Архип
2021-10-25
“америка дөләтлик аммиви радийо хәвәрлири” (NPR) тори 25-өктәбир күни “хитай һакимийити мәсчитләрниң гүмбәзлирини чеқип ташлаш арқилиқ уларни техиму хитайлаштурушқа уруниватиду” сәрләвһилик мақалә елан қилған.
2021-10-25
25-Өктәбир күни хәлқарада тонулған мәшһур уйғур зиялийси илһам тохтиниң 52 яшқа киргән хатирә күни.
2021-10-25
Америкада чиқидиған “бирләштүрүш” (Binding) хәвәр тори 25-өктәбир “NBA маһири әнәс кантәр ‛залим‚ хитайға қилған ‛уйғурларға әркинлик‚ чақириқидин ваз кәчмәйду” сәрләвһилик мақал елан қилған.
2021-10-25
Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт алдинқи һәптә “шинҗаңға мунасивәтлик мәсилиләр” һәққидә йәнә бир қетимлиқ ахбарат елан қилиш йиғини ачқан. Уйғур аптонум районлуқ һөкүмәтниң баянатчиси шү гүйшяң мәзкур йиғинда америкаға һуҗум қилип, уни “заманиви қуллуқ” билән әйиблигән.
2021-10-25
Доктор абдукерим буғра билән аяли доктор аминә буғра әнқәрә шәһиридә “форум дент чиш вә еғиз саламәтлики мәркизи” намида йеңи дохтурхана ачти.
2021-10-25
Хитай хәлқ ториниң хәвиригә қариғанда хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитети йеңи вәзипигә тәйинләнгән өлкә дәриҗилик партийә комитетиниң сабиқ секретарлиридин сәккиз кишиниң тизимликини елан қилған.
2021-10-25
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати голландийә шөбиси уйғурлар учираватқан ирқий қирғинчилиқ мәсилиси вә чәт әлләрдики уйғурларниң һазирқи әһвалини аңлитиш паалийити орунлаштурған.
2021-10-25
Германийә мәтбуатлирида лагер шаһидлириниң “ирқий қирғинчилиқ” тоғрисидики баянлири күчлүк тәсир пәйда қилмақта.
2021-10-25
Уйғур аптоном райони парткоминиң орган тори болған “тәңритағ тори” “шинҗаңниң җәнубидики ғәрбкә ечилиш көзники-қәшқәр” дегән темеда узун бир мақалә елан қилған.
2021-10-24
16 Нәпәр америка дөләт мәҗлиси әзаси америка ташқи ишлар министири билинкенгә имзалиқ мәктуп йоллап, уни мәркизий асия һөкүмәтлири билән һәмкарлишип, уларниң уйғур қатарлиқ милләтләрни хитайға қайтуруп бериш қилмишини ахирлаштурушқа чақирған.
2021-10-24
Тутқундики уйғур зиялийси илһам тохтиниң 52 яшлиқ туғулған күни германийәгә җайлашқан “илһам тохтини қоллаш” гурупписи баянат елан қилип, униң туғулған күнини тәбрикләш билән биргә униң җисманий вә роһий сағламлиқиға болған әндишисиниң күнсери күчийиватқанлиқини билдүрди.
2021-10-22
Б д т йиғинида уйғур дияридики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини шәртсиз вә тосалғусиз тәкшүрүш тәләп қилинди.
2021-10-22
Америка, әнгилийә, германийә, франсийә, канада вә түркийә қатарлиқ дунядики 43 дөләт 21-өктәбир күни б д т да имзалиқ бирләшмә баянат елан қилип, хитайниң уйғурларни бастуруши вә уларға зиянкәшлик қилишидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән.
2021-10-22
Америка президенти җов байден хитайда турушлуқ баш әлчиликкә намзат көрсәткән пишқәдәм депломат николас бурнс әпәндини баһалаш мәқситидә испат аңлаш йиғини өткүзүлгән.
2021-10-22
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секритари чен чуәнго 21-өктәбир күни аптоном районлуқ парткомниң 10-қетимлиқ вәкилләр қурултийида сөз қилип, хитайниң уйғур елидики йеқинқи бәш йиллиқ сиясәтлири вә хизмәтлирини хуласилиған.