Архип
2024-01-31
2024-Йиллиқ “хәлқара диний әркинлик алий кеңиши” алдинқи йиллардикигә охшашла диний етиқад саһәсидики чәклимә вә контроллуққа болған тонушни ашуруш, шуниңдәк диний зиянкәшликкә хатимә беришни баш тема қилғаниди.
2024-01-31
Америка дөләт мәҗлисидики америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитетида “мустәбитләрниң иттипақлишиши-хитай һөкүмитиниң американиң дүшмәнлирини қоллиши” мавзулуқ бир испат аңлаш йиғини өткүзүлгән.
2024-01-31
Бир қисим ғәрб демократик дөләтлири куңзи институтлирини хитай һөкүмитиниң башқурушидики орган, дәп бекиткәндин буян демократик дөләтләрдә көплигән куңзи институтлири тақилип болғаниди.
2024-01-31
3-Айниң 31-күни түркийәдә өткүзүлидиған сайламда шәһәр, район, наһийә, кәнт вә йеза башлиқлири сайлап чиқилиду. Бу сайлам нөвәттә түркийәдә күчлүк инкасларда қозғимақта.
2024-01-31
Америкадики розвелт фонди җәмийити д у қ хәлқара алақә бөлүминиң директори вә вә баянатчиси зумрәтай әркинниң уйғурларниң һәқ-һоқуқини қоғдаш үчүн қилған күришини тәқдирләш мәқсити билән униңға “әркинлик мукапати” бәргән.
2024-01-31
“азадлиқ радийоси” ниң 2024-йили 1-айниң 24-күнидики мақалисигә асасланғанда, хитай һөкүмити уйғур елидә динға, етиқадқа қарита контрол қилишни техиму күчәйтиш үчүн бир йүрүш һөкүмәт бәлгилимилирини йолға қойған.
2024-01-31
Хитайниң юқири дәриҗилик бир дипломати бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитигә қәрәллик қарап чиқиш йиғинида оттуриға қуюлған хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисини һәл қилиш тоғрисидики 428 тәвсийәгә “әстайидил қарап чиқидиғанлиқи” ни билдүргән вә уларни “обйектип” дәп атиған.
2024-01-31
Америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI)ниң башлиқи кристофир рәй (Christopher Wray) хитай хаккерлириниң американиң һалқилиқ ул әслиһәлиригә “бузғунчилиқ” қилишқа тәйярлиқ қиливатқанлиқни илгири сүргән.
2024-01-31
Германийәдики “телеполис” (тәләполис) журнили билән “берлинлиқлар гезити” да елан қилинған икки мақалидә хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ җинайәтлири инкар қилинған.
2024-01-30
“уйғур коллектипи” (Uyghur Collective) нами билән тонулған уйғур яшлар гурупписи 2019-йилидин башлап, һәр йилиниң ахирида рәсим сезиш мусабиқиси өткүзүп келиватқан болуп, 2023-йиллиқ рәсим сезиш мусабиқиси йеқинда ахирлашқан.
2024-01-30
Йеқинда америка тәвәсидики 52 нәпәр һәрбий мутәхәссис бу һәқтики реаллиқни баһалап “хитайниң тәйвәнгә һуҗум қилғудәк вә уни ишғал қилғудәк һәрбий қуввити йоқ” дәп хуласә чиқарған иди.
2024-01-30
23-январ күни уйғур дияриниң қирғизистан билән чегралинидиған учтурпан вә ақчи наһийилири тәвәсидә 7.1 Бал қаттиқ йәр тәврәш йүз бәрди.
2024-01-30
Ву җуңшин қатарлиқ мутәәссип хитай милләтчилири, таки 1945-йили өктәбир айлириға қәдәр буғра қатарлиқ “үч әпәнди” ләрниң вәтәнгә қайтишиға изчил қаршилиқ көрсәткән.
2024-01-30
30-январ фирансийәниң “ARTE” телевизийә қанили д у қ рәиси долқун әйса билән өткүзүлгән сөһбәт программисиниң германчә нусхисини сөз тәрҗимиси билән қошуп қайта елан қилди.
2024-01-30
Түркийәниң хитайда турушлуқ баш әлчиси исмаил һәққи муса үрүмчидә ма шиңруй билән көрүшкәндә, хитай билән бирликтә террорлуққа қарши туруш, дин вә башқа саһәләрдә һәмкарлиқни күчәйтишни халайдиғанлиқни билдүргән.