Архип
2021-07-05
1-Июл күни хитайниң пайтәхти бейҗиң шәһиридә зор көләмлик аммиви йиғилиш паалийити тәшкиллинип хитай компартийәси қурулғанлиқиниң йүз йиллиқи дағдуғилиқ тәбрикләнди
2021-07-05
“ню-йорк вақти гезити” ниң 4-июл хәвәр қилишичә, франсийә терролуққа қарши туруш тәптиш ишханиси зара (Zara), юникло (Uniqlo) қатарлиқ даңлиқ маркиларниң “инсанийәткә қарши җинайәт” билән, йәни уйғурларниң қан-тәрини сүмүрүш қилмиши билән мунасивити бар-йоқлуқини тәкшүрүшкә башлиған.
2021-07-05
Хитай таратқулириниң хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ парткомниң муавин секритари, биңтуән парткоминиң секритари ваң җүнҗең 2-июл биңтуәнниң кеңәйтилгән йиғинида сөз қилип, биңтуәндики һәр дәриҗилик орунлар вә партийә әзалиридин хитай компартийәсиниң “қизил гени” ға варислиқ қилип, коммунизм етиқадини мустәһкәмләп, хитайниң “шинҗаңни түзәш вә тәртипкә селиш” сияситини изчиллаштурушини, шинҗаң хизмитиниң баш нишанини әмәлгә ашурушни биңтуәнниң мәсулийити қилишни тәләп қилған.
2021-07-05
Хитайниң тәхминән 500 дин артуқ уйғур зиялийсини қамап, милләтниң сәркилири һесабланған бу кишиләрни өз хәлқидин айриветиши ирқий қирғинчилиқниң бир испати сүпитидә хәлқара җәмийәтниң диққитидә болуп кәлмәктә.
2021-07-05
Күни японийәдики уйғур җәмийитиниң уюштуруши вә хоңкоңлуқлар һәм моңғул җәмийитиниң аваз қошуши билән “5-июл вәқәси” ниң хатирә күнидә намайиши өткүзүлди.
2021-07-05
“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 12 йиллиқи мунасивити билән германийәдики уйғурлар мюнхендики хитай консулханиси алдида намайиш елип барди.
2021-07-05
4-Июл күни алмута шәһириниң султанқорған мәһәллисидә орунлашқан мәсчиткә җәм болған уйғурлар 5-июл вәқәсиниң 12 йиллиқини хатирилиди.
2021-07-05
Хитай таратқулириниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт 5-июл бейҗиңда 12-қетимлиқ “шинҗаң ахбарат елан қилиш йиғини” ечип, хәлқарадин келиватқан күчлүк әйибләшләрни ағдурушқа урунған һәмдә “шинҗаңда террорлуққа қарши күрәшниң дәсләпки ғәлибиси қолға кәлтүрүлди, шинҗаңда 4 йилдин бери террорлуқ, зораванлиқ вәқәлири йүз бәрмиди, хәлқниң хатирҗәмлики капаләткә игә болди” дегән бимәнә сәпсәтисини базарға салған.
2021-07-05
5-Июл дүшәнбә күни истанбулдики хитай консолханиси алдида намайиш вә ахбарат елан қилиш паалийити өткүзүлди.
2021-07-02
Мәзкур программида муһаҗирәттики уйғурлар йеқиндин көңүл бөлүватқан уйғурларниң нөвәттики вәзийити вә тәқдиригә биваситә мунасивәтлик җиддий вә өткүр темилар муһакимә қилиниду.
2021-07-02
Америка ташқи ишлар министири антони билинкен 1-июл өткүзүлгән “2021-йиллиқ адәм әткәсчилики доклати” ни елан қилиш йиғиниға қатнишип, уйғурлар мәсилисини қайта тәкитлиди.
2021-07-02
Американиң сабиқ ташқи ишлар министири майк помпейо 1-июл күни тивиттир учурида хитай компартийәсиниң 100 йиллиқини баһалап уни қәтлиям вә ирқий қирғинчилиқ билән толған бир әсир, дәп сүпәтлиди.
2021-07-02
Хитай компартийәси, өз партийәсиниң 100 йиллиқини тәбрикләватқанда, уйғурлар вә башқа хитайниң зулумиға учраватқан топлуқларму бирликтә һәр хил шәкилдә бу бир әсирлик зулумни хатирилиди.
2021-07-02
Хитай һөкүмити йиеқиндин буян уйғур елигә мунасивәтлик тәшвиқат һәрикәтлириниң бир қисми сүпитидә мисирда “шинҗаң яхши җай” намлиқ бир тор йиғини уюштурған.
2021-07-02
2009-Йили 7-айниң 5-күни йүз бәргән 5-июл үрүмчи қирғинчилиқиниң 12 йиллиқ хатирә күни мунасивити билән америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши баянат елан қилди.