Миллий армийә зәмбирәкчиләр қисминиң шанлиқ мусаписи (2)

Мухбиримиз үмидвар
2018.04.05
esed-teyipof.jpg Миллий армийә зәмбирәкчиләр девизийониниң командири, полковник әсһәт тейипоф әпәнди. 1945-Йиллири май айлири, ғулҗа.
Photo: RFA

Зәмбирәкчиләр девизийони командири әсһәт тейипоф (1918-2005) хатирилиридин

1945-Йили, 8-апрел күни шәрқий түркистан миллий армийәси қурулғандики дәсләпки 7 полк, 5 мустәқил девизийонниң тәркибидә өзгичә бир девизийон бар болуп, у миллий армийәниң әң муһим қисми, йәни зәмбирәкчиләр девизийони иди. Мунтизим миллий армийәниң мәзкур девизийони өзиниң 5 йиллиқ мәвҗутлуқ мусаписини баштин кәчүргән болуп, у йоқлуқтин бар болуш, мукәммәллишиш, күчийиш вә ахирида тарқитиветилиш мусаписини баштин кәчүрди.

Миллий армийә зәмбирәкчиләр девизийониниң командири болған, миллий армийә полковники мәрһум әсһәт тейипоф әпәнди (1918-2005) һаят вақтида, йәни буниңдин он нәччә йиллар илгири зияритимизни қобул қилип, өзиниң һаят мусаписи, йәни миллий азадлиқ инқилабқа қатнишиш җәряни, миллий армийә зәмбирәкчиләр девизийониниң қурулуш вә җәң мусаписи һәққидә тәпсилий сөзләп бәргән иди. Мәрһум әсһәт тейипоф 1918-йили туғулуп, 2005-йили алмутада вапат болған.

У сөһбәтлиридә йәнә зәмбирәкчиләр девизийониниң қорал-ярақ әһвали, түзүлүши, җәңлири вә ахирида әмәлдин қелиши һәққидә әтраплиқ тохталған иди. Униң ейтишичә, миллий армийә зәмбирәкчиләр девизийониниң қорал- ярақ әһвалидин қариғанда униңда һәр хил калебирлиқ зәмбирәкләр, минамйотлар, зенит пилимотлар болғандин ташқири униң тәркибидә йәнә танка-броневик әтрити болған. Девизийонниң адәм сани 900 кишигә йеқин болуп, полк дәриҗилик һәрбий тәркиб иди. Буниң тәркибидә мәхсус һәр хил зәмбирәкләрни атидиған, бәтләйдиған, оқ йәткүзидиған вә командирлиқ қилидиған җәң қилғучи хадимдин ташқири йәнә мәхсус зәмбирәк оқлирини сақлайдиған вә тошуйдиған, зәмбирәкләрни ремонт қилидиған, зәмбирәкләрни сөрәйдиған атларға мәсул хадимлар вә девизийонниң озуқ-түлүки қатарлиқ тәминатиға һәм қоғдашқа мәсул әтрәтләр бар иди.

Зәмбирәкчиләр девизийони икки батарейәдин түзүлгән болуп, биринчи батарейәдә 16 данә чоң зәмбирәк, иккинчи батарейәдә 16 данә 45 калебирлиқ кичик зәмбирәкләр бар иди. Булардин башқа йәнә һәр бир броневикта вә танкиларда кичик зәмбирәк болған.

Девизийонниң мәхсус зенит пилимот әтрити бар болуп, айропиланға атидиған чоң калиберлиқ зенит пилимоттин 6 си болған.

Зәмбирәкләрниң түрлири 110 миллиметирлиқ вә башқа кичикрәк калебирлиқ минамйотлар, 75 миллиметирлиқ, 45 милиметирлиқ зәмбирәкләр, тағ зәмбирики вә танкиға қарши зәмбирәкләрдин ибарәт иди.

Шихо, юңҗихо, баҗаху, җиң, дөрбилҗин, қобуқсар қатарлиқ җайлардики дүшмән истиһкамлириға әнә шу 110 милиметирлиқ минамйотлар вә 75 миллиметирлиқ зәмбирәкләр һәм тағ зәмбирәклири ишлитилгән.

Мана бу зәмбирәкләр вә минамйотларни 1945-йили 3-айдин 8-айғичә болған 5-6 ай ичидә тәрбийәлинип чиққан уйғур вә аз сандики қазақ һәм татар җәңчи офитсерлири ататти. Танка вә броневикларниму шулар өзлири һәйдәйтти.
Мәзкур девизийонниң миллий армийәниң оттура йөнилиш, шимали йөнилиштики һәр қайси чоң-кичик җәңлиридә ойниған роли зор болди. Болупму, җиң, йоңҗихо, баҗаху, шиху, дөрбилҗин, қобуқсар вә башқа җайлардики җәңләргә зәмбирәк, минамйотлири билән қатнишип, дүшмән истиһкамлирини топқа тутуп, миллий армийәниң пиядә вә атлиқ қисимлириниң һуҗумлириға маслашқан иди.

1980-Йилларда сабиқ совет иттипақи армийәсидә полковниклик дәриҗисигә йәткән вә мәхсус совет армийәси һәрбий мәктәплирини пүттүргән һазир алмутада яшаватқан, тарихчи қәһриман ғоҗамбәрдиниң қаришичә, һәр қандақ армийәдә топчилар қошуни әң муһим һәрбий тәркиб һесаблиниду. Чүнки, топчилар армийәниң һуҗумға өтүши үчүн алди билән дүшмәнни топқа тутуп, униң истиһкамлири, мудапиә линийәлирини вәйран қилип, һуҗумниң оңушлуқ вә көп чиқимсиз әмәлгә ашурулуши һәм ғәлибә қазиниши үчүн шараит һазирлап бериду. 1945-Йили қурулған миллий армийә зәмбирәкчиләр девизийони әнә шундақ мәқсәт вә рол билән қурулған болуп, һәқиқәтән униң бир қисим җәңләрдики роли чоң болди. Әмма, қисқа вақит ичидә мундақ җәңгивар бир зәмбирәкчиләрниң тәрбийәлинип чиқип, күчлүк дүшмәнни бәрбат қилиши зор бир мөҗизә һесаблиниду. Адәттә бир зәмбирәкчиләр қисмини қуруп җәңгә яриғудәк қилиш асан иш әмәс вә узун вақит тәләп қилиду.

Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.