Архип
2022-12-09
Д у қ ниң тәшәббуси билән 9-декабир “ирқий қирғинчилиқ күни” дә уйғурлар хитайға қарши намайишлар елип барди.
2022-12-09
Әнгилийә парламент әзаси, әнгилийә әмгәкчиләр партийәсиниң баш министир кандидати рейчел ревес, әнгилийәниң иқтисадта хитайға тайинишни азайтишиниң зөрүрлики, русийәниң украинаға қораллиқ һуҗум қилиши, әнгилийәниң иқтисади бәрдашлиқ беришчанлиқи үчүн “ойғиниш сигнали” болғанлиқини ейтқан.
2022-12-09
Америка дөләт мудапийә министири аустин лилойд хитайға болған ортақ әндишиләрни көздә тутуп, американиң австралийәдә турушлиқ бомбардиманчи вә күрәшчи айрупиланлирини өз ичигә алған һава, қуруқлиқ вә деңиз қисимлириниң қәрәллик нөвәт алмишиши күчәйтилидиғанлиқини билдүргән.
2022-12-09
Хитай даирилири 24-ноябир үрүмчидики уйғурлар олтурушлуқ бинада йүз бәргән паҗиәлик от апитидин кейин ковид чәклимисини бошатқан болсиму, лекин районда “шинҗаңни башқуруш истратегийәси” ниң давамлиқ иҗра қилинидиғанлиқини билдүргән.
2022-12-09
9-Декабир түркийәниң пайтәхти әнқәрәдики һаҗи байрам җамәсиниң мәйданида ахбарат йиғини өткүзүлди.
2022-12-09
Америка авам вә кеңәш палаталириниң 4 нәпәр әзаси америка вәтән бихәтәрлик министирлиқиниң министири алихандро майокасқа хәт йезип, “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни қаттиқ иҗра қилишни, һөкүмәтниң йешил енергийә пилани уйғурларға қаритилған дәпсәндичиликни чәкләш мәқситидики бу қанундин муһим орунға қоюлмаслиқини тәләп қилған.
2022-12-08
8-Ноябир американиң җорҗи вашингтон университетида “уйғур мәдәнийитини қоғдаш хәлқара илмий муһакимә йиғини”ниң қарши елиш паалийити өткүзүлди.
2022-12-08
52 Уйғур тәшкилати бирләшмә чақириқ елан қилип, мусулман дөләтлирини ши җинпиңниң сәуди әрәбистан зияритидә уйғур ирқий қирғинчилиқини әйибләшкә чақирған.
2022-12-08
Хитай таратқулириниң хәвиригә қариғанда, 4-декабир күни хитайниң аталмиш “асасий қанун күни” болуп, бу мунасивәт билән уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитети тәшвиқат паалийити өткүзгән.
2022-12-08
Үрүмчиниң уйғурлар олтурақлашқан районидики бир бинада йүз бәргән от апити һәмдә униңдин келип чиққан паҗиә бир һәптидин буян дунявий таратқуларда вә иҗтимаий алақә вастилирида җиддий муһакимә қилиниватқан темиларниң бири болуп кәлмәктә.
2022-12-08
Йеқиндин буян хитайниң чәтәлләрдә қурған мәхпий сақчи понкитлири _ “чәтәлдики 110” ниң арқа – арқидин ашкарилиниши, хәлқарада болупму ғәрб дөләтлиридә күчлүк диққәт вә муназирә қозғиди.
2022-12-08
Үрүмчидә йүз бәргән от апити вә хитайниң қамал сияситигә қарши намайишлар дуняниң диққәт нуқтисиға айланған бир вақитта, хитай компартийәсиниң баш секритари ши җинпиң сәуди әрәбистаниға зиярәткә барған.
2022-12-08
Фокс хәвәрлири” тори 8-дикабир елан қилған бир мақалисидә, вол-стрет кочисидики хитайға “давамлиқ мәбләғ селиш” ни тәшәббус қилғучи икки чоң ширкәтни тәнқитлиди.
2022-12-08
Америка “демократийәни қоғдаш фонди”, хитайдики “йолвас орундуқ”ни ишләпчиқарған тйәнди ширкитини қара тизимликкә киргүзүш һәққидә доклат елан қилған