Архип
2021-07-09
2009-Йил 7-айниң 5-күни хитай һөкүмити адаләт тәләп қилип чиққан уйғур намайишчилирини бастуруп, арқидин қанлиқ қирғинчилиқ йүргүзгән паҗиәлик күн болуп, уйғурларниң зулумға учраш тарихида кәм көрүлидиған шиддәтлик вәқә вә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан зиянкәшликиниң бурулуш нуқтиси һесаблиниду.
2021-07-09
8 - Июл явропа парламенти аваз бериш арқилиқ қарар мақуллап “бейҗиң даирилирини әң қаттиқ позитсийәдә әйибләшни һәмдә хитай навада хоңкоң вә уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитини өзгәртмисә, явропа иттипақи әмәлдарлириниң 2022 - йиллиқ бейҗиң олимпик мусқабиқисигә қатнашмаслиқи” ни тәшәббус қилған.
2021-07-09
Америка сода министирлиқиниң бу һәқтики баянатида мундақ дийилгән: “америка бүгүн хитайдики 14 ширкәтни бейҗиңниң шинҗаң уйғур аптоном районидики уйғур, қазақ вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләрни бастуруш, кәң көләмлик тутуп туруш вә юқири техникилиқ назарәт қилиш һәрикәтлирини қоллиғанлиқи үчүн қара тизимликкә алди. Хитай хәлқ җумһурийити бу районда ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтни давамлаштурмақта.”
2021-07-09
Өткән һәптә қарақашниң ява йезисида қейюм мәшрәп исимлик 70 яшлиқ пенсийонер оқутқучиниң 14 йиллиқ кесиветилгәнлики ашкариланған иди. Мухбиримизниң бу һәптидики ениқлашлири давамида мәзкур йезидики пенсийонерлардин йәнә икки кишигә 14 йиллиқтин қамақ җазаси берилгәнлики ашкариланди. Бу әһвал һәққидә пикир баян қилған германийәдики тәтқиқатчи вә паалийәтчи таһир мутәллип қаһири, хитайниң яшанғанларғиму рәһим қилмаслиқиниң сиясий вә әхлақий амиллири үстидә тохталди.
2021-07-09
Америка ташқий ишлар министири бленкинниң 6-июл америкадики бир қисим лагер шаһитлири вә аилә әзалири тутқундики уйғур паалийәтчилири билән көрүшүши хитай даирилирини биарам қилған. Хитай һөкүмитиниң “йәр шари вақти” гезити 8-июл бу тоғрисида мақалә елан қилип, бленкинни “шәрқий түркистан терорлиқ тәшкилатлири” ниң қоллишиға еришип кәлгән шаһит актйорларниң “ялған сөзлири” гә қулақ селиш билән әйиблигән.
2021-07-09
Һиндистандики “с н н хәвәр18” телевизийә қанили 8-июл доклат елан қилип, хитайниң түркийә, пакистанни өз ичигә алған мусулман дөләтлиригә салған вә селишни пиланлиған бир тирлийн 300 милярд долларлиқ мәблиғи сәвәблик бу дөләтләрниң уйғур “ирқий қирғинчилиқи” ға сүкүт қилғанлиқини илгири сүргән. Хәвәрдә ейтилишичә, бу йоқириқи 18 мусулман дөлитиниң уйғур “ирқий қирғинчилиқи” ға көз юмушиниң бәдәл һәққий икән.
2021-07-09
Америка һөкүмити уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә юқири техникилиқ назарәткә қатнашқан йәнә 14 ширкәтни “қара тизимлик” кә алған. Америка сода министирлиқиниң көрситишичә, хитайни база қилған бу 14 ширкәт “бейҗиңниң хитай хәлқ җумһурийити ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши қарши җинайәтни давамлаштуриватқан шинҗаң уйғур аптоном районидики уйғур, қазақ вә башқа мусулман милләтләргә қаратқан бастуруш, кәң көләмлик тутқун, юқури техникилиқ назарәт қилиш һәрикәтлиригә һәмкәрлашқан” икән.
2021-07-09
Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 47-нөвәтлик йиғини давамлишиватқан бир вақитта, хитай даирилири җәнвәдә паалийәт өткүзүп, өзиниң “шинҗаң сиясити” ни ақлиған. Бу паалийәт канадани өз ичигә алған 44 дөләт б д т ниң бу нөвәтлик йиғинида бирләшмә баянат елан қилип, хитайни хәлқараниң уйғур елида мустәқил тәкшүрүш елип беришқа йол қоюшқа чақиришиниң арқисидин өткүзүлгән.
2021-07-08
Баш штаби вашингтон шәһиригә җайлашқан “дуня демократийә һәрикити” демократийә вә уни кеңәйтиш тиришчанлиқлириға иҗабий тәсир көрситиш мәқситидә тәшкилләнгән хәлқаралиқ тәшкилатлар бирләшмисидур.
2021-07-08
Әнгилийә ташқий ишлар комитети нәччә ай давамлашқан тәтқиқат вә гуваһлиқлардин кейин уйғурларниң вәзийити һәққидә бир мәхсус доклат тәйярлап әнгилийә һөкүмитигә тәклиплирини бәргән иди.
2021-07-08
2009-Йили 7-айниң 5-күни үрүмчидә уйғурларниң хитай һөкүмитиниң тәңсиз миллий сияситигә қарши тинч усулдики наразилиқ намайиши йүз бәргән иди.
2021-07-08
Хитайчә “шинҗаң хәвәрләр тори” ниң хәвиридин мәлум болушичә, йеқинда лопнор наһийәлик интизам тәкшүрүш комитети йәнә 6 нәпәр кадир үстидин “бәлгилимә вә интизамға хилаплиқ қилған” дәп уқтуруш чиқарған болуп, уларниң 3 нәпири уйғур икән.
2021-07-08
Әл-җәзирә теливизийәси 8-июл күни тор бетидә уйғурларниң кимлики вә униң һазирқи вәзийити һәққидә наһайити кәң көләмлик бир парчә мақалә елан қилди.
2021-07-08
Бу һәптә америка ақиллар мәркизидин бири болған худсон институти хитайниң бесимиға учриған ғәрб сиясәтчилири һәққидә сөһбәт йиғини өткүзгән.
2021-07-08
Хитайниң росийәдә турушлуқ әлчиханиси вә аталмиш “шинҗаң-чәт әл достлуқ җәмийити” бирликтә бир синлиқ йиғин уюштуруп, уйғур елидин берип росийәдә оқуватқан оқуғучиларни син көрүнүши арқилиқ ата-анилири билән көрүштүргән.