Архип
2024-02-29
Ғәрб дөләтлиридики ана тил оқутушида йәрлик һөкүмәт вә тәшкилатларниң қоллишини қолға кәлтүрүш, дәрслик материяллирини толуқлаш вә бирликкә кәлтүрүш, ана тил оқутқучилирини тәрбийәләш қатарлиқлар муһим икән.
2024-02-29
Мениңчә бу хилдики ‛ашқунлуқни түгитиш‚ һәрикити уйғурларни хитай компартийәсигә садиқ инсанларға айландуруш, шу арқилиқ компартийәни хәлқ аммисиниң һаятидики әң қудрәтлик нопузға айландуруш үчүн лайиһәләнгән
2024-02-29
Уйғурларниң аптономийә һоқуқиниң йоқитилиши җәрянида йүз бериватқан бу аламәтләр, әмәлийәттә мәдәнийәт қирғинчилиқиниң бир қисми, халас
2024-02-29
23-Феврал күни 20 әтрапида уйғур йәр тәвригән ишикова өлкисигә берип йәр тәврәш апитигә учриған японларға ярдәм берип, японийә хәлқиниң зор алқишиға еришкән.
2024-02-29
Америка президенти җов байден хитайда ишләпчиқирилған вә аптомобилларға орнитилидиған юмшақ деталларниң американиң дөләт бихәтәрликигә тәһдит пәйда қиливатқанлиқини билдүргән. У, америка сода министирлиқини бу юмшақ деталлар үстидин мәхсус тәкшүрүш башлашқа буйруған.
2024-02-29
Хитай таратқулири буни тәнтәнә қилип “кишиләрниң гөш йейиш әркинлики техиму муқим капаләткә игә болди” дәп язған
2024-02-29
Хитай бу қетимқи йиллиқ баһалашта толуқ номур болған 100 номурниң аран тоққузиға еришип “дунядики әркинлик болмиған” дөләтләр қатаридин орун алған.
2024-02-29
Хуршидә һәсән ханим “мәдәнийәт инқилаби” вә “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ни өз көзи билән көргән, шундақла нөвәттики уйғур ирқий қирғинчилиқиға шаһит болуватқан муһаҗирәттики санақлиқ уйғурларниң биридур.
2024-02-29
“дөләт почтиси” гезитиниң хәвәр қилишичә, канада хәвпсизлик истихбарат идариси (CSIS) канададики сәзгүр органлардин бири болған микро биологийә тәҗрибиханисида ишлигән вә кейин иштин бошитилған чю шяңгу вә униң ери чең кедиң һәққидә нәччә йүз бәтлик доклат елан қилип, уларниң хитай һөкүмити үчүн ишлигәнликини җәзмләштүргән.
2024-02-29
Хитай даирилири йеқинда “қәшқәр иқтисадий тәрәққият райони” да тоқумичилиқ, учур-алақә, сода әшя обороти вә башқа саһәләрни өз ичигә алған 37 чоң түр бойичә иш башлашни пилан қилған болуп, бу қурулуш түрлиригә пиланланған омумий мәбләғ 3 милярд йүәндин ашидикән.
2024-02-29
Даңлиқ гимнастикичи нариман қурбаноф 22 вә 25-феврал арилиқида германийәниң котбус шәһиридә өткән гимнастика бойичә дуня мусабиқисиниң иккинчи басқучида алтун медалға еришти. У яғач атта оюн көрситиш түри бойичә биринчиликни игилиди.
2024-02-28
Хитай компартийәсиниң әсли мәқсити районидики мәркизи карханилар вә орунлар арқилиқ шәрқий түркистанниң байлиқлирини булаң-талаң қилиш вә мустәмликә һөкүмранлиқини күчәйтиш вә чоңқурлаштуруштур.
2024-02-28
Бу маһийәттә, ишләпчиқиришниң бәк ешип кетиш, йәни еһтияҗдин көп туралғу җайларниң селиниши хитайдики өй-мүлүк киризисниң оттуриға чиқишидики муһим сәвәблириниң бири.
2024-02-28
Өткән һәптә истанбул баш тәптиш мәһкимиси елип барған һәрикәт даирисидә хитай үчүн җасуслуқ қилған дәп қаралған гумандарлардин 6 нәпири қолға елинғанлиқи хәвәр қилинғаниди.
2024-02-28
Өткән һәптә германийә берлин дөләт кутупханисиниң тор сәһиписидә 788 парчә йеқинқи заман уйғур тохтам һөҗҗәтлириниң санлиқ нусхаси елан қилинди.