Архип
2022-02-28
Ақсарай 27-феврал күни русийәниң украинаға қаратқан таҗавузчилиқ һуҗуми давам қиливатқан, шундақла русийә президенти владимир путин ядро қораллиқ қисимлирини җиддий һаләткә өткүзгән бир вақитта, хитайни русийәниң таҗавузчилиқ һәркитини әйибләшкә чақирған.
2022-02-28
Хитай рәиси ши җинпиң билән русийә президенти путинниң шериклик мунасивити америка үчүн гео-сиясий риқабәтни күчәйткән.
2022-02-28
Уйғур ели хитайниң муһим нефит, газ, тәбиий байлиқ вә мәҗбурий әмгәк базиси болупла қалмай, бәлки йәнә хитайниң ичкири өлкилирини ток билән тәминләйдиған муһим истиратегийәлик еликтир ениргийә тәминат базисиға айланған.
2022-02-28
Хитайниң уйғур ели даирилири нуқтилиқ уйғурларни нишан қилған, хитайниң райондики “намратлиқтин қутқузуш” программинисиниң бир парчиси болған “көчүрүп намратлиқтин қутқузуш” қурулушиға мәбләғ селиш салмиқини көпәйтидиғанлиқини билдүргән.
2022-02-28
Америка президенти җов байденниң “һәр биримизниң кәлгүси, шуниңдәк дуняниң кәлгүси һинди-тинч окян райониниң әркин вә очуқлуқиға қарашлиқ” дегән.
2022-02-28
Дуня уйғур қурултийи явропа комиссийәсиниң өткән һәптә елан қилған явропа карханилириниң хәлқара кишилик һоқуқ вә муһит өлчәмлиригә әмәл қилишини назарәт қилиш тоғрисидики йеңи лайиһәсини тәнқид қилған.
2022-02-28
Шинҗаң уйғур аптоном райониниң хәлқ ишлири назарити “иҗтимаий тәшкилатлар қануний вәкиллириниң тизимлаш кинишкиси вә тамғисини бикар қилиш уқтуруши” ни елан қилди.
2022-02-28
27-Феврал күни мәркизи австралийәниң сидней шәһиридики австралийә уйғур җәмийитиниң сайлими өткүзүлгән.
2022-02-28
Хитайниң “йәршари вақти” гезити 27-феврал күни мәхсус хәвәр анализи елан қилип, хитай тор абонтлириниң иҗтимаий алақә суписида украинаға қилған һақарәтлик сөзлириниң украиналиқларда қаттиқ наразилиқ қозғишиға уйғур вә тәйвән “бөлгүнчилири” ниң сәвәб болғанлиқини илгири сүргән.
2022-02-28
Уйғур елидин қалса, һазир уйғурлар әң көп олтурақлашқан вә уйғурлар өз тили, миллий маарипи, мәтбуати, мәдәнийити һәм әдәбиятини мукәммәл сақлап келиватқан мәмликәт қазақистандур.
2022-02-25
Америкалиқ диний рәһбәр, муһит тәтқиқатчиси, “еванҗеликал муһит тори” ниң илим вә сиясәт ишлириға мәсул муавин рәиси җәсика мормун “диспәч” торида мақалә елан қилип, хитайни муһитқа болған бузғунчилиқини җавабкарлиққа тартишни тәләп қилған. Җәсика мормунниң ейтишичә, хитайниң хоңкоңда әркинликни бастуруши, тәйвәнгә тәһдит селиши вә уйғурларға тутқан қорқунчлуқ муамилиси дуняға аян болсиму, лекин униң башқа бир кишилик һоқуқ вәһшийликигә сәл қарилип кәлмәктикән.
2022-02-25
Америка пайтәхти вашингтонға җайлашқан брукиңс институтиниң җон л. Торнтон хитай ишлири мәркизи “американиң шинҗаңға қаратқан сияситигә нәзәр” темисида бир тор муһакимә йиғини чақирди.
2022-02-25
25-Феврал күни хитайниң “шинҗаң гезити” мәхсус обзор мақалиси елан қилип, “шинҗаңни мәдәнийәт билән озуқландуруш” та “милләтләрниң өзара қошулуп кетиши” ни тәкитлигән. Мақалидә “милләтләрниң қошулуп кетиш” ни ишқа ашуридиған барлиқ васитлардин толуқ пайдиллиниш тәләп қилинған.
2022-02-25
Уйғур аптоном районлуқ хәлқ ишлири назарити 22-феврал уқтуруш елан қилип, “уйғур классик әдәбияти вә муқам җәмийити” вә уйғур кәспий мәктәплирини өз ичигә алған район характерлиқ 160 иҗтимаий тәшкилатни бикар қилинғанлиқини елан қилған.