Архип
2020-09-25
Австралийә истиратегийәлик сиясәт иниститути 25-сентәбир уйғурлар һәққидә йәнә доклат елан қилип, хитай даирилириниң уйғур диярида йеқинқи 3 йил ичидә 16 миңдәк мәсчидни чеқип ташлиғанлиқи вә бузғанлиқини билдүрди. Доклатта тәкитлишичә, 16 миңдәк мәсчид ичидә 8500 мәсчид пүтүнләй чеқип ташланған.
2020-09-25
“қазақистан хәлқи тиллири күни” байрими һәр йили сентәбир ейиниң үчинчи йәкшәнбә күни өткүзүлүп келиватқаниди.
2020-09-25
Уйғур дияриниң корла шәһридики бир рестуранда йәрлик даириләр тәрипидин һарақ ичиш бойичә тәрбийәләш базиси қурулған. Корлидики мәзкур һарақ ичиш бойичә тәрбийәләш базисиға алақидар бир рәсим чәтәл иҗтимаий таратқулирида кәң тартилип, ғулғула қозғиди.
2020-09-24
Лагерлар һәққидики көплигән маддий испатлар оттуриға чиққандин кейин, хитай һөкүмити бу орунларниң лагер әмәс, бәлки “кәспий тәрбийәләш мәктипи” икәнликини тәкитләшкә башлиди.
2020-09-24
“вашингтон почтиси” гезити уйғур елидики ғайәт зор көләмлик түрмиләрниң давамлиқ көпийиватқанлиқини хәвәр қилди. Мәзкур гезитниң мухбирлири өткән айда уйғур елиниң қәшқәр вә ғулҗа қатарлиқ җайлирида зиярәттә болған болуп, улар шу қетимлиқ зиярити асасида йүрүшлүк хәвәр мақалилирини елан қилмақта.
2020-09-24
Америка ташқи ишлар министири майк помпейо американиң хитай һөкүмити уйғурларға қиливатқан зулумни немә дәп аташ мәсилисидә җиддий ойлишиватқанлиқини билдүргән.
2020-09-24
Қәлбинур сидиқ оқутқучилиқ кәспиниң ахирқи йилиниң “лагер” дәп атилидиған қабаһәтлик орунниң оқутқучилиқи билән ахирлишишини ойлапму бақмиғаникән.
2020-09-24
“миллийәт” гезитиниң истун язғучиси, профессор ниһат али өзҗанниң уйғурлар һәққидики бир мақалиси сәвәблик истепа беришкә мәҗбурланғанлиқи ашкариланди.
2020-09-24
Уйғур елидики узун тарихқа вә нопузға игә болған алий билим юртлиридин “шинҗаң университети” ниң башлиқлиқ вәзиписи уйғур аптоном райони тарихи бойичә тунҗи қетим бир хитайға берилгән.
2020-09-24
Данийәниң Akademiker Pension намлиқ күтүнүш фонди хитайниң кишилик һоқуққа қиливатқан дәпсәндичилики сәвәбидин хитай салған мәбләғни чиқириветидиғанлиқини җакарлиған. Бу дегәнлик һөкүмәт зайоми вә пай чекиниң җәмий 400 милйон данийә крони йәни (53.7 Милйон явро) төвәнлигәнликидин дерәк беридикән.
2020-09-24
2 Нәпәр уйғур ислам дунясидики диний алимларниң әң чоң иттипақи болған “хәлқара имамлар мәҗлиси” гә қобул қилинди.
2020-09-24
Хитай һөкүмәт таратқулири уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқини рәт қилидиған тәшвиқат һәрикитини күчәйткән. Буниң дәл америка авам палатасида авазға қоюлған “уйғурлардики мәҗбурий әмгәкни чәкләш қанун” лайиһәси 3 кә қарши 406 аваз билән мақуллуқтин өткән мәзгилгә тоғра келиши диққәт қозғиди.
2020-09-24
Тонулған журналист халис өздәмир 20-сентәбир BNC Medyada хитай дөләт рәиси ши җинпиңға үч хил тилда очуқ хәт елан қилған.
2020-09-24
Бу йил 19-сентәбир күни норвегийә нефит фонди мәзкур икки хитай ширкитигә салған бир милярд 200 милйон киронлуқ мәблиғини қайтуруп алғанлиқини җакарлиған.
2020-09-24
Шиветсийәниң H&M кийим-кечәк ширкити, хитайниң уйғурларни мәҗбурий әмгәккә салғанлиқини әйиблиди вә хитай ширкәтлири билән түзгән сода келишимни бикар қилғанлиқини елан қилди.