Архип
2024-03-15
Истанбулдики дуня уйғур қурултийи вәхпиниң уюштуруши билән 13-март күни зәйтинбурнудики бәрикәт ресторанида иптарлиқ паалийәт өткүзүлди.
2024-03-15
Хитай һөкүмити “бир бәлбағ бир йол” қурулушидин пайдилинип, оттура асия базирини кәң көләмдә игиләватқан бир вәзийәттә, америка һөкүмити 3-айниң 13-күнидин 15-күнигичә оттура асиядики бәш дөләт һөкүмәтлири вә хусусий кархана мәсуллири билән қазақистанниң алмута шәһиридә тунҗи нөвәтлик “B5+1 мунбири” йиғини өткүзгән.
2024-03-15
1946-Йили 9-айниң 19-күни американиң ню-йорк шәһиридики манхаттан районида туғулған америкалиқ язғучи териса ханимниң дадиси хитайда узун йил турған америка дипломати болуп, аниси җав венру шаңхәйлик хитай артис икән.
2024-03-15
Уйғур районидики тәбиий байлиқларни көпләп қезип, екологийәлик муһитни еғир дәриҗидә бузғунчилиққа учратқан, иһатә орманни йоқ қилип боз йәр ечип, қум көчүшни еғирлаштурған хитай даирилири әмди уйғур районини техиму көп аһалә яшайдиған маканға айландуруш үчүн “көчәт тикип орман бина қилиш” сәпәрвәрликини башлиған.
2024-03-15
13-Март күни уйғур аптоном районлуқ партком йиғин чақирип, мәркәзниң “мәмликәт бойичә парткомларниң җәмийәт хизмити бөлүмини қуруш” тәклип лайиһәсигә бинаән, “аптоном районлуқ партком җәмийәт хизмити бөлүми” ниң қурулғанлиқини елан қилған.
2024-03-15
Хитай тарихчилири хитайларниң уйғур диярида әң дәсләп пәйда болуш тарихини өзлириниң ғәрбий хән сулалиси дәвридә “ғәрбий дияр қоруқчибәг мәһкимиси” қурғанлиқи һәққидики һекайилири билән башлайду.
2024-03-14
Әзиз әйса әлкүн 2024-йиллиқ лондон китаб йәрмәнкисидә, б д т нәшрият мәһкимиси орунлаштурған пикир әркинлики вә нәшрият һоқуқи паалийитидә “б д т кишилик һоқуқ хитабнамиси” ниң 1-маддисини уйғур тилида оқуған.
2024-03-14
Уйғур милләтпәрвәр зиялийси әхмәт игәмбәрдиниң 70 йиллиқ иҗадийитиниң җәвһири болған төт томлуқ талланма әсәрлири рәсмий нәширдин чиқип тарқитилишқа башлиди.
2024-03-14
Хитай һөкүмәт таратқулириниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити ахбарат ишханиси 8-март мухбирларни күтүвелиш йиғини ечип, 2024-йили хәлқ турмушиға даир он түрлүк әмәлий иш нишанини елан қилған.
2024-03-14
Тик-ток әп деталиниң хитайдики баш ширкити болған байтдәнс (ByteDance) америка форбис журнилиниң мухбирлирини тәқиблигән.
2024-03-14
Истанбулниң уйғурлар топлишип олтурақлашқан зәйтинбурну районлуқ һөкүмәтниң йеңи башлиқи сайлиниш алдида турмақта.
2024-03-14
Америка ташқи ишлар министири антоний билинкен пүтүн дунядики мусулманларниң рамизан ейиға кириши мунасивити билән рәсмий баянат елан қилип, дуня миқясидики 1 милярд 800 милйондин артуқ мусулманниң рамизан ейини мубарәклигән.
2024-03-14
Әнглийә һөкүмити хитайниң җасуслуқ һәрикитигә тақабил туруш үчүн, хитайдин рәсмий зиярәт баһаниси билән келидиған кишиләрниң санини тизгинләшни ойлашмақтикән.
2024-03-14
Қардәк ақ пахтилар бизниң кирим мәнбәйимиз. Биз пахта теришқа тайинип, пул тепип, машина алимиз, өй алимиз. яхши күн көримиз.
2024-03-14
Шинҗаң, дөләтлик енергийә гуруһи вә дөләтлик електир тори ширкити билән болған һәмкарлиқни техиму чоңқурлаштуруп, әла сүпәтлик көмүр ишләпчиқириш иқтидарини ашуруп, көмүр тошуш ул әслиһә қурулушини тезлитиду, шинҗаңниң көмүр експортиниң ешиши вә үнүмини илгири сүриду