Архип
2011-12-25
“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң бу йәкшәнбилик қисимда өткән әсирниң 40-йиллиридики миллий азадлиқ һәрикитигә қатнашқан тарихий шаһитлардин бири мунир ерзин әпәндиниң баянлири аңлитилғандин ташқири йәнә қазақистандики абай намидики дөләт педагогика университетиниң тарихи мусапилири һәққидә мәлуматлар берилиду.
2011-12-18
“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң бу йәкшәнбилик қисимда өткән әсирниң 40-йиллиридики миллий азадлиқ һәрикитигә қатнашқан тарихий шаһидларниң баянлири вә чәтәлләрдики, җүмлидин түркийидә елип берилған шәрқий түркистан җумһурийити тәтқиқатиға аит мәлуматлар диққитиңларға тәқдим қилиниду.
2011-12-11
“ тарих вә бүгүн” сәһипимизниң бу йәкшәнбилик қисимда өткән әсирниң 1930- 40-йиллиридики миллий азадлиқ һәрикитигә аит мәлуматлардин, сабиқ миллий армийә офитсери, һазир бишкәктә яшаватқан зилалидин сабирофниң инқилаб әслимилири тонуштурилиду.
2011-12-04
Программамизниң бу қисмида өткән әсирниң 1930- 40-йиллиридики миллий азадлиқ һәрикитигә аит тәпсилат шуниңдәк йәнә уйғур һазирқи заман әдәбиятиниң намайәндилиридин бири мәрһум зия сәмәдиниң өткән әсирниң 30-йиллиридики миллий азадлиқ һәрикәт тарихиға беғишлиған тарихий әслимә характерлиқ романи“йиллар сири” да баян қилинған тарихий вәқәләрниң давами билән тонушисиләр.
2011-11-27
1944-1949-Йиллиридики шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабиниң партлишидики асасий сәвәп һәққидә һәр хил көз қарашлар мәвҗут болуп , бу инқилаб совет иттипақиниң хитай вә хәлқара сиясий истратегийисиниң еһтияҗи үчүн тәйярланған һәм тәшкилләнгән дегән қараш муһим салмақни игиләйду.
2011-11-20
“тарих вә бүгүн” сәһиписиниң 20-ноябирдики санида алди билән 1944-1949-йиллиридики уйғур миллий азадлиқ һәрикитиниң партлишиниң сәвәб-амиллири һәққидики қелиплашқан көз қарашлар тонуштурилиду.
2011-11-13
1933-Йили 12- вә 1944-йили 12-ноябирдин ибарәт охшаш бир күндә уйғур хәлқи икки қетим өз мустәқиллиқини җакарлап,20-әсирдики,өзигә-өзи хоҗа болған шәрқий түркистан җумһурийитини қурған иди. Әнә шу күнидин етибарән 12-ноябир уйғур хәлқиниң тарихидики унтулмас сәһипә болуп қалди.
2011-11-10
Мол мәзмунлуқ уйғур тарихи вә уйғурларға мунасивәтлик тарихий мусапиларни, өтмүш билән бүгүнниң мунасивитини чүшәнмәкчи болсиңиз “тарих вә бүгүн” сәһипимизгә қулақ салғайсиз!