Милли армийәгә 72-йил: бир пешқәдәм җәңчиниң әслимиси (3)

Мухбиримиз үмидвар
2017.06.01
sherqiy-turkistan-jumhuriyiti-milliy-armiye-chong-ofitserliri-ghulja.jpg Шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийәсиниң чоң офитсирлири, ғулҗа, вақти ениқ әмәс
RFA/Oyghan

Һазир қазақистанниң алмата шәһири йенидики түрген йезисида яшаватқан 89 яшлиқ сабиқ милли армийә җәңчиси нурмуһәммәд садиқоф әпәндиниң әслишичә, 1945-йили, 9-айниң бешида мирзигул насироф вә асилхан төрә қатарлиқлар башчилиқида милли армийәниң мустәқил муһапизәт баталийониниң икки ескадрон байниң қийир дегән йеригә чүшкәндин кейин, мирзигул насироф вә асилхан төрә бир әтрәтни, йәни пилимот извоти вә минамйот отделенийәсини елип ақсуға, йәни сопахун әтритигә ярдәм беришкә кетиду. Қалған икки ескадрон бай, қийир, қизил қатарлиқ җайларға орунлишип арқа сәпни, болупму кучардин келиши мумкин болған гоминдаң қораллиқ күчлиригә тосуп зәрбә бериш вәзиписини иҗра қилиду. Бу вақитта қизил, қийир , бай қатарлиқ җайлардики уйғур хәлқи уларни һәр җәһәттин қоллиған, уларни йемәк-ичмәк,озуқ-түлүк вә уларниң атлирини йәм-хәшәкләр билән тәминлигән. Буниң биләнла қалмастин, көплигән яшлар өзлири нәйзиләрни ясап, пидаий болуп, уларниң сепигә қошулиду. Лекин, қизил қатарлиқ җайлардики хәлқләр бу қошунниң күнләрниң биридә өзлирини ташлап кетип қелиши вә кейин гоминдаң күчлириниң өзлиридин өч елишидин әндишә қилсиму, әмма йәнила уларни пүтүн имканийәтлири билән қоллиған вә уларға ярдәм көрсәткән.

Милли армийә җәңчилири хәлқни илһамландуруп, өзлириниң кәтмәйдиғанлиқини, пүтүн уйғур диярини азад қилидиғанлиқлирини ейтип ишәндүргән. Нурмуһәммәд әпәнди бу һәқтә мундақ деди;“ қизилниң хәлқи , болупму ақ сақаллири,бәзи бовай-момайлири, аяллири :силәр бу йәргә кәлдиңлар, силәрниң бизни азад қилишиңлар яхши, лекин азад қилалмай, силәр кәтсәңлар, у вақитта бизни булар, һечқайсимизни қоймай әшу армийәгә ярдәм қилдиңлар дәп сақ қоймайду, дәп ейтқан, биз уларға, ундақ болмайду, биз һеч вақит кәтмәймиз, биз пүтүн қәшқәр, пүтүн вәтәнниң һәммисини азад қилип, мушу йәрдә туримиз дәп вәдә бәрдуқ. Лекин, бизгә чекиниш буйруқи кәлди, арқидин хитайниң армийәси чиқип бизгә һуҗум башлиди,минамйотларни атти, бизниң чекинишимизгә тоғра кәлди, алди билән бизниң советтин кәлгән командир ескадронимиз ибрайимоф алдида қачти, бизму ахири чекиндуқ, бир сопахунниң извоти чекинмиди, улар бизниң сол тәрипимизгә, йәни шимали тәрипимизгә орунлашқан иди, улар чекинмигән, улар пилимот билән етип гоминдаң қошунлирини тости, униң командири абдурейим дегән қәһриман адәм иди. У сопахунниң өзи билән бирликтә гоминдаң тәрәптин өткән әскири икән. Биз шу чекингинимизчә байға кәлдуқ, қийир дегән йәргә мирзигул насирофлар кәп бопту, биз арқисидин йетип бардуқ. Насироф адәм әвәтип, абдурейимни қайтуруп кәлди вә йиғин ечип, абурейимни тәқдирлиди, йәни насироф өзигә берилгән " батурлуқ" медалини елип абдурейимниң мәйдисигә тақап уни тәқдирлиди. 200 Дәк пида биз билән биргә кәлди, давандин өттуқ, һәр бир давандин бир соткида өтүш мумкин иди.Бәк мүшкүл иди.”

Нурмуһәммәд садиқоф әпәндиниң әслишичә, ақивәттә хәлқ уларға зор үмидләрни бағлиған болсиму, бирақ улар туюқсиз өзлири туриватқан җайлиридин чекиниш буйруқи тапшурувелип, чекинишкә мәҗбур болған. Бу дәл 1945-йили, 10-айниң ахирлиридики иш иди.

Нурмуһәммәд әпәндиниң әслишичә, бай-ақсу әтрапиға әвәтилгән мәзкур милли армийә әйни вақитта гоминдаң билән өткүзүлгән тинчлиқ сөһбитиниң тәләп-қаидилиригә риайә қилип, урушни тохтитип, чекингән болсиму, әмма гоминдаң қошунлири тинчлиқ сөһбәт тәлипигә риайә қилмай, әксичә милли армийәгә қарши һуҗум қилған. Улар бир тәрәптин урушуп , бир тәрәптин чекингән. Сопахун совуроп қатарлиқлар музат давини арқилиқ или тәрәпкә өткән болса, бай әтрапидики мәзкур икки ескадрон илгири-кейин мирзигул насирофниң башчилиқида байниң қийир дегән йериға топлинип, андин даванларни ешип илиға чекинип, текәс тәвәсидә шитаб қуруп, қарадаван қатарлиқ җайларда қаравулида туруп, ақсу-кучар тәрәптин душмәнниң һуҗум қилишиға қарши мудапиәдә турғузулған вә әң ахирида тарқитиветилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.