Архип
2021-02-26
Муһаҗирәттики уйғур зиялилиридин муһаҗирәттики уйғур зиялилиридин һәбибулла аблимит әпәнди өзиниң “йол” намлиқ тарихий романиниң нәшир қилинғанлиқини билдүрди
2021-02-26
Австралийәниң адилайд шәһиридики уйғурлар викторийә мәйдандин җәнубий австралийә парламент бинасиға қәдәр аммивий йүрүш вә намайиш паалийти елип барған.
2021-02-26
Америка һөкүмити хитайға қайтуруп берилиш еһтималлиқи мәвҗут дөләтләрдики уйғурларни американиң бу йил қобул қилинидиған мусапирлар тизимликигә киргүзгән.
2021-02-25
Америка дөләт мәҗлис әзаси җон катко 22-феврал күни америка президенти җов байденға рәсмий мәктуб йоллап, униңдин очуқ-ашкара ирқий қирғинчилиқ билән шуғуллиниватқан бир һакимийәтниң саһибханлиқидики олимпик мусабиқисини бойқут қилишқа чақирған.
2021-02-25
Хитай даирилири мәмтимин абдулла исимлик йәнә бир уйғур кадирни “партийә интизамиға вә қанунға еғир хилаплиқ қилиш” билән әйибләп, вәзиписидин қалдурған вә дело турғузуп тәптиш органлириға тапшуруп бәргән.
2021-02-25
Америка президенти җов байденниң америка мәркизий ахбарат идариси CIA ға рәһбәрлик қилишқа көрсәткән намзати вилям җ. Бернс хитайға йәниму көп мәбләғ вә адәм күчи арқилиқ тақабил туруш зөрүрлүкини билдүргән.
2021-02-25
Голландийә парламенти хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқан зулумини “ирқий қирғинчилиқ” дәп қобул қилди.
2021-02-25
Ички моңғулийәдики бир һайванат тәтқиқат иниститути йеқинда тәхминән 252 милйондин 255 милйон йиллар илгири турпанда яшиған вә “тоққуз чоққа турпан җанивари” дәп нам берилгән бир қәдимки һайванат түриниң ташқа айланған искилитини байқиған икән. Бу иссиқ бәлвағ вә мөтидил районларда тарқалған сүт әмгүчиләрниң бир түри икән.
2021-02-25
Канадада һакимийәт бешидики либераллар партийәси вә өктичи сиясий партийә-гуруһларниң парламент әзалири трудео һөкүмитини канада парламентиниң 22-феврал мақуллиған хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқи тоғрисидики қарариға әмәл қилип, конкрет һәрикәткә өтүшкә чақирди.
2021-02-25
Абдувәли аюп әпәндиниң “мәһбус роһлар” китабиниң нәшир қилиниши мунасивити билән “уйғур яр фонди” тәшкиллигән, иқтисадий қийинчилиқи болған аилиләрниң пәрзәнтлиригә електронлуқ таблит тәминләп бериш паалийити нурғунлиған кишиләрниң қоллишиға еришмәктә.
2021-02-25
Түркийә “ий” партийәсиниң парламент әзаси үмит өздағ бир қанчә күндин буян хитайниң истанбулдики хитай консулханиси алдида намайиш қиливатқан уйғурларни зиярәт қилип, уларни қоллап-қуввәтләйдиғанлиқини ипадилиди.
2021-02-25
Хитайниң франсийәдики әлчиханиси лагер шаһиди гүлбаһар хатипһаҗини (әсли фамилиси мәһмутҗан) “террорист, бөлгүнчи” дәп әйибләп баянат елан қилди.
2021-02-25
Радийомиз уйғур бөлүминиң тәһрири әсәт сулайманниң акиси - қумул шәһәр тәңритағ оқутуш райониниң мудири әһәт сулайманниң 2018-йилидин буян тутқунда икәнлики бүгүн дәлилләнди.
2021-02-24
“кишилик һоқуқни көзитиш” ториниң 24-феврал елан қилған хәвиридә көрситилишчә, йеқинқи йиллардин бери хитай һөкүмитиниң уйғурларға һәр хил җинайи бәтнамларни чаплап, уларни узун муддәтлик кесиветиш қилмиши еғирлап кәткән.
2021-02-24
Хитай һөкүмити тәрипидин уйғурларға йүргүзүлүватқан ирқий қирғинчилиққа җов байден һөкүмитиниң қандақ тәдбир қоллинидиғанлиқи күчлүк диққәт нуқтиси болмақта.