торда өткүзүлгән болуп, 24-25-сентәбир икки күн давам қилған.
2020-09-25
Америка нетфиликис ширкитиниң уйғур җаза лагерлирини қоллиған хитай язғучи лю сишинниң “үч җисим” намлиқ романини чатма телевизийә тиятири қилип ишләш пилани америка кеңәш палата әзалириниң қаршилиқиға учриған.
2020-09-25
Ғайиб мирадил һәсән ақсудики хуафу тоқумичилиқ завутида мәҗбури әмгәккә селиниватқан учтурпанлиқ бир қиз һәққидә гуваһлиқ бәргән иди.
2020-09-25
Америка ташқий ишлар министири майк помпейо хитайниң ню-йорк шәһиридики консулханисиниң чоң җасуслуқ увиси икәнлики, ню-йорк сақчи идарисиниң хитай үчүн җасуслуқ қилип қолға әлинған тибәт сақчисидин кейин, техиму көп җасусларни қолға елиши мумкинликини билдүргән.
2020-09-25
“илһам тохти хитай түрмисигә мәһкум қилинғанлиқиниң 6-йилида” намлиқ тор сөһбәт йиғинда илһам тохтиниң нөвәттики әһвалини сүрүштә қилиш асасий тема болди.
2020-09-25
Д у қ җәнвәдә өткүзгән фото сүрәт көргәзмиси вә б д т дики паалийитини бүгүн нәтиҗилик ахирлаштурған.