Архип
2024-01-10
Хитайниң қәрз йүки техиму еғир болуп, йәрлик һөкүмәтләрниң қәрзи 2020-йилидила 12.6 Тириллийон долларға йәткән, йеқинқи икки йилда бу қәрз техиму көпәйгән.
2024-01-10
Американиң сиско(Sysco) ширкити хитайдики мәҗбурий әмгәккә четишлиқи болған чишән гуруһиниң деңиз мәһсулатлирини алмайдиғанлиқини җакарлиған.
2024-01-10
Бейҗиң әдлийә идариси тор бетиниң ашкарилишичә, мәзкур тәтқиқат оргини алма телефониниң шифирлаштуруш хатирисиниң мәхпийәтликини ечиветидиған усулни тапқан
2024-01-10
“шинхуа тори” ниң 9-январ күни чиқарған хәвиридә ейтилишичә, 1-айниң 9-күни үрүмчидә “шинҗаң илим-пән, мәдәнийәт тарқитиш җәмийити” ниң 1-қетимлиқ вәкилләр муһакимә йиғини ечилған. Йиғинда җәмийәтниң хизмәт пилани, “дойинда тарқитиш программиси” қатарлиқлар елан қилинған.
2024-01-10
Үрүмчи төмүр йол гуруһи чәклик ширкити йолучи тошуш бөлүминиң чүшәндүрүшигә қариғанда, бу йеқинқи йиллардин буян төмүр йол тиранспортидики әң чоң өзгириш болуп, ичкири хитайдин уйғур райониға келидиған адәм вә сода маллириниң тез сүрәттә тошулушини илгири сүридикән.
2024-01-09
Әбузәр аббасниң 11 йил бурун мәһәллә мәсчитиниң мәдрисәсидә һәптийәк оқуғанлиқи үчүн тутулғанлиқи вә нөвәттә ғулҗа наһийәсиниң җелилйүзи қамақханисида икәнлики айдиңлашти.
2024-01-09
Хитай һөкүмитиниң уйғур районидики яш-өсмүрләрни нишан қилған меңә ююш вә тез сүрәттә хитайлаштуруш тәшвиқатлириниң барғансери күчийиватқанлиқи мәлум болмақта.
2024-01-09
Бу, натсистларниң усули: алди билән ирқий кәмситиш түпәйлидин йәрлик аһалиләрни қоғлап чиқириду, уларни лагерларға солап қул қилиду, арқидин өйлирини тартивалиду
2024-01-09
Илһам тохтини қоллаш гурупписи чақирған тор йиғинида түркийәлик профессор вә сиясийонлар илһам тохтиниң 2024-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиға намзат көрситилиши һәққидә мулаһизә елип барди.
2024-01-09
Дилназ яңрақ авази билән өзини тонутти. Сәһнидә өз маһарити вә гүзәллики билән башқиларни қайил қилип, ‛биринчи мәликә орунбасари‚ атиқиға игә болди
2024-01-09
Хитайниң җасуслуқ органи болған хитай дөләт хәвпсизлики министирлиқи 8-январ, йәни дүшәнбә күни хитайдики бир чәт әл мәслиһәтчилик ширкити мәсулиниң “әнгилийә һәрбий истихбарати 6-башқармиси үчүн җасуслуқ қилған” лиқи сәвәбидин қолға алғанлиқини елан қилған.
2024-01-09
2017-Йили башланған чоң тутқунда уйғур ихтисас игилирини тазилап, түрмә, лагерларға қамиған хитай даирилири, нөвәттә хитайдики пенсийәгә чиққан “пешқәдәм ихтисас игилири” ни уйғур елиға җәлп қилишниң пиланини түзүп, рәсмий иҗра қилишқа башлиған.
2024-01-09
Явропа иттипақиниң өткән йили 9-айдин башлап әрзан баһалиқ хитай токлуқ аптомобиллириниң явропада төкмә қилип сетилишиға қарита тәкшүрүш елип беришидин кейин, хитайму явропаниң алий дәриҗилик һарақ мәһсулатлириға қарита тәкшүрүш елип баридиған болған.