Мунир йерзин : әхмәтҗан қасими муһәммәд имин буғра қатарлиқларни ғулҗиға кетишкә дәвәт қилған иди

Мухбиримиз үмидвар
2018.10.04
munir-erzin-90-tewellut.jpg Атақлиқ тарихчи, қазақистандики уйғуршунаслиқ илминиң асасчилиридин бири мунир ерзин(оңдин биринчи)ниң 90 йиллиқ тәвәллутиға беғишланған илмий муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2017-Йили декабир, алмута.
RFA/Oyghan

1946-Йили, 1-июл күни шәрқий түркистан җумһурийити тәрәп билән хитай гоминдаң мәркизи һөкүмити вәкиллириниң қатнишиши билән үрүмчидә бирләшмә һөкүмәт қурулди.

Бу һөкүмәттә шәрқий түркистан җумһурийити тәрәптин әхмәтҗан қасими, рәһимҗан сабир һаҗи, сәйпидин әзиз, абдукерим аббасоф қатарлиқ 4 киши биваситә үрүмчигә келип вәзипә өтиди. Шуниңдин кейин әхмәтҗан қасими башлиқ или тәрәп билән хитай тәрәп арисида кәскин сиясий күрәш башлинип, вәзийәт күндин-күнгә өткүрләшти. Тарихий шаһитларниң қаришичә, сиясий күрәш 1947-йили, 2- вә 5-айдин етибарән юқири пәллигә чиқишқа башлиған болуп, үрүмчидики уйғур тилидики “шинҗаң гезити” билән хитай тилидики “шинҗаң гезити” бу сиясий күрәштики бир-биригә қарши муһим сәһнә болған иди. Бу вақитта хитай даирилири уйғур тилидики шинҗаң гезити башлиқи уйғур сайрани қатарлиқларни җазалашқа урунди. Шу йили 8-айда бирләшмә һөкүмәт бузулуш һалитигә кәлгәндин кейин, әхмәтҗан қасими башлиқ шәрқий түркистан җумһурийити тәрәпниң вәкиллири давамлиқ үрүмчидә турушниң һаҗити қалмиди дәп бир-бирләп ғулҗиға кәтти. Мана шу вақитта ашу хадимлар билән ғулҗиға кәткән, һазир алмутада яшаватқан, әйни вақиттики уйғурчә “шинҗаң гезити” ниң хадими мунир йерзин әпәндиниң ейтишичә, ғулҗиға кетиш һәрикити наһайити мәхпий рәвиштә елип берилған болуп, рәһбәрләр вә хадимлар нәччигә бөлүнүп кәткән.

Мунир йерзинниң әслишичә, әхмәтҗан қасими һәтта илиға әйни вақиттики үч әпәндиниму биргә елип кетип, улар билән бирликтә уйғурларниң сиясий тәқдири үчүн күрәш қилишни ойлашқан.

Уйғур милләтчи рәһбәрлиридин “үч әпәнди” ниң ичидики муһәммәд имин буғрағиму бу хизмәт ишләнгән, чүнки муһәммәд имин буғра билән әхмәтҗан қасими арисида ташқи күчләргә йөнилиш мәсилисидә пикир ихтилапи болсиму, әмма көп җәһәтләрдә һәмкарлиқ болған иди. Шуңа әхмәтҗан қасими униң ғулҗиға биргә кетиши ойида болған икән, муһәммәд имин буғраму көп ойлашқан, иккиләнгән вә ахирида кәтмәй үрүмчидә қалған икән.

Шәрқий түркистан җумһурийити рәһбәрлиридин бири рәһимҗан сабир һаҗи қейин атиси, өлкә рәиси мәсуд сабириғиму бирликтә ғулҗиға кетиш һәққидә хизмәт ишлигән. Бирақ, у рәт қилған.

Мунир йерзин әпәндиниң қаришичә, үч әпәндиниң, болупму муһәммәд имин буғраниң илиға кәтмәсликидики сәвәбләр һәр хил болуп, асаслиқи уларниң или инқилабчилирини руслар билән һәмкарлашти дәп қариғанлиқида иди.
Йәнә бир нуқта 1947-йили, 5-айда җаң җиҗоң җаң кәйши билән сөзлишип, мәсуд сабирини рәисликкә тәйинлигәндә әхмәтҗан қасими башлиқ или тәрәп буниңға қарши чиққан вә шуниңдин кейинки бир қанчә ай ичидә или рәһбәрлири вә мәсуд әпәнди тәрәпдарлири арисида бөлүнүш күчәйгән.

91 яшлиқ тарихи шаһит мунир йерзин әпәндиниң ейтишичә, җаң җиҗоң қатарлиқ гоминдаң даирилири дәл әнә шундақ уйғур рәһбәрлири вә милләтпәрвәрлири арисида зиддийәт чиқишини һәм күчийишини халайтти. Вәһаләнки, әйни вақиттики вә кейинки хитай сиясәтчилири вә тарихчилири бу икки гуруппиниң ихтилапини һәддидин зиядә көптүрүп тәшвиқ қилған болуп, әмәлийәттә үрүмчидә унчивала өзара ашкара тоқунушлар болғанму әмәс, әмма, йиғинлар болған. Бир-бирини әйибләшләр 1948-йиллардики иш иди. Мунир йерзин мундақ дәйду: “лекин, әхмәтҗан қасиминиң тәрәпдарлири, йәни униңға әгишидиған вә уни қоллайдиғанлар бәк көп иди. Пүтүн үрүмчидики түркийләр, йәни уйғурлар асасән дегүдәк уни қоллайтти, пүтүн йәттә вилайәт, қәшқәр қатарлиқ җайлардики хәлқ уни қоллайтти. Мәсуд әпәндиниңму қоллиғучилири бар иди. Лекин әхмәтҗандәк ундақ көп әмәс иди”.

1947-Йили, 8-айда шәрқий түркистан вә хитай һөкүмити арисида түзүлгән бирләшмә һөкүмәтниң толуқ бузулуп, икки тәрәп йәнә бир-биригә қарши җиддий һаләткә өтүш вәзийити шәкилләнди. Әнқәрәдики һаҗитәппә университети оқутқучиси доктор әркин әкрәмниң қаришичә бирләшмә һөкүмәтниң бузулушида бир қатар сәвәбләр бар болуп, асаслиқ мәсилә хитай тәрәптә иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.