Архип
2021-10-22
Хитай һөкүмитиниң узун йиллардин буян иқтисадий козир арқилиқ, оттура шәрқ әллирини сизған сизиқидин чиқалмас қилип қоюши уйғур қирғинчилиқида техиму рошән ипадиләнди.
2021-10-22
Америка дөләт мәҗлисиниң нупузлиқ икки җумһурийәтчи әзаси 21-өктәбир хәлқара олимпик комитетиниң президенти томас бахқа йәнә хәт йезип, бейҗиң қишлиқ олимпикини кечиктүрүшни тәләп қилған.
2021-10-22
Австралийә истиратегийәлик сиясәт иниститутиниң 19-өктәбир елан қилған “зулумниң қурулмиси” намлиқ уйғурларға аит чоң һәҗимлик доклати хитай даилирини қаттиқ биарам қилған.
2021-10-22
21-Өктәбир күни ечилған уйғур аптонум районлуқ парткомниң 10-нөвәтлик партийә вәкиллири қурултийи хитай һөкүмәт таратқулирида мәдһийәлигән.
2021-10-22
Түркийә “ийи” партийәсидин болған парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди хәлқара олимпик комитетини әйиблиди, шундақла түркийәни беҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилишқа чақирди.
2021-10-22
Америка дөләтлик васкетбол бирләшмиси-NBA да топ ойнайдиған түрк чолпини әнәс кантәр 22-өктәбир твиттерда сөз қилип, хитайни уйғур лагер тутқунлирини бошитишқа, уйғурларға әркинлик беришкә чақирған.
2021-10-22
Уйғур елидин чиқидиған пахта мәһсулатлири хитайниң уйғурларға қаритиливатқан бастуруши вә мәҗбурий әмгәк сияситиниң бир муһим бәлгиси болуп қалди.
2021-10-21
Америка президенти җов байден тәрипидин американиң хитайда турушлуқ баш әлчиликигә намзат көрситилгән николас бурнс 20-өктәбир күни кеңәш палатасида өткүзүлгән испат аңлаш йиғинида хитай һәққидә кәскин сөзләрни қилған.
2021-10-21
Уйғур дияридики қирғинчилиқ дуня җамаитигә мәлум болғандин башлапла буниң җавабкарлирини сораққа тартиш чуқанлири оттуриға чиқишқа башлиғаниди.
2021-10-21
Әнглийә парламенти хитайниң уйғурларға йүргүзүп кәлгән җинайитини “ирқий қирғинчилиқ” дәп җакарлаш билән тохтап қалмиған.
2021-10-21
Америка авам палатасиниң җумһурийәтчиләр партийәсидин болған әзаси майк галлагер хитайниң америка университетлиридики тәсирини азайтиш һәққидә 5 қисимлиқ пилан оттуриға қойған.
2021-10-21
Америка дөләт мәҗлисиниң әзалири америка базириға уйғур елидики мәҗбурий әмгәккә четилған пахта мәһсулатлириниң кирмәсликигә капаләтлик қилишни йәнә бир қетим тәләп қилди.
2021-10-21
Америкадики һәр икки партийәдин болған бир қисим кеңәш палата әзалири йеқинда хитайдики завутлирида уйғур мәҗбурий әмгәкчилири барлиқи ашкариланған америка ширкитигә хәт йезип, бу ширкәтниң уйғурларға қилиниватқан зулумға четилип қалғанлиқиға даир әндишилирини баян қилған.