Қазақистан уйғур мәтбуатиниң раваҗлиниш тарихидин (2)

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2017.06.19
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
uyghur-awazi-almata-2015-yil-12-iyun-uchrishish-qatnashquchliri.jpg “уйғур авази” гезити хадимлири даимий апторлири билән учрашти
RFA/Oyghan

20-Әсирниң башлирида һазирқи заман уйғур мәтбуатидики дәсләпки бир қисим  гезитләр вә журналлар  оттура асия җумһурийәтлиридики ташкәнт , бишкәк вә алмата шәһәрлиридә мәйданға кәлгән иди.

Һазирқи қазақистан, қирғизистан вә өзбекистан җумһурийәтлиридики уйғурлар 100 йиллиқ мәтбуат тарихи мусаписини бесип өткән болуп, нөвәттә пәқәт қазақистанда уйғур тилида “уйғур авази” гезити қатарлиқ онға йеқин гезит вә журналлар нәшр қилинмақта. Бу гезит сабиқ совет иттипақи дәвридә “коммунизм туғи” дәп атилип, пүтүн совет иттипақи бойичә тарқитилған шуниңдәк совет-хитай мунасивәтлири йирикләшкән 196-1980-йилларда мәзкур гезит сәһипилирини техиму көпәйтилгән вә уйғур кона йезиқида қошумчә “йеңи һаят” гезити нәшр қилинған иди. Совет иттипақи йимирилгәндин кейин, “коммунизм туғи” дегән нам “уйғур авази” ға өзгәртилгән һәм һазирму қазақистандики, җүмлидики чәтәлләрдики әң чоң вә даимлиқ уйғур гезити сүпитидә паалийәт қилмақта.

Диққитиңлар ихтияри мухбиримиз һазирлиған қазақистандики уйғур мәтбуат тарихиға аит тәпсилатта болсун.

Өтмүштин мәлумки, 1957-йили 1-марттин башлап қазақистанниң шу вақиттики пайтәхти алмата шәһиридә җумһурийәтлик “коммунизм туғи” гезити чиқишқа башлиған иди. У уйғурлар тәрипидин илгирики “садаий таранчи”, “кәмбәғәлләр авази”, “колхозчилар авази”ға охшаш уйғур миллий мәтбуатиниң асасини салған гезитләрниң мирасхори сүпитидә қобул қилинди. Мәзкур гезит у вақитларда қазақистанниң болупму алмата шәһири вә алмата вилайитиниң талғир, әмгәкчиқазақ, челәк, уйғур наһийәлири, талди-қорған вилайитиниң панфилоф наһийисигә қарашлиқ йезиларда, шундақла совет иттипақиниң қирғизистан, өзбекистан вә түркмәнистан җумһурийәтлиридә яшаватқан уйғурларға тарқитилатти. “коммунизм туғи” гезити мәмликәттики “қазақ әдәбияти”, “казахстанская правда” вә башқиму көплигән нәшрләр билән бир қатарда һөкүмәт тәрипидин бөлүнгән хираҗәт билән тәминләнди. Совет иттипақи йимирилип, оттура асияда мустәқил җумһурийәтләр пәйда болғанға қәдәр қазақистанда уйғур тилида шундақла “коммунизм туғи” ниң қошумчиси “йеңи һаят”, челәк наһийилик “әмгәк туғи”, уйғур наһийилик “или вадиси”, панфилоф наһийилик “йеңилиқ авази” гезитлири нәшр қилинатти. Буниңдин ташқири, “пәрваз”, “арзу” журналлириму йоруқ көрүшкә башлиди.

