Архип
2021-06-30
Вашингтон шәһридики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай һөкүмитиниң оқуғучиларни австралийәдики уйғур җамаиитигә җасуслуқ қилишқа қиставатқанлиқини тәпсилий баян қилди.
2021-06-30
Америкалиқ журналист вә язғучи җеффрей кәйнниң йеңидин нәшрдин чиққан “мукәммәл сақчи дөлити” намлиқ китабиниң имза қоюш паалийити өткүзүлди.
2021-06-30
Йеқинқи мәзгилләрдин буян америка билән хитай оттурисидики мунасивәтниң барғансери йириклишип меңиши икки тәрәп оттурисидики омумий алақини йеңидин башлиниватқан “соғуқ мунасивәтләр уруши” дәп тәсвирләшкә йүзләнмәктә.
2021-06-30
2017-Йилиниң ахири из-дерәксиз ғайиб болған профессор раһилә давут һәққидә 4 йилдин буян хитай даирилири тәрипидин һечқандақ учур берилмәй кәлгән иди.
2021-06-30
Мәлум болушичә, хитай компартийәси қурулғанлиқиниң 100 йиллиқи хитайда дағдуғулуқ хатириләнмәктә.
2021-06-30
Америка ахбаратлирида даим көзгә челиқидиған мустәқил анализчи гордон чаң 29-июн күни “қовуқташ институти” (Gatestone Institute) ниң торида елан қилинған обзор мақалиси арқилиқ америка башчилиқидики ғәрп дөләтлириниң хитай компартийәсигә техиму қаттиқ қол болуши лазимлиқини, шуниңдәк хитай компартийәсиниң уйғур мәҗбурий әмгики қатарлиқ вастилар арқилиқ “қан шораш” һәмдә өзини күчләндүришигә сүкүт қилмаслиқни алаһидә тәкитлигән.
2021-06-30
Хитай өлкилиридики пиланлиқ туғут чәклимисини зор дәриҗидә бошитиши, әмма уйғурларниң нопус көпийишини әң төвән чәккә чүшүрүши ғәрб таратқулириниң диққитидә болмақта.
2021-06-30
Хитай һөкүмити өзлириниң “компартийә қурулғанлиқиниң йүз йиллиқини тәбрикләш” паалийәтлириниң бир қисми сүпитидә чира, гума, маралбеши вә шаяр наһийәлириниң хитай секретарлирини тәқдирлиди.
2021-06-30
Түркийә “бүйүк бирлик партийәси” ниң рәиси мустафа дәстичи әпәнди уйғур вәкилләрни әнқәрәдики партийә мәркизидә қобул қилди.
2021-06-30
Түркийәниң коня шәһиридә өткүзүлгән әркин муштлишиш мусабиқисигә истанбулдики “атаман җанбазлиқ кулуби” да чениқиватқан икки уйғур қатнашқан.
2021-06-30
Хитай һөкүмити башқурушидики “тәңритағ тори” ниң 30-июндики хәвиридә ейтилишичә, хитай һөкүмитиниң “мәмликәт бойичә сиясий қанун сепини тәртипкә селиш 16-мупәттиш гурупписи” уйғур диярида мәхсус пикир елиш йиғини ачқан. Бу йиғинға уйғур дияридики чен чүәнго, ваң җүнҗең, ваң миңшән қатарлиқ әң юқири дәриҗилик хитай әмәлдарлар толуқ қатнашқан.
2021-06-29
28-Июн күни, җәнвәдә давам қиливатқан 47-нөвәтлик кишилик һоқуқ кеңишидә ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш мәсилиси бойичә мәхсус муһакимә йиғини ечилди.
2021-06-29
Хитай тәһдитиниң давамлиқ күчийишигә әгишип америка дөләт мәҗлисидики сиясәтчиләр бу зор тәһдиткә қарши турушниң тәхирсиз мәсилә икәнликини тонуп, униңға үнүмлүк тақабил турушниң йоллири һәққидә издәнмәктикән.
2021-06-29
“нотердам диний әркинлик мукапати” диний әркинликни һимайә қилиш йолида көрүнәрлик хизмәт қилған шәхсләргә берилидиғанлиқи бәлгиләнгән.