Архип
2024-11-06
Америка башчилиқидики ғәрб демократик дөләтлиридә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита йүргүзгән сияситидә “инсанийәткә қарши җинайәт өткүзгәнлики” вә уйғурларға қарита “ирқий қирғинчилиқ” йүргүзүватқанлиқи тәкитләнмәктә.
2024-11-06
Пәмидур қиями магнати йеқинда италийә вә явропа иттипақиниң “шинҗаң пәмидурлири” ни чәклишини яки униңға юқири миқдарда баҗ вә таможна беҗи қоюш арқилиқ, италийәниң пәмидур қиями ишләпчиқарғучилирини қоғдашни чақириқ қилған
2024-11-06
Йәрлик хәлқләр уйғур миллитиниң меһмандост, ақ көңүл, тиришчан вә дурус пәзиләтлирини өз һәрикитидә көрситип, дуняви алимларниң күндилик хатирилири вә китаблиридин орун алған
2024-11-06
“хәлқара вәзийәт вә миллий күрәш йоллири” дегән темида уйғур яшлирини тәрбийәләш мәқситидә елип бериливатқан курсиниң 2-қетимлиқи 2-ноябир күни уйғур академийәсиниң истанбул сәфакөй ишханисида башланди.
2024-11-06
Улар йәрлик нопусни сиртқа чиқириш вә хитай нопусини көчүрүп келиш арқилиқ районниң нопус қурулмисини пүтүнләй өзгәртип, мунқәрз қилишни күчәйтмәкчи
2024-11-06
Америкада 5-ноябир күни өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлимида җумһурийәтчиләр партийәсиниң пирезидент намзати доналд трампниң утуп чиққанлиқи җәзмләшти.
2024-11-06
Хитай ташқи ишлар министирлиқи сабиқ пирезидент доналд трампниң йеңидин пирезидент болуп сайланғанлиқиға инкас қайтуруп “хитай, америка билән өзара һөрмәт асасида һәмкарлишиду” дегән.
2024-11-06
Хитай хәлқ пулиниң америка доллири билән болған нисбитидә 900 дин көпрәк поинт төвәнләп, бир доллар 7.19 Йүәнгә тоғра келидиған әң төвән өткәлдинму чүшүп кәткән
2024-11-06
У бу җәрянда мәкит вә йопурға наһийәлиридики җамаәт хәвпсизлик идарилири, сақчихана, сақчи понкитлирини көздин көчүргән, шундақла сақчи органлириниң қаттиқ зәрбә беришни давамлаштуруш һәққидә көрсәтмә бәргән
2024-11-06
Кәнт сақчиси дәсләптә өзи тәвә кәнттә китаб сақлиғанлиқи үчүн қамалғанлар барлиқини рәт қилди. Биз җаппар аблимитниң исмини тилға алғинимиздин кейин, униң китаб йиғивелиш чақириқиға бойсунмиғанлиқи үчүн йәттә йиллиқ қамалғанлиқини дәлиллиди
2024-11-05
Муһәммәд әмин буғра башчилиқидики милләтчи сәрхилларниң 1940-йилларниң иккинчи йеримида үрүмчидә қурған “дәрнәк” намлиқ илим мунбири, өз дәвридики шәрқий түркистан яшлириниң миллий кимлики, билим вә мәдәнийәт сапасини өстүрүштә интайин муһим рол ойниған иди.
2024-11-05
Хитай гәрчә афғанистандин таможна беҗи алмаймиз дегән билән, афғанистанниң хитайға експорт қилидиған мели асасән қариғай уруқидин ибарәт болуп, експорт қиммити өткән йили аран 64 милйон долларға йәткән
2024-11-05
Әслидә, ғәрбий районлардики миллий аптономийә қануни, алақидар қанун-бәлгилимиләр вә асасий қанунға асасән, бу җайларниң йәрлик иқтисадий сиясәтләрни түзүштә юқири дәриҗидики аптономийә һоқуқи болуши керәк
2024-11-05
Яшларму бир бири билән яхши тонушуп һәмкарлишип өзиниң еһтияҗини һәл қилиш үчүн дәрсләрни тәшкилләйдиған, иҗтимаий паалийәтләрни тәшкилләйдиған һаләткә кәлди
2024-11-05
Уйғурлар түркий хәлқләр ичидә әң бурун шәһәр турмушиға көчкән, әң бурун йезиқ тарихи болған, шундақла парлақ мәдәнийәт яратқан бир хәлқ болуп һесаблиниду