Архип
2021-02-28
Белгийә уйғур җәмийити 27-феврал бирюсселдики хитай әлчиханиси алдида намайиш қилип, хитайниң уйғурларға қаратқан қирғинчилиқини әйиблиди вә дуня җамаәтчиликини хитайниң қилмишлирини тохтитиш үчүн әмәлий һәркәт қоллинишқа чақирди.
2021-02-28
Марко рубийо вә том каттон қатарлиқ нопузлуқ кеңәш палата әзалири хитай пуқралириға берилгән 10 йиллиқ виза имтиязиға хатимә бериш һәмдә хитайниң уйғур, тибәт вә башқа милләтләргә системилиқ зулум қилишни ахирлаштуруш үчүн “виза бихәтәрлик қануни” дәп атилидиған бир қанун лайиһәсини тонуштурди.
2021-02-28
Америка консерватиплар иттипақиниң 2021-йиллиқ сиясий һәрикәт йиғинида хитайға тақабил туруш темиси әң асаслиқ орунни игилигән.
2021-02-28
Америка вә канада даирилири хитай вә русийәгә тақабил туруш үчүн шималий қутуптики башқурулидиған бомба көзитиш системисини илғарлаштуршқа тутунған.
2021-02-27
Игилишимизчә, хитайниң бәзи аммиви ахбарат васитилири һәм таратқулири мәркизий асия мәмликәтлири ичидин болупму таҗикистан, қирғизистан вә қазақистан территорийәлириниң хитайға тәәллуқ икәнлики тоғрилиқ иғва учурларни тарқатқаниди. Буниң арқилиқ хитай немини көзләватиду?
2021-02-27
24-Феврал күни голландийә вақти кәч саәт 7 дә голландийәниң NPO1 қанилидики әң мәшһур программа сәһиписидә уйғур мәсилиси тонуштурулған.
2021-02-27
Канада парламентида 22-феврал хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқи тоғрисидики қарари мақуллуқтин өткәндин кейин 25-феврал пәйшәнбә күни голландийә парламенти тәклип лайиһәсии мақуллап, уйғурлар учраватқан муамилиниң ирқий қирғинчилиқ билән охшаш икәнликини җакарлиди. Голландийә дөлити бу хил баянатни елан қилған тунҗи явропа дөлити болуп қалди.
2021-02-26
Мәзкур программида муһаҗирәттики уйғурлар йеқиндин көңүл бөлүватқан уйғурларниң нөвәттики вәзийити вә тәқдиригә биваситә мунасивәтлик җиддий вә өткүр темилар муһакимә қилиниду.
2021-02-26
Б д т ниң кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачилет 26-феврал уйғур елиниң кишилик һоқуқ вәзийити үстидин “мустәқил вә әтраплиқ балаһаш” елип бериш лазимнлиқини билдүргән.
2021-02-26
Радийомиз тәһрири әсәт сулайманниң иниси - қомул шәһәр тәңритағ йезисиниң йеза башлиқи әхмәт сулайманниң тутқунда икәнлики дәлилләнди.
2021-02-26
Уйғур тилиниң 2017-йилидин башлап уйғур ели маарип саһәсидә бирдәк чәклинишидин кейин райондики мәктәпләрниң омумйүзлүк хитайлаштурулғанлиқи вә ичкири өлкиләрдин давамлиқ хитай оқутқучи қобул қилиниватқанлиқи мәлум.
2021-02-26
Голландийә парламенти 25-феврал бир тәклип лайиһәси мақуллап, хитайниң уйғурларға йүргүзүп келиватқан қәбиһ қилмишлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп атиған.
2021-02-26
Түркийәдә бир айдин артуқ вақиттин бери изчил һалда давам қиливатқан “аиләм қәйәрдә” намайишини қоллаш вәҗидин америка пайтәхти вашингтондики хитай әлчиханиси алдида намайиш өткүзүлди.
2021-02-26
Хитай һөкүмитиниң йеңи елан қилған санлиқ мәлумати уйғур елида йеқинқи 3 йил ичидә уйғурларниң туғулуш нисбитиниң шиддәт билән чүшүп кәткәнликини ашкарлап бәргән.
2021-02-26
Америка пайтәхти вашингтондики даңлиқ ақиллар мәркәзлиридин бири болған “мирас” фонди уйғур мәҗбурий әмгики һәққидә мәхсус доклат елан қилди.