Архип
2021-01-31
Президент җо байдинниң дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси җәке сулливан уйғурларға қаратқан қилмишлири сәвәблик америкиниң хитайға бәдәл төлитишкә тәйяр туруши керәкликни билдүрди.
2021-01-31
Бу һәптә америка кеңәш палата әзаси марко рубийо кеңәш палата әзаси җеф мерклей билән бирлишип “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни қайта тонуштурған.
2021-01-31
Явропа парламенти әзалири уйғур кишилик һоқуқ мәсилиси сәвәблик йеқинда һазирланған явропа-хитай мәбләғ селиш келишимини бузушқа тәрәддут қилған.
2021-01-31
Тәйвән дөләт мудапиә министирлиқиниң ейтишичә, шу җай вақти йәкшәнбә күни, америкиниң бир данә разведка айропилани вә хитайниң бир нәччә һәрбий айропилани тәйвәнниң һава мудапиә пәрқләндүрүш райониниң ғәрбий җәнуб бурҗикигә бирла вақитта киргән.
2021-01-29
Хитайчә “шинҗаң гезити” ториниң 29-январ чиқарған хәвиригә қариғанда, уйғур районидики хитайниң шинҗаң иҗтимаий пәнләр академйәсигә қарашлиқ илгирики “тарих тәтқиқати орни” вә “дин тәтқиқати орни” ниң дәриҗиси өстүрүлүп, “тарих тәтқиқати иниститути” вә “дин тәтқиқати иниститути” дегән нам билән вивиска есилған.
2021-01-29
Хитай таратқулиридин елинған мәлуматларға қариғанда, 2020-йил уйғур районида қурулуш саһәсидә ишләйдиған техниклар көпләп тәрбийәләнгән болуп, қурулуш саһәсиниң һәр қайси түрлиридә тәрбийәләнгәнләр 800 миң адәм қетимға йеқинлашқан.
2021-01-29
Америкиниң сабиқ ташқи ишлар министири майк помпейо 19-январ хитайниң уйғурларға йүргүзүп кәлгән җинайитини “ирқий қирғинчилиқ” дәп җакарлиғандин кейин, америка башлиқ ғәрб дунясиниң “бу җинайәтни ирқий қирғинчилиқ дәп атиғандин кейин хитай билән қандақ мунасивәт бағлаш” мәсилисигә дуч келиватқанлиқи мәлум.
2021-01-29
Инсанлиқ туйғуси вә виҗдани өлмигән яшларниң, җүмлидин от йүрәк оқуғучиларниң һәр қайси дөләтләрдә уйғурларни қутулдуруш үчүн қолидиған келишичә һәр түрлүк паалийәтләрни қиливатқанлиқи мәлум.
2021-01-29
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң йеңидин тәйинләнгән министири антони билинкин чаршәнбә күни сөз қилип, американиң җәнубий асия әллири билән бирликтә хитайниң җәнубий деңиздики кеңәймичиликигә тақабил туридиғанлиқини билдүргән.
2021-01-29
Доктор магнус фискәсйө хитай һөкүмитиниң хитай болмиған милләтләргә қаратқан сиясәтлири, милйонлиған уйғурни җаза лагерлириға қамаш вә һәтта корона вируси юқумидин кейин хитай өлкилиридә әвҗ алған қара тәнликләрни очуқ–ашкара кәмситиш вәқәлиригичә һәммисиниң қозғатқуч амилниң хитайда узун тарихқа игә болған ирқчилиққа мунасивәтликини билдүрди.
2021-01-29
Халил ибраһим орал: “биз уйғурларниңму ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқини қобул қилимиз. Түркийә җумһурийити дөлитиниң буни етирап қилиши вә тәнқид қилишини арзулаймиз.”
2021-01-29
Қарақашлиқ муһаҗирлардин бири бүгүн радийомизға учур йоллап, хотәндә помпейоға қарши баянат бәргән һәбибулла абдуреһимниң әслидә қарақашниң ява йезисидики бир кәнт секритари икәнлики, у хизмәт қилған ява йезисидики диний затларниң һәммисиниң дегүдәк тутқунда икәнликини мәлум қилди.
2021-01-29
Уйғур мәсилисини изчил һалда күнтәртипкә елип келиватқан “келәчәк” партийәсиниң рәиси, сабиқ баш министир әхмәт давутоғлу 28-январ түркийәниң коня шәһиридики уйғурлардин һал сориди вә уларниң тәләп-пикирлирини аңлиди.
2021-01-28
Түркийә диний ишлар идариси башлиқи әли әрбаш бүгүн тивиттер һесабидики язмисида данийәдики бир мәсҗиткә қилинған һуҗумни әйиблигән. Тивиттир қолланғучилири болса әрбаштин охшаш тәнқидни хитайғиму қилишни тәләп қилди.
2021-01-28
Явропа парламентидики “явропа – хитай достлуқ гурупписи” тохтитип қоюлған. “политко” гезитиниң хәвәр қилишичә, мәзкур достлуқ гурупписиниң хитай һөкүмитиниң ташқи ишлар аппаратлириға бәк йеқинлиқи парламент әзалири арисида әндишә қозғиған икән.