Архип
2021-07-02
Профессори раһилә давутниң мазар тәтқиқати вә бу тәтқиқатни елип бериш җәрянида дуч кәлгән тосалғуларни йеңиши җәмийәттә қутратқулуқ пәйда қилиш дәп әйибләнгән.
2021-07-02
Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқини көрмәскә селивалғанлиқтин күчлүк тәнқидкә дуч келиватқан пакистан баш министири имранхан хитай компартийәси қурулушиниң 100 йиллиқи вә икки дөләтниң дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиниң 70 йиллиқи мунасивити билән хитайға “көңүл изһар қилған”.
2021-07-02
Тонулған фолклор тәтқиқатчиси раһилә давут ханим уйғур фолклор саһәсидики 20 нәччә йиллиқ тиришчанлиқи нәтиҗисидә нопузлуқ бир тәтқиқатчиға айланған иди.
2021-07-02
Хитай компартийәси қурулушиниң 100 йиллиқини тәбрикләш паалийәтлириниң бир қисми сүпитидә, үрүмчидики саяһәт мәркизи болған “хәлқара чоң базири” да хитай компартийәсиниң 100 йиллиқини тәбрикләш баш тема қилинған бир паалийәт уюштурулған.
2021-07-02
Дуня уйғур қурултийиниң баш тәптиши абдулһеким идрес тәрипидин йезилған “қизил қиямәт: хитайниң түрк-ислам дунясини сүмүрүши уйғур қирғинчилиқи” намидики китаб йеқинда истанбулда нәшр қилинди.
2021-07-02
Қазақистандики мустәқил аммивий ахбарат васитилириниң хәвәрлиригә қариғанда, кейинки вақитларда қазақистанда хитайға қарши кәйпият йәнә әвҗ елишқа башлиған.
2021-07-01
Комунизим идеологийәси хитай компартийәси қурулған 1921-йили 1-июлдин тартип бүгүнгичә болған йүз йил ичидә тәдриҗи һалда хитайдики һөкүмран идийәгә вә орунға игә шәйи болуп қалди.
2021-07-01
Хитай һөкүмити б д т да уйғур мәҗбурий әмгәк күчлириниң сөзлитиш арқилиқ өзлириниң уйғурларни мәҗбурий әмгәккә салғанлиқини рәт қилишқа урунған. Хитай даирилири 29-июн күни хитайниң җяңши өлкисидә ишләватқан ақтулиқ бир уйғур ишчини тор арқилиқ б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң йиғинида сөзлитип, униң еғизи арқилиқ “уйғур ишчилириниң диний етиқадини өз ичигә алған һәр хил һәқ-һоқуқлириға һөрмәт қилип келиватқанлиқи” ни илгири сүргән.
2021-07-01
Хитай коммунистик партийиси 7-айниң 1-күни өзиниң қурулғанлиқиниң 100 йиллиқини зор көләмлик мурасим билән дағдуғилиқ һалда хатирилиди.
2021-07-01
Франсийәдики бир сот мәһкимиси юникло вә зарани өз ичигә алған төт атақлиқ кийим-кечәк ширкитиниң уйғур мәҗбурий әмгикидин пайдиға еришкәнликигә аит һәқ тәләп әрзни қобул қилған. Бу һазирға қәдәр чәт әлләрдә уйғур мәҗбурий әмгикидин пайдиға еришиш билән әйиблинип ечилған тунҗи дава болуп һесаплиниду.
2021-07-01
Америка дөләт мәҗлисиниң икки нәпәр нупузлуқ әзаси 1-июл күни б д т баш катипи антонийо гутерисқа очуқ хәт елан қилип, уни хитайниң еғир кишилик һоқуқ дәнсәндичиликини йеқиндин көзитиш үчүн дәрһал тәдбир қоллинишқа, шундақла баһалап чиқишқа чақирған.
2021-07-01
Хитай тәтқиқатчилири тәрипидин йүкләнгән әркәк DNA сидики Y хромосоми әвришкилириниң келиш мәнбәси, хәлқара ген тәтқиқатчилирида әндишә пәйда қилған.
2021-07-01
Американиң сабиқ диний ишлар баш әлчиси сам бровенбәк билән уйғур һәркити тәшкилатиниң мәсули рошән аббас “вашингтон вақти” гезитиниң 30-июндики санида мақалә елан қилип, хәлқара җәмийәтни хитайниң уйғурларға тутқан муамилисини “ирқий қирғинчилиқ” дәп етирап қилишқа үндигән.
2021-07-01
Америка авам палата әзаси крситофер симисниң хитайниң уйғур елидики ирқий қирғинчилиқиға қарита американиң алаһидә әлчи тәйиинләш қанун түзитиш лайиһәси 1-июл авам палатасиниң ташқий ишлар комитетида мутләқ көп санлиқ аваз билән мақулланған.
2021-07-01
Хитай һөкүмити коммунистик партийә қурулғанлиқиниң 100 йиллиқини хатириләватқанда, чәт әлләрдә хитайниң 100 йиллиқ қанлиқ тарихини әйибәш паалийәтлири өткүзүлди.