“коммунизм туғи” гезитидә өткән әсирниң 80-йиллириниң башлиридин тартип ишлигән пешқәдәм журналист абдукерим тудиярофниң ейтишичә, һөкүмәт һаятидин, игилик, ишләпчиқириш вә башқиму саһәләрдин елинған материяллардин ташқири йәнә оттура асия уйғурлириниң тарихи, мәдәнийити, маарипи, турмуш-тирикчилики һәққидиму көплигән мақалиләрни елан қилди. Һәптисигә икки қетим нәшр қилинидиған мәзкур гезит миңлиған оқурмәнләрниң сөйүмлүк нәшригә айланған иди. 1979-Йилдин башлап гезитниң һәптисигә бәш қетим чиқиш мунасивити билән униңға җай-җайлардин журналистлар, шундақла көплигән шаир-язғучилар тәклип қилинишқа башлиған. А. Тудияроф өзиниң илгири яркәнт шәһиридики “йеңилиқ авази” гезити баш муһәрририниң орунбасар болуп ишләватқан пәйтидә башқилар қатарида алмата шәһиригә тәклип қилинғанлиқини әсләп, мундақ деди: “дәсләп мән йеза игилики бөлүмини, андин партийә бөлүмини башқурдум. Мениң бу яққа келишимгә дәсләптә наһийәлик гезиттә ишлигән, кейин атақлиқ язғучи болған турған тохтәмоф сәвәбчи болди. Мән кәлгәндә баш муһәррир абдуллам мәшүроф иди. Гезитниң абруйини абдуллам акидәк көтүргән һеч ким болмиди. Гезитниң 20 йиллиқи җумһурийәт бойичә атап өтүлди”.

А. Тудиярофниң дейишичә, “коммунизм туғи” гезити шу вақитларда омумән қазақистанда чиқидиған көплигән гезитләрниң алдинқи сепидин орун алған. Абдулла мәшүроф туюқсиз вапат болғандин кейин, униң орниға тудахун нәзәроф кәлгән. Кейинки йиллири гезитни йолдаш азаматоф, мухтәрҗан җумароф башқурди. Һазир униңға йершат әсмәтоф рәһбәрлик қилмақта.

Башқа нәшрләр билән бир қатарда “коммунизм туғи” гезитиму бир нәччә қетим иқтисад тапчиллиқини баштин кәчүрди. А. Тудияроф буниңдин ташқири гезиткә муштәри топлаштиму бәзи қийинчилиқларниң орун алғанлиқини, болупму қазақистан мустәқиллиққа еришкән дәсләпки йиллири гезитниң панфилоф наһийәси бойичә мухбири болуп ишләватқан мәзгилидә буниң гуваһчиси болғанлиқи үстидә тохтилип, мундақ деди: “шу вақитларда бөһранчилиқ башланди, хәлқ мүлкини булаң-талан қилиш башлинип кәтти, мән шуларни өз көзүм билән көрдүм. Шу вақитларда гезит 900 данә таралған. Биз йигит башлириниң, мәдәнийәт мәркизиниң күчи билән 2009-йили 3100 даниға йәткүзүп, мән дәм елишқа чиқтим. Мән кәткәндин кейин гезит 300 даниға чүшүп кәтти, бултур 3000 ға йәткән икән, у бирақ турақлиқ болмайватиду”.

А. Тудияроф ейтқандәк, иқтисадий қийинчилиқлар зәрдабини башқиму нәшрләр тартқан иди. “йеңи заман”, “ана мәктәп”, “мәрипәт”, “хуш кәйпият” гезитлири, “пәрваз”, “арзу” журналлири шулар җүмлисидин болуп, улар иқтисадий җәһәттин мәлум бир вақит аһалә тәрипидин қоллап-қәввәтлинип турди.

Шуларниң бири “пәрваз” әдәбий, иҗтимаий, сиясий журнили қазақистан язғучилар иттипақи йенидики “җазуши” нәшрияти тәрипидин йоруқ көргән иди. У йилиға икки қетим нәшр қилинидиған болуп, кейинки йиллири шеирийәт, проза, публистика, бизниң календар, уйғур ели әдәбияти, хәлқ еғиз иҗадийити, тарих сәһипилири, һәҗвийләр қатарлиқ бөлүмләрдин ибарәт болған. “пәрваз” журнилиниң шу вақиттики хадими, журналист әхмәтҗан исрапилофниң ейтишичә, журнал өткән әсирниң 80-йиллириниң башлиридин тартип йоруқ көрүшкә башлиған. У дәсләптә пәқәт омумий мавзулуқ характергә игә болған, йәни совет идийәсигә бола партийә, йеза игилики вә ишләпчиқириш мәсилилири вә утуқлири һәққидә мақалиләрни елан қилған, әдәбий материяллар болса, йоқниң орнида иди.

Әхмәтҗан исрапилоф журналниң кейинки тәқдири һәққидә тохтилип, мундақ деди: “1988-йили бу нәшргә алаһидә көңүл бөлүнүшкә башлиди. "Җазуши" нәшриятиниң шу чағдики мудири мәрһум алдарбек найманбайеф илғар пикирлик киши болидиған. Өзиму қазақ хәлқиниң атақлиқ язғучилириниң бири. У хәлқимизниң вәтәнпәрвәр пәрзәндлириниң илтимасиға бола журналға алаһидә орун бөлүп, униң мәзмун вә шәкил җәһәттин сүпәтлик болушиға, уйғур оқурмәнлириниң тәшналиқини қандуридиған нәшргә айлинишиға чоң ярдәм қилған иди. У чағларда уйғур әдәбият бөлүмини тонулған язғучимиз, мәрһум турған тохтәмоф башқуридиған”.

Ә. Исрапилоф журналниң кейинки санлирида бир түркүм уйғур язғучилириниң, алимлириниң әсәрлириниң көпләп беқилишқа башлиғанлиқини, буниңдин ташқири өзбекистан, қирғизистан вә уйғур диярида яшаватқан әдибләрниңму әсәрлирини елан қилишқа алаһидә көңүл бөлүнгәнликини илгири сүрди. “пәрваз” журнилиға һөкүмәт тәрипидин хираҗәт бөлүнди, лекин 90-йилларниң башлиридин әвҗ алған иқтисадий қийинчилиқлар түпәйли 1992-йили үзүл-кесил йепилди.
Игилишимизчә, “арзу” журнилиму қазақистан язғучилар иттипақиниң қош айлиқ әдәбий-бәдиий, иҗтимаий-сиясий нәшри болуп, униң тунҗи сани 1991-йили өктәбир ейида йоруқ көргән. Бу сан алмата вилайити уйғур наһийисиниң чонҗа йезисидики осман ғаппароф рәһбәрликидики наһийилик басмиханида нәшр қилинип, униңға дәсләптә панфилоф наһийисиниң маһир игилик тәшкилатчиси азад мәшүроф һамийлиқ қилған. Кейинки йилларда болса, “арзу” журнилиға башқиму игиликләр, тиҗарәтчиләр, мәктәп оқуғучилири, деһқанлар, зиялийлар вә башқилар маддий ярдәм көрсәткән иди.

Мәзкур журналниң дәсләпки қәдәмлиридин тартип ишлигән язғучи авут мәсимофниң ейтишичә, бу нәшр һун империйәлири, көк түрк қағанлиқи, уйғур орхон қағанлиқи, уйғур идиқути, уйғур қараханийлар мәмликити, яркәнд ханлиқи охшаш мәмликәтләрниң тарихи, бүйүк намайәндиләрниң өмүр баяни вә улуғ мираси бойичә мақалиләрни елан қилишни көзлигән. А. Мәсимоф шундақла башқиму мәмликәтләрдә яшаватқан алимлар, язғучилар билән зич мунасивәт орнитишни пиланлиғанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “қисқа вақит ичидә мәһмуд қәшқәриниң "түркий тиллар дивани"ни, давут исийефниң қәдимий уйғур дөләтлиригә аит мақалилирини, муһәммәт имин буғраниң шәрқий түркистан тарихиға аит әсәрлирини хәлққә тонуштурдуқ. Муңлуқ бақийеф вә малик кәбирофниң йүтүп кетиш хәвпидә қалған "тататунға" романини тиклидуқ. Униңда тарихий әсәрләр, классик әдәбият, уйғур сәнити намайәндилири, уйғур дөләтлири, дуня миқясидики уйғур алимлири вә башқиларни оқурмәнгә тәқдим қилдуқ”.

“арзу” журнили 1997-йили йепилди. Бүгүнки күндә алмата шәһиридә уйғур тилида йоруқ көрүватқан “уйғур авази” гезитидин ташқири, “асия бүгүн” гезити, “әхбарат”, “ихсан”, “интизар”, “уйғур-пен”, “ғунчә”, “иҗадкар” журналлири асасән өз хираҗити һесабиға нәшр қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.