Архип
2022-01-03
Хитайниң уйғурларға елип бериватқан вәһший сиясити һәр қайси дөләтләрниң қаттиқ наразилиқиға учраватқан бүгүнки күндә түркийә билән хитай мунасивити кишиләрдә гуман пәйда қилди.
2022-01-03
Идрис һәсән хитайниң тутуш буйруқи билән интерпол хәлқара сақчи тәшкилати тәрипидин чиқирилған қизил уқтурушқа бинаән маракәш һөкүмити уни тутқун қилғаниди.
2022-01-03
Хитайниң ташқи қәрзи 2021-йили 9-айниң ахирлири икки тирилйон 700 милярд долларға йетип барған. “блумберг хәвәрлири” агентлиқиниң билдүрүшичә, бу 2 тирилйон 700 милярд долларлиқ ташқи қәрзиниң 47 пирсәнти униң оттура вә узун муддәтлик қәрзи икән.
2022-01-03
Хитайниң өткән йили 24-декабир туюқсиз гуаңдуң өлкисидин уйғур елигә йөткәп келинип, уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретарлиқиға тәйинләнгән ма шиңруй, йеңи йиллиқ хизмитини уйғур елидики һалқилиқ ишләпчиқириш саһәлиридин тәкшүрүштин башлиған.
2022-01-03
Америкиниң даңлиқ токлуқ аптомобил ширкити тесла үрүмчидә өзиниң тунҗи аптомобил сетиш мәркизини ачқан. Тесланиң хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири германийә аптомобил ширкити волкесвагенға униң үрүмчидики аптомобил завутини тақаш тоғрисида қаттиқ бесим ишлитиватқан бир вақитта, үрүмчидә аптомобил сетиш мәркизи ечиши диққәт қозғиған.
2022-01-03
“вашингтон почтиси” гезити хитайниң интернет санлиқ мәлуматлирини назарәт қилиш ториниң асаслиқ бир қисмини сиртқа қаратқанлиқи, фейсбок, тивиттерни өз ичигә алған ғәрб иҗтимаий таратқулирини қезип, өзиниң һөкүмәт органлирини, һәрбий вә сақчи тармақлирини чәтәл нишанлириға аит учурлар билән тәминләйдиғанлиқини билдүрди.
2022-01-03
Хитайниң партийә ичидики парихорлуққа қарши туруш вә сиясий интизамни қоғдашқа мәсул болған мәркизи интизам тәкшүрүш комитети баянат елан қилип, америкиниң хитайдики тор базиридин “шинҗаң мәһсулатлири” ни еливәткән волмарт вә самс кулуб ширкәтлирини агаһландурған.