Архип
2021-10-01
Мәзкур программида муһаҗирәттики уйғурлар йеқиндин көңүл бөлүватқан уйғурларниң нөвәттики вәзийити вә тәқдиригә биваситә мунасивәтлик җиддий вә өткүр темилар муһакимә қилиниду.
2021-10-01
Хитайниң 1-өктәбир дөләт байрими күни қоллирида көк күнлүк көтүргән америкадики тәхминән 300 дәк уйғур вашингтон шәһиридә намайиш қилип, дуняни уйғурларни хитайниң “ирқий қирғинчилиқи” дин сақлап қелишқа чақирған.
2021-10-01
Бу қетимлиқ зор көләмлик намайишни америка уйғур бирләшмиси билән уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати бирликтә пиланлап уюштурған.
2021-10-01
Хитай һөкүмити уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилиш билән әйиблиниватқан бир вақитта, шөһрәт закирни уйғур аптоном райониниң рәисликидин қалдуруп, орниға әркин туниязни рәис қилип тәйинлигән.
2021-10-01
Америка хәлқара диний әркинлик комитети 30-сентәбир “инсанийәткә қарши җинайәтләрниң җавабкарлиқи” дегән темеда тор илмий муһакимә йеғини өткүзди.
2021-10-01
Хитай һөкүмити йеқинда өзиниң 10 йиллиқ йеңи “балилар маарип тәрәққият программиси” ни елан қилған. Бирақ һәр пурсәттә аз санлиқ милләтләрниң тил-йезиқини қоғдаватқанлиқини тәкитләп кәлгән хитай һөкүмити, йеңи программисида бурунқи “аз санлиқ милләтләрниң өз ана тилида тәрбийә елиш һоқуқиға һөрмәт қилиш вә қоғдаш” дегән маддини чиқиривәткән. Мәлум болушичә, униң орниға “ортақ дөләт тил-йезиқини кеңәйтишни алға сүрүш” дегән мадда киргүзүлгән.
2021-10-01
Уйғур районида йеқинқи 4 йилдин буян җаза муддитини түгәткәнләр асасән дегүдәк қоюп берилмигән, қоюп берилгәнләр болса сабиқ мәһбус намида қайтидин тутқун қилинип лагерға йолланған.
2021-10-01
Америка авам палатасиниң ташқи ишлар комитети 30 сентәбир бирдәк аваз билән уйғурларға аит йәнә бир қанун лайиһәси мақуллап, аваз палатасиниң аваз беришигә сунған.
2021-10-01
Лагер һәм ирқий қирғинчилиқ мәсилигә аит доклатларда оттуриға қоюлушичә, 16 яштин 45 яшқичә болған уйғурлар хитайниң асаслиқ бастуруш нишани болуп кәлгән.
2021-10-01
1-Өктәбир күни германийә, белгийә, норвегийә, әнглийә қатарлиқ дөләтләрдә “матәм күни” мунасивити билән хитайға қарши намайишлар өткүзүлди.
2021-10-01
Хитайниң 1-өктәбир дөләт байрими күни америка, әнглийә, канада, түркийә қатарлиқ дөләтләрдики уйғурлар намайиш қилип, хитайниң уйғурларға йүргүзгән “ирқий қирғинчилиқи” ни җавабкарлиққа тартишни тәләп қилған бир вақитта, хитай даирлириму уйғур елидә һәр хил паалийәтләрни өткүзүп, “дөләт байрими” ниң 72 йиллиқини тәбриклигән.
2021-10-01
Дуня уйғур қурултийиниң 2014-йили хитайниң дөләт байрими болған 1-өктәбир күнини уйғур хәлқи үчүн “матәм күни” дәп елан қилған.