Әкбәрҗан бавудон: “дадам абдурешит имин әхмәтҗан қасими билән биргә паҗиәгә учриған иди” (2)

Мухбиримиз үмидвар
2019.04.11
Exmetjan-uch-wilayet-305.jpg Сүрәттә, әхмәтҗан қасими, сәйпидин езизи, абдикирим аббасоп вә исқақбәк.
RFA Archive

1949-Йили, 8-айда әхмәтҗан қасими қатарлиқ шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилаби рәһбәрлири билән биргә һаятидин айрилғанлар ичидә мухбир вә тәрҗиманлиқ салаһийәтидики 27 яшлиқ уйғур зиялийси вә әдиби абдурешит иминму бар иди. Абдурешит имин 20-әсирниң биринчи йеримида өткән, тонулған яш журналист, тәрҗиман вә әдибләрниң бири болуп, у 1944-1949-йиллиридики шәрқий түркистан инқилабиниң актип қатнашқучиси, әхмәтҗан қасиминиң йеқин ярдәмчилиридин бири иди.

Бирақ, абдурешит имин әхмәтҗан қасими қатарлиқлар билән биргә һазирғичә “сирлиқ айропилан һадисиси” дәп қариливатқан ашу 1949-йили 8-айдики трагедийәниң қурбанлириниң биригә айланди. Уйғур тарихидики ашу әң сирлиқ паҗиә пүтүн уйғур, қазақ, қирғиз қатарлиқ миллий азадлиқ инқилаби елип барған хәлқләргә күчлүк тәсир көрситипла қалмастин бәлки ашу қурбанларниң аилә-тавабиатлири буниңдин биваситә әң еғир зәрдаб чәкти.

Абдурешит иминниң қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһиридә турушлуқ оғли, көп йиллар уйғур тарихи вә сиясий мәсилилири бойичә тәтқиқат елип барған дотсент әкбәрҗан бавудун әпәндиниң ейтишичә, дадисиниң туюқсиз өлүмигә әйни вақитта униң аниси, момиси, тағилири қәтий ишәнмигән. Униң аниси, йәни абдурешит иминниң ханими һазирму һаят болуп, бу йил 94 яшқа киргән.

Абдурешит иминниң аниси, аяли, һәтта униң оғли әкбәрҗан бавудун вә башқилар әйни вақитта өз сәзгүлири вә үмидлиригә тайинип, абдурешит иминни һаят дәп ишәнгән вә һәтта ғулҗадин совет иттипақиға көчүп чиқсақ бәлки көрүшүп қалармиз дәп үмид бағлап, совет иттипақиға көчүп келип яшиған. Әкбәрҗан бавудон ; “момам уйғур, қазақ, қирғиз қатарлиқ түркий хәлқләрниң әнәниси бойичә қулмақ селишқа маһир иди, момам һәр күни дегүдәк қулмақ селип, қулмақта көрситилгинидәк дадам абдурешит иминни ‛оғлум бир йәрдә һаят бар икән. яшаветипту, өзи ялғуз икән, лекин әһвали начаркән, ғәмкин көрүниду‚дәп сөзләп йүргән шуниңдәк момам таки вапат болғучә оғлиниң барлиқиға ишәнгән. Һәтта башқа уруқ-туғқанлиримизму буниңға ишәнгән. Әлвәттә, мәнму ишинип, бир күнләрдә дадам билән көрүшүп қалармән дәп яшиған идим. Лекин қулмаққа бәрибир мән ишәнмәйттим. Әнәнә бойичә бурунқи вақитларда көп адәмләр қулмаққа ишинәтти. Әлвәттә бәзиләр ишәнмәйтти, мениң момам бәк ишинәтти” дәйду.

Әмма, әкбәрҗан бавудон әхмәтҗан қасими башлиқ миллий азадлиқ инқилаб рәһбәрлири вә дадасиниң хитай һөкүмити елан қилғандәк “айропилан қазаси” билән өлгән әмәс, бәлки суйиқәст билән зиянкәшликкә учриғанлиқиға, йәни “өлтүрүлгәнлики” гә ишиниду.

Тарихий мәнбәләргә таянғанда, әхмәтҗан қасими қатарлиқлар ғулҗадин айрилип, уларниң җәсәтлири топ-тоғра 6 ай болғанда, йәни 1950-йили, 4-айда совет иттипақидин ғулҗаға елип келингән болуп, әкбәрҗан бавудонниң әслишичә, у аниси, момиси вә тағилири билән биргә дадасиниң җәситини көрүшкә барған. Вәһаләнки, һечким елип келингән бу җәсәтниң абдурешит имин икәнликигә ишәнмигән. Чүнки, уларниң көргини һеч йүзи йоқ, пәқәт йүз тәрипигә пахтилар орунлаштуруп қоюлған бир җәсәт болуп, униң ким икәнликини билгили болмайтти. Шуниңға охшаш башқиларму охшашла елип келингән бу җәсәтләрниң өз кишилиригә икәнликигә ишәнмигән.

Тарихий мәнбәләргә таянғанда әхмәтҗан қасими абдурешит иминни мәхсус мухбир вә хитай тили тәрҗиманилиққа таллап өзи билән биргә елип маңған. Чүнки, абдурешит имин әйни вақиттики уйғур зиялийлири вә инқилабчилири ичидә хитай вә уйғур тилиға мукәммәл шәхс иди, бәзи мәнбәләрдә ейтилишичә, шәрқий түркистан һөкүмити вәкиллири 1945-1946-йиллири арисида җаң җиҗоң билән өткүзгән сөһбәткә бир қанчә қетим абдурешит иминни тәрҗиманлиққа елип барған иди.

Абдурешит имин билән биргә “инқилабий шәрқий түркистан” гезитидә хизмәт қилған, униң билән дост өткән һазир алмутада яшаватқан 91 яшлиқ мунир йерзин әпәндиниң ейтишичә, абдурешит имин хитай тилиға камил болуп, у хитай вә уйғур иккила тилда тәң әсәр язалайдиған журналист вә шаир иди. У әхлақ пәзиләтлик, кишиләргә сәмимий, хизмитигә пуқта шәхс иди. Униң өлүми әхмәтҗан қасими қатарлиқ инқилаб рәһбәрлириниң өлүми вә миллий инқилабниң паҗиәлик ахирлишиши билән бирлишип кәтти.

Абдурешит имин 1922-йили илидики илиниң даңлиқ юртлиридин хунхай мазарда туғулған болуп, униң дадаси уйғурлар арисида тунҗи болуп, мәхсус “или тарихи” намида или дияри тарихини йезип, шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилаби рәһбири әхмәтҗан қасимиға тәқдим қилған иминҗан бавудун иди. Абдурешит имин 1948-йили, дадасиниң вәсийити бойичә “или тарихи” намлиқ әсәрни көчүрүп, әхмәтҗан қасимиға тапшурған иди.

У, кичикидин ғулҗада хитай тилида башланғуч вә оттура мәктәп тәрбийәси алған, 1941-1943-йиллири арисида “или гезити” ниң хитай бөлүмидә ишлигән. 1944-Йили, 12-ноябирда шәрқий түркистан җумһурийәти қурулғандин кейин мәтбуат орунлирида вә кейинрәк “инқилаби шәрқий түркистан” гезитидә муһәррир вә мухбир болуп ишлигән. Бәзи тарихи учурларға қариғанда 1948-1949-йиллири арисида һәтта әхмәтҗан қасими ғулҗада “инқилабий шәрқий түркистан” гезитиниң хитай тилидики нусхиси “демократийә гезити” ни нәшир қилдурғанда, абдурешит иминни хитайчә гезитниң мәзмунлирини назарәт қилидиған сензорчи баш муһәррир қилип бәлгилигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.