Архип
2021-07-26
Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетиниң рәиси җеф мерклей вә муавин рәиси җеймис мкговерн хәлқара олимпик комитетиниң рәиси томас бахқа язған очуқ хетини елан қилған.
2021-07-26
Уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилиш, милйонлиған уйғурни лагерларға қамаш вә мәҗбурий әмгәк селиш билән әйиблинип келиватқан хитай даирилириниң уйғурларни хенәндики кәлкүн апитигә ярдәм беришкә давамлиқ сәпәрвәр қиливатқанлиқи мәлум болди.
2021-07-26
Америка һөкүмити хитайниң уйғурларға давамлаштуруп келиватқан ирқий қирғинчилиқи вә қул әмгикини тохтитиш үчүн бир қатар тәдбирләрни йолға қойған.
2021-07-26
23-Июл американиң флорида штатидики темпа шәһиридә өткүзүлгән әркин муштлишиш чемпийонлуқ мусабиқисидә америка тәвәликидики коломбийәлик маһир гене һерера сәһнигә “уйғурларға әркинлик” дегән майка билән чиқип, уларға әркинлик тәләп қилған.
2021-07-26
Әйни чағдики тутуш долқунида тура түрмисигә қамалған йүздин артуқ уйғурниң бирқисми қоюп берилгән болсиму, буларниң арисидики 16 оқуғучиниң һазирғичә из-дерики йоқ.
2021-07-26
Хитайниң уйғур аптоном районлуқ парткоми 25-июл йиғин чақирип, “ирқий қирғинчилиқ” билән әйиблинип келиватқан хитайниң “шинҗаң сиясити” дә өзгириш болмайдиғанлиқидин бешарәт берип, уйғурларға қарита “бәшни етирап қилиш” ниң давамлиқ күчәйтилишини тәләп қилған.
2021-07-26
Америкадики MRT намлиқ бир ахбарат гуруһи өткән һәптә өз мухбириниң уйғур елидә елип барған бир зиярәт хатирисини елан қилип, уйғур елидә мәсчит, тавапгаһ вә тарихий орунларниң қандақ бузғунчилиққа учраватқанлиқи, хитайниң сиясий саяһәт арқилиқ уйғурларниң реаллиқини қандақ бурмилаватқанлиқини ашкарилиған.
2021-07-26
Түркийәдә яшаватқан, бу йил 33 яшқа киргән идрис һәсән бихәтәр бир дөләткә берип орунлишиш үчүн истанбулдин маракәшниң касабланка шәһиригә учуп барған.
2021-07-23
Уйғур ели даирилириниң хенән өлкисидә йүз бәргән еғир кәлкүн апитигә ярдәм қилишта навайчилиқ карханилиридики уйғур ишчилирини исменада ишләткәнлики вә аилиләрдиму нан йиғқанлиқи мәлум болди.
2021-07-23
Алақидар хадимлар ечиветилгән мәсчитләрни толдуруш үчүн аһалиләрни һейт намизиға беришқа бәзидә риғбәтләндүрүш, бәзидә зорлаш тәдбирини қолланған.
2021-07-23
Даңлиқ фото-филим ширкити кодак инстраграм сәһиписидики уйғур илиға аит рәсимләрни өчүрүвәткәндин кейин күчлүк тәнқидкә дуч кәлмәктә.
2021-07-23
Америка һөкүмитиниң йеқинда елан қилған уйғурлар тоғрисидики “сода көрсәтмиси” дә банкиларниң техиму қаттиқ назарәткә елинғанлиқи илгири сүрүлди.
2021-07-23
Демократийә вә инсаний баравәрлик темиси ортақ шоарлардин болуп кәлгән болсиму, бу һәқтики дәпсәндичилик йәнила изчил давам қилип келиватқанлиқи мәлум.
2021-07-23
Хитай ташқи ишлар министирлиқи 23-июл америкадики 7 нәпәр кишилик һоқуқ паалийәтчиси, әмәлдар вә аппаратларға өч елиш характерлик ембарго қойған.
2021-07-23
Ақсу шәһиридә ечилған хитайниң 7-нөвәтлик “шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш” йиғинида бейҗиң, уйғурларға қарита елип берилған “ирқий қирғинчилиқ” түпәйли американиң җазасиға учриған бу районни техиму қоллайдиғанлиқиниң сигналини бәргән.