Архип
2022-03-31
Америка дөләт мәҗлисиниң кеңәш палатаси билән авам палатаси уйғур мәсилидә бирликтә һәрикәт қилиш арқилиқ, хитайға қарита йүргүзидиған сиясий тәдбирлиридә уйғур мәсилисини изчил һалда күнтәртиптә тутуп кәлди.
2022-03-31
Хитай һөкүмити өзи билән мәнпәәт мунасивити қоюқ болған бир қисим әрәб вә мусулман дөләтлирини сәһнигә чиқирип, уларниң еғизи арқилиқ өзиниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқини инкар қилиш тәшвиқатида кәң қолланмақта.
2022-03-31
Русийә ташқий ишлар министири сергей лавров 30-март чаршәнбә күни хитайниң хуаңшән шәһиригә йетип кәлгән болуп, у бу йәрдә хитай ташқий ишлар министири ваң йи билән учришидикән.
2022-03-31
28 яшлиқ австралийә пуқраси интизар илһам, австралийәдә чоң болған, өзиниң йүксәк ғайилири билән илгириләватқан иккинчи әвлад уйғур яшлириниң бири.
2022-03-31
Америка һөкүмити хитайниң дөләт һалқиған бесимини, болупму униң чәт әлләрдики уйғурларға паракәндичилик селиш һәрикитини әйибләйдиғанлиқини вә буниң җавабкарлирини сүрүштүридиғанлиқини тәкитлиди.
2022-03-31
Хитайниң вухән шәһридин тарқилип, дуня характерлиқ вирус юқуми апитигә айланған корона вируси юқуми, бу йил кириши билән хитай һөкүмәт таратқулирида йәнә мәлум болушқа башлиди.
2022-03-31
1-Април күни явропа иттипақи-хитай башлиқлар йиғини өткүзүлидиған болуп, син арқилиқ өткүзүлидиған бу йиғинда явропа комиссийониниң рәиси урсула вон дер лейен вә явропа кеңишиниң рәиси чарлез мишел, хитай рәиси ши җинпиң вә хитай баш министери ли кечяң билән көрүшидикән.
2022-03-31
Д у қ ниң саһипханлиқи вә һәрқайси дөләтләрдики қериндаш тәшкилатларниң қоллиши билән иккинчи нөвәтлик шәрқий түркистан миллий кеңишиниң чақирилидиғанлиқини елан қилған.
2022-03-31
Хитай таратқулири 30-март күни саәт 24:00 кичә болған арилиқта уйғур елида аламәтсиз юқумланғучилар саниниң 23 нәпәргә йәткәнликини, буларниң 20 нәпириниң хошут наһийәсидә, 3 нәпириниң санҗида ениқланғанлиқини елан қилған.
2022-03-31
Калифорнийәдики памона коллеҗиниң тинч окян ойманлиқи институтиниң мудири вә профессори дру гладней әпәнди 17-март күни 65 йешида туюқсиз вапат болди.
2022-03-30
Хитай даирилири 2017 -йилидики чоң тутқундин кейин кесилгәнләрниң мутләқ көп қисминиң җаза муддитини җәмийәт вә мәһкум аилисидин сир тутуп кәлмәктә.
2022-03-30
Талибан һакимийитиниң әң чоң арқа тирики, дәп қариливатқан пакистанниң баш министири имран хан йеқинда исламабад шәһридә чақирилған “ислам һәмкарлиқи тәшкилати” ниң 48-нөвәтлик ташқий ишлар министирлири мәҗлисидин кейин, алаһидә сөз қилған һәмдә хитай һөкүмиитни аҗайип зоқ билән мәдһийәлигән.
2022-03-30
Хитайниң австралийәгә сиңип киришиниң чоңқурлаватқанлиқи вә һәр саһәдә һәтта сиясәткиму тәсир көрситиватқанлиқи бир әмәлийәт.
2022-03-30
Украинадики уруш вәзийити барғансери еғирлишиватқан болуп, буниң бир муһим мәзмуни тинчлиқ сөһбитидә 30-март күниму һечқандақ илгириләшниң болмиғанлиқи һәмдә русийәниң урушқа қатнашқан һәрбий қисимлириниң еғир талапәт йегәнлики, шу сәвәбтин русийә һөкүмитиниң урушқа әвәткән қисимларни “русийә вә белорусийәгә чекиндүрүп тәртипкә селиш” һәққидә қарар елиши болмақта.
2022-03-30
Хитай “шинҗаң пахтиси” ға алақидар мәһсулатларни шәрқий-җәнубий асия дөләтлиридики карханиларға йөткәп, шу йәрдин хәлқаралиқ даңлиқ маркиларни давамлиқ тәминлигән.