Архип
2024-06-06
Бизниң уйғур наһийәсиниң мәқсити, тарихимизниң қәдимий икәнликини билип, уйғурларниң өрп-адәтлирини мушу заманға лайиқ раваҗландуруп, кәлгүси әвладларға өткүзүп бериш болуп һесаблиниду.
2024-06-06
Һиндистанда өткүзүлгән сайламда ғәлибә қилип, 3-қетим һиндистанниң баш министирлиқиға сайланған моди тәйвән пирезиденти ләй чиңдениң тәбрикини қобул қилған. Моди йәнә һиндистан билән тәйвән оттурисидики алақисини күчәйтишни халайдиғанлиқини билдүргән.
2024-06-06
Хакан фиданниң момай билән хошлишиш алдида “бизгә дуа қилип қоюң” дейиши, момайни тәмтиритип қойған болуп, бу көрүнүш иҗтимаий таратқуларда күчлүк диққәт қозғиди
2024-06-06
Америка авази радийосиниң мухбири вә уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрни ашкарилап келиватқан қасимҗан абдуреһимниң билдүрүшичә, униң үрүмчидики сабиқ хизмәтдашлири хитай тәрипидин қолға елинип түрмигә ташланған.
2024-06-06
Хитайниң шинхуа ториниң хәвиридин қариғанда, 6-июн күни бейҗиңда хитай-қирғизистан вә өзбекистан төмүр йол қурулуш түри бойичә һөкүмәтләр ара келишим имзалаш мурасими өткүзүлгән.
2024-06-06
Америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитетиниң рәиси, җумһурийәтчиләр партийәсиниң әзаси җон моленар (John Moolenaar) хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқи һәмдә мәҗбурий әмгәк сияситигә янтаяқ болуватқан икки хитай ширкитини ашкарилиған.
2024-06-05
Вәзийәттин хәвәрдар кишиләрдин бириниң инкас қилишичә, хотән наһийә базирида навайлиқ билән тирикчилик қиливатқан 70 яшлиқ мәмтимин ясин өткән чаршәнбә күни сәһәрдә навайлиқ қиливатқан дукинидин тутуп кетилгән.
2024-06-05
Хитайниң 40 контейнир пәмидур қиямини өз ичигә алған 82 контейнир йеза игилик мәһсулатини басқан бир “хитай-явропа алаһидә йүк пойизи” үрүмчидин чиқип, италийәниң салерно портиға йетип кәлгән.
2024-06-05
1989-Йил 6-айниң 4-күни коммунист хитай һөкүмити хитайдин демократийә, пикир әркинлики вә һөкүмәттики чирикликни түгитишни тәләп қилған оқуғучиларни қанлиқ бастуруп, дуняни чөчүткәниди.
2024-06-05
Явропадики уйғур җамаитини қоғдаш үчүн, явропа иттипақиға әза дөләтләрниң қанун иҗра қилиш тармақлири арисидики өзара һәмкарлиқ вә маслишишни күчәйтип, хитайниң бу мәхпий сақчиханилириға зәрбә беришимиз керәк
2024-06-05
Истанбулниң уйғурлар көп олтурақлашқан сәфакөйгә җайлашқан сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт вәхпи қармиқидики “ана тил йәсли вә қуран курси” ниң оқуғучилири оқуш пүттүрүш мурасими өткүзүп һәр хил нумур көрсәтти.
2024-06-05
Түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан өзиниң хитай зиярити җәрянида уйғур дияриға кәлгән болуп, 5-июн күни үрүмчи шәһиридики бир қисим саяһәт нуқтилирини көздин кәчүргән.
2024-06-05
Пакистандики “шәпәқ” гезитиниң 3-июндики обзор мақалисидә көрситилишичә, қәшқәрдин пакистандики гвадар портиға қәдәр созулидиған “хитай-пакистан иқтисади каридори” қурулуши йеқинқи йилларда мәбләғниң тохтап қелиши түпәйлидин суға чилишип қелишқа йүзләнгән.
2024-06-05
Хитай башқурушидики “шинҗаң гезити” ниң 4-июндики хәвиридә ейтилишичә, 2024-йили май ейиниң ахириға қәдәр уйғур дияридики төмүрйол линийәси арқилиқ хитай өлкилиригә тошулған көмүрниң миқдари 35 милйон тоннадин ашқан.
2024-06-05
Хитай башқурушидики “тәңритағ тори” ниң 5-июндики хәвиридә ейтилишичә, уйғур аптоном районлуқ қатнаш назарити 2024-йиллиқ қурбан һейт мәзгилидә, йәни 17-июндин 19-июнғичә болған арилиқта уйғур дияридики һәрқайси ташйолларда маңған йәттә кишилик яки униңдин аз орундуқлуқ машинилардин йол һәққи елинмайдиғанлиқини елан қилған.