Иран рәһбири мисирни иранға охшитиш хам хиялида болмақта
2013.03.03
Һәммигә мәлумки, мисир, тунис вә ливийә қатарлиқ дөләтләрдә әрәб баһари ғәлибә қилип, һакимийәт хәлқниң қолиға өткәндин кейин, хәлқ қанунлуқ сайлам йоли билән өз рәһбәрлирини таллап чиққан иди.
Тәһлилчиләргә көрә, мисирниң әрәб вә ислам дунясидики орни вә нопузи алаһидә чоң икән. Шуңа мисирда болған қандақла бир өзгиришниң башқа әрәб дөләтлиригә тәсир қилиши ениқ икән. Бу сәвәбтин мәйли ислам дөләтлири болсун, мәйли ғәрб дөләтлири болсун, һәммә мисирниң әһвалиға көңүл бөлидикән. Шу қатарда иран ислам җумһурийитиму йеқиндин бири мисирдики өзгиришләрни җиддий көзитип турмақта икән.
Сәуди әрәбистанида чиқидиған “әл вәтән” гезитиниң 1 - март күнидики санида, “иран рәһбириниң мисир рәисигә язған мәктуби” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә мундақ дәп йезилған:“мундин икки һәптә илгири иран рәһбири әли хаминиийниң мисир рәиси доктор муһәммәд мурсиға мәктуп йезип, униң ғәлибисини тәбриклигәнлики вә “имам хумәйни елип барған ислаһат иранни дуняда әң күчлүк вә әң қудрәтлик дөләт қилип чиқти” дегән сөзни қистуруш арқилиқ мурсиниму хумәйнийниң йолида меңишқа дәвәт қилғанлиқи һәққидики хәвәр әрәб дунясида чоң ғулғула қозғиған иди. Мурси тәхткә чиқандин бири иранлиқ мәсулларниң мисирдин айиқи үзүлмигәнлики вә мисирда хумәйний инқилабини тирилдүрүш йолида қаттиқ тиришчанлиқларни көрситиватқанлиқиму ениқ. Мурсиниң түркийә билән болған мунасивитигиму көз юммаслиқ лазим. Түркийилик сиясәтчиләрниңму мисирда өз тәсирини көрсәткәнликидә шәк йоқ. Әмма йәнила қарар игиси мисирлиқлар вә мисир рәһбәрлиридур. Муһәммәд мурсиниң иранниң йолини таллаш яки түркийиниң йолини таллаш һәққидә әлвәттә бирәр қарарға келип болғанлиқидиму шәк йоқ. Ундақта, мисирға иранлиқ мәсулларниң бериши вә иран рәһбириниң мисир рәисини тәбриклиши һәм уни иранлиқларға охшаш болушқа чақириши нормал әһвал. Муһим болғини мурсиниң қарари вә җавабидур. Мурсиниң “мән хумәйнийчә йол тутимән” яки “әрдуғанға охшаш йол тутимән” дәп баянат бәргәнликини аңлимидуқ. Шуңа уни хумәйнийчи яки әрдуғанчи дәп һөкүм қилиш үчүн техи бир аз балдур.”
Хәлқ дөлитидин башқиси давам қилмайду
Лондонда чиқидиған“оттура шәрқ” гезитиниң шу күнидики санида “мисир иранчә дөләт боламду яки хәлқ дөлитиму” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, униңда мундақ дәп йезилған:“мисирда һакимийәткә чиққан “ихванул муслимун”җамаитиниң муддиаси ислам хәлипиликини қайта тикләштин ибарәттур. Буниңда шәк йоқ. Әмма улар бу ғайигә диктаторлуқ билән йәтмәкчиму яки демократик йол биләнму? буниңға алдирап һөкүм қилғили болмайду. Иран исраилийидин қалса, оттура шәрқтики иккинчи бир дин дөлити һесабланған болсиму, өз даирисидин чәтнәп кетәлмигән. Башқа дөләтләргиму өзлириниң муддиасини таңған биләнму уларни қайил қилалмай кәлмәктә. Бу орунда түркийә баш министири рәҗәб таййип әрдуғанниң муну сөзини нәқил кәлтүрүшни мунасип көрдүм: “биз диний рәһбәрләрниңму, императорларниңму дәвәтлиригә қолақ селип көрдуқ. Һазир чүшинип йәттуқки, иқтисадни җанландуруш билән хәлқ дөлитидин башқиси давам қилмайдикән.”