Архип
2021-07-07
“хитай лагеридин һаят қалған гүлбаһар хативаҗиниң гуваһлиқи” намлиқ фирансуз тилида нәшир қилинған китаб түрк тилиға тәрҗимә қилинип, йеқинда нәшир қилинди.
2021-07-06
Уйғур мусапирлириниң түрлүк йоллар арқилиқ шәрқий-җәнубий асия арқилиқ үчинчи бихәтәр дөләтләргә бериши өткән бирнәччә йилдин буян көпләп мәлум болған иди.
2021-07-06
Хитай рәиси җинпиң “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 12 йиллиқ хатирә күни хитай мәркизи һәрбий ишлар комитети намидин пәрман елан қилип, хитай қораллиқ сақчи қисиминиң уйғур елидики бир алаһидә уруш қилиш оттура әтритигә “терорлиққа қарши турушниң өткүр қиличи” дәп нам бәргән.
2021-07-06
Фирансийәниң даңлиқ хәлқаралиқ қанили “фирансийә 24” хитай компартийәси қурулғанлиқиниң 100-йиллиқ мунасивити билән бир мәйдан телевизийә муназирә пирограммиси орунлаштурған.
2021-07-06
Франсийә президенти еммануел макрон билән германийә баш министири ангела меркел 5-июл күни хитай рәиси ши җинпиң билән екран сөһбити өткүзүп, уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилисини өз ичигә алған бир қатар мәсилиләрни сөзләшкән.
2021-07-06
Йеқинда уйғур елиниң қәшқәр, хотән қатарлиқ җайлирида 3 нәпәр уйғур хитай аманлиқ даилири тәрипидин торда “миллий өчмәнликкә қутратқулиқ қилиш”, “ачқунлуқни тәрғип қилиш” билән әйиблинип қолға елинған.
2021-07-06
Голландийәдә яшаватқан уйғур җамаити “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 12 йиллиқини хатириләш мунасивити билән зор көләмлик намайиш вә рәсим көргәзмиси уюштурди.
2021-07-06
Америка ташқий ишлар министири антоний блинкен 6-июл күни чүштин кейин америкадики уйғур лагер шаһитлири, аилә әзалири тутқундики уйғур паалийәтчилири билән екран арқилиқ көрүшкән.
2021-07-06
5-Июл күни қирғизистан уйғурлири бишкәк шәһиридә “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 12 йиллиқини хатириләш паалийити өткүзди.
2021-07-06
5-Июл күни түркийә пайтәхти әнқәрә, коня, қәһраманмараш вә кастамону қатарлиқ шәһәрлиридиму “5-июл қирғинчилиқи” ниң 12 йиллиқи мунасивити билән түрлүк паалийәтләр өткүзүлди.
2021-07-06
Чәт әлдики уйғурлар кәң көләмлик наразилиқ намайиши өткүзүп, “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 12 йиллиқини хатирлигән бир вақитта, хитай һөкүмити өзиниң бу вәқәни қанлиқ бастурғанлиқини ақлиған.
2021-07-06
“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 12 йиллиқи мунасивити билән дуняниң һәрқайси җайлирида хитайға қарши намайишлар елип берилди.
2021-07-05
“5-июл үрүмчи вәқәси” ниң 12 йиллиқи мунасивити билән америкадики уйғур җамаити пайтәхт вашингтонда хитайға қарши зор көләмлик наразилиқ намайиши өткүзди.
2021-07-05
Қарақашлиқ муһаҗирлардин бири юрти қарақашниң ява йезисидики башланғуч мәктәп оқутқучиси, пенсийонер қейюм мәшрәпниң 14 йиллиқ кесиветилгәнлик учурини мәлум қилди.
2021-07-05
2009-Йил 7-айниң 5-күни хитай һөкүмити адаләт тәләп қилип чиққан уйғур намайишчилирини бастуруп, арқидин қанлиқ қирғинчилиқ йүргүзгән паҗиәлик күн болуп, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситиниңму бурулуш нуқтиси һесаблиниду